Рабийә қадир ханим: “шавгуән вәқәси”унтулмиди, хитай даирилири җавабкарлиқини үстигә елиши керәк

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.06.24
Shuri-Oyunchuq-Zawutiday-Xitaylar-Ururp-Olturgen-Yash.jpg Шүри оюнчуқ завутида хитайлар тәрипидин уруп өлтүрүлгән уйғур яшниң бири. 2009-Йили 26-июн, шявгуан.
Social Media


2009 - Йили 6 - айниң 26 - күни қәшқәр тоққузақтин гуаңдуң шавгүәндики шүри оюнчуқ фабрикисиға ишчилиққа елип берилған миңға йеқин уйғур, фабрикиға қәдәм бесип 2 ай өтмәстин, хитай пуқралириниң калтәк - чомақлиқ коллектип һуҗумиға учрайду.

Һуҗумда, хитай һөкүмәт мәлумати бойичә икки уйғур өлиду вә 118 уйғур ярилиниду. Тәрәпсиз ахбаратларниң хәвәрлиридә дейилишичә, вәқәдә аз дегәндә 18 нәпәр уйғур өлиду, йүз нәччә уйғур ярилиниду. Бу вәқә “5 - июл вәқәси” ибарәт уйғур тарихидики дәвр бөлгүч бир вәқәниң қозғилишиға сәвәб болиду.

“шавгүән вәқәси” дәп аталған бу мәшһур вәқәниң йәттә йиллиқ хатириси мунасивити билән бүгүн дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим радиомизда баянат берип, уйғурларниң “шавгүән вәқәси” ни техи унтумиғанлиқини билдүрди вә хитай даирилирини мәзкур вәқәдики җавабкарлиқини кечиктүрмәстин үстигә елишқа чақирди. Рабийә қадир ханим бу мунасивәт билән мухбиримизниң соаллириға җаваб бәрди.

Соал: һөрмәтлик рабийә ханим, дуняви тәсир пәйда қилған вә “5 - июл вәқәси” ниң қозғатқуч сәвәблиридин бири болған “шавгүән вәқәси” ниң йүз бәргинигә

7 Йил болуп қалди, сизчә бу вәқә унтулдиму, бу вәқәниң уйғур җәмийитигә, җүмлидин уйғур - хитай мунасивитигә көрсәткән тәсири тазиландиму?

Җаваб: җамаәт сорунлиридики сөһбәтләрдин, торлардики инкаслардин, шундақла нөвәттики уйғур вәзийитидин шуни көрәләймизки, уйғурлар “шавгүән вәқәси” ни техи унтумиди, унтуялмиди. Чүнки шавгүән вәқәси сәвәблик келип чиққан “5 - июл вәқәси” дә ғайиб болған уйғурларниң техичә из - дерики болмиди, “5 - июл вәқәси” дә етилған вә кесилгәнләрниң аилә - тавабиатлири һелиһәм йиғлап, қақшап күн өткүзүватиду. “5 - июл вәқәси” дин кейин техиму шиддәтләнгән қаршилиқ һәрикәтлири вә йеқинқи 2 - 3 йилдин бери тайланд қатарлиқ дөләтләргә қечип чиқиватқан сиясий панаһланғучилар уйғурларниң “шавгүән вәқәси” ни унтумиғанлиқиниң бир ипадиси.

Соал: бу дегәнлириңиздин “шавгүән вәқәси” уйғур - хитай мунасивитидә тарихий бир яра пәйда қилди,дегән мәнә чиқиватиду, мушундақ чүшинишкә боламду?

Җаваб: дәл шундақ. Чүнки шавгүән вәқәси көрүнүши шунчилик қорқунчлуқ; ақивити шунчилик ечинишлиқ туруп, та һазирға қәдәр хитай һөкүмити өзиниң вәқәдики җавабкарлиқини үстигә алмиди. Пәқәт “5 - июл вәқәси” келип чиққандин кейинла вәқәдә рол алған бирқанчә кишини җазалиған болди, әмма уйғур хәлқиниң көңли тәсәлли тапқудәк, милләтләр мунасивитиниң тәрәққиятидин үмидләнгүдәк тәшвиқатму, иҗраатму болмиди.

Соал: вәқәдики һөкүмәтниң җавабкарлиқи немә?

Җаваб: “шавгүән вәқәси” дә уйғурлар сақчиларниң яки әскәрләрниң зәрбисигә учримиди, пуқраларниң һуҗумиға учриди; көрүнүшләрдин мәлумки бир нәччә кишиниң әмәс, йүзләрчә кишиниң һуҗумиға учриди, бу һуҗум миңларчә кишиниң көз алдида йүз бәрди; вәқә йүз берип 4 саәткичә һуҗумни тосидиғанлар, аҗритидиғанлар болмиди. Улардики бу рәһимсизлик, бу җасарәт нәдин кәлгән? буни һөкүмәт басқунчилиқ һәққидики питнә - пасаттин, дәп чүшәндүрди. Бу қуруқ гәп, бу рәһимсизлик вә җасарәт хитайниң уйғурлар һәққидики тәшвиқати вә уйғурларға қаратқан сияситиниң нәтиҗиси; уйғурларни тохтимай террорлуқ билән әйибләш вә дөләт дүшмини қилип тәсвирләш бир қисим хитай пуқралирида әнә шундақ нәпрәтни пәйда қилған болса, уйғурларни халиғанчә тутқун қилиш, һәтта сотсиз җазалашлар, бәзи хитай пуқралирида юқириқидәк җасарәтни шәкилләндүрди. Ечинишлиқ вә әндишилинәрлик йери, хитай һөкүмити әнә шу хаталиқини техичә етирап қилғиниму йоқ, түзәткиниму йоқ, давам қиливатиду. Буниңдин кейин йәнә шундақ шавгуән вәқәлири чиқиши тәбиий, мән шу чағдиму йәнә шу пуқраларни әмәс, һөкүмәтни әйибләймән, чүнки тәшвиқат вә маарип хитайда пүтүнләй дөләтниң қолида.

Соал: һәр йили шавгүән вәқәсини әсләп баянат бериватисиз, шавгүән вәқәси немә үчүн муһим? ақивити еғир болғини үчүнму?

Җаваб: әлвәттә хитай - уйғур мунасивәт тарихида йүз бәргән қанлиқ тоқунуш ялғуз “шавгүән вәқәси” ла әмәс, униң алдидиму, арқисидиму, шуниңға охшиған вә униңдинму еғир қан төкүлгән вәқәләр болди. Әмма “шавгүән вәқәси” иҗтимаий ахбаратниң күчи билән уйғурлар арисида әң кәң вә әң тәпсилий тарқалған бир вәқә. Униң үстигә 5 - июл вәқәсидин ибарәт дәвр бөлгүч бир вәқәниң келип чиқишида қозғатқуч рол ойниған вәқә. Шуңа хитай даирилириниң шавгүән вәқәсидики җавабкарлиқини үстигә елиши йәни хаталиқини тәкрарлимаслиқ һәққидә сигнал бериши шәрқи түркистанда муқимлиқниң шәкиллинишидики башланғуч қәдәм.

Соал: “җавабкарлиқни үстигә елиш” дегәндә хитай һөкүмитидин конкрет һалда немиләрни күтисиз?

Җаваб: уйғурлар һәққидики террорлуқ тәшвиқатини тохтитиши керәк, “шавгүән вәқәси” дики қатил гумандарлирини дәрһал тутмиған вә вәқә һәққидә уйғур хәлқигә дәрһал мәлумат бәрмигәнликиниң хата болғанлиқини етирап қилиши керәк, 5 - июл күни “шавгүән вәқәси” гә адаләт тәләп қилған намайишчиларни җавабсиз қалдурғанлиқиниң тоғра болмиғанлиқини бойниға елиши керәк. Шундила “5 - июл вәқәси” дә һәқсиз җазаланған миңларчә уйғурниң давасиға қайта қарап чиқишниң бир шәписи болған болиду вә милләтләр мунасивитиниң яманлишишиниң пәсийишидин үмид туғулиду.

Соал: бир ана вә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири болуш сүпитиңиз билән, “шавгүән вәқәси” ниң хатирә күни мунасивити билән уйғур хәлқигә қандақ тәклип - тәвсийәлириңиз бар.

Җаваб: “шавгүән вәқәси” дики көрүнүшләрни көргәндин кейин, хәлқимиз ичидә бәзиләрниң, болупму яшларниң хитай хәлқидин пүтүнләй үмидсизләнгәнлики бир реаллиқ. Мән шуни әскәртимән, дуняда “яхши милләт”, “яман милләт” дегән нәрсә болмайду, һәрқандақ милләттә яхши адәмләр мутләқ көп санлиқни игиләйду, әмма шу көп санлиқниң ирадиси һакимийәттә әкс әтмәйдиған әһваллар болиду. Хитай диктатор бир һакимийәт, хитайниң йүргүзүватқанлири хитай хәлқиниң ирадиси әмәс, пәқәтла хитай компартийәсиниң ирадиси. Хитай - уйғур мунасивити тарихи ялғуз “шавгүән вәқәси” ла әмәс, тарих бәтлирини варақлисақ, нәччә миң йиллиқ қошнидарчилиқ тарихимизда бир - биримизниң вәтинини бесивалған, земинини игиливалған, урушқан - талашқан йиллиримизға қариғанда, бир - биримизниң ички ишлириға арилашмай, мустәқил, тинч вә баравәр қошна яшиған вақитлиримиз сан җәһәттин мутләқ үстүнлүккә игә. Шуңа мән хәлқимизни хитай - уйғур мунасивитиниң келәчикидин үмидвар болушқа дәвәт қилимән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.