Хитай даирилири уйғурларниң шекәр сетивелишиға чәклимә қойған

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.10.04
shekar-cheklesh-dokan-uqturush.jpg Мәлум дуканниң ишикигә чапланған, шекәр сетивелиш чәклимиси һәққидики уқтуруши. Үрүмчи.
Oqurmen teminligen

Хитай һөкүмитиниң йеқинқи икки йилдин буян пәқәт уйғурларға қарита чиқарған бәзи күндилик истемал буюмларни сетивелиш җәһәтләрдики чәклимилириниң уйғурларниң күндилик турмушиға еғир қулайсизлиқларни пәйда қиливатқанлиқи мәлум.

Йеқинда радийомизға өзиниң бултур уйғур елидин чәтәлгә чиққанлиқини билдүргән бириниң учур йәткүзүшичә, даириләрниң 2017-йилиниң башлиридин буян қаттиқ иҗра қилип келиватқан “шекәр сетивелишни башқуруш бәлгилимиси” ниң уларниң үрүмчидә буниңдин 10 йиллар илгири ачқан миллийчә татлиқ-турум дукининиң тақилип қелишиға сәвәб болғанлиқи мәлум.

Аилә әзалири билән алақиси үзүлгинигә йерим йилдин ашқан болсиму, әмма уларниң бихәтәрлики үчүн өзи вә аилә әзалириниң нам-шәрипини ашкарилашни халимиған мәзкур учур бәргүчиниң ейтишиға қариғанда, адәттики истемалчилар дуканлардин ақ шекәр сетивелиш үчүн кимликини көрситиши вә шекәрни немигә ишлитилидиғанлиқи һәққидики илтимасиға сақчи понкитиниң тамғиси бесилған иҗазәтнамиси қатарлиқ һөҗҗәтләрни һазирлиши керәк икән. Әгәр аилисидә бирәри лагерға киргәнләр яки кимликигә қара чекит урулғанлар болуп қалса, уларға бирдәк шекәр сетип берилмәйдикән.

Даириләр бу һәқтә парчә вә топ сетиш базарлириға 2016-йилиниң ахирлирида мәхсус уқтуруш чүшүрүп, бу хил чәклимини қәтий иҗра қилиш вә буниң дөләт бихәтәрлики вә муқимлиқ вәзийити билән биваситә мунасивәтлик чәклимә икәнликини тәкитлигән икән.

Бәзи иҗтимаий алақә васитилиридики бу һәқтики инкасларға қариғанда, даириләрниң шекәр сетивелишқа бу қәдәр қаттиқ чәклимә қоюши истемалчиларниң шекәрдин пайдилинип химийәлик бомба яки партлатқуч бомба ясаш еһтималлиқни көздә тутқан болуши мумкин икән.

Хитайда чиқидиған бәзи аммиви торлардики хитай тор кезәрлириниң қисмән инкаслиридинму уйғур елида истемалчиларниң шекәр сетивелишиға қоюлған чәклиминиң һәйранлиқ вә ғулғула қозғиғанлиқи тилға елинған.

Биз бу һәқтә ениқ мәлумат елиш үчүн үрүмчидики тәйяр йемәкликләр топ тарқитиш базириниң шекәрни топ вә парчә сетиш дуканлири билән алақиләштуқ. Бир хитай дукандар соаллиримизға мундақ җаваб бәрди:

- Дукиниңизда ақ шекәр сетиламду?
- Шундақ, шекәр бар.

- Шекәр селивелиш үчүн һазирму кимлик вә сақчиниң тонуштуруши керәкму?
-Шундақ, кимлик вә испат хети болуши шәрт.

- Қанчилик сетивелишқа болиду?
- Сетиватқинимиз һәммиси парчә шекәр, һәммиси парчә-парчә қилинип халтиға қачиланған. Бириниң ичидә бир қанчә йүз грам шекәр бар. Баһаси 5-6 йүән яки 7-8 йүән әтрапида. Ишқилип, мән топ сатқанларни көрмидим. Әгәрдә мәһәллә комитетиниң рухсити бар болса қандақкин?

- Даириләрниң шекәр сетивелишқа чәклимә қоюшниң сәвәби нимидур?
- Уни мәнму билмидим. Шекәр дегән күндилик йемәклик, истемалда муһим нәрсә. Уни чәклисә җиқ қулайсизлиқ болиду. Һәтта күндә тамақта қорумиларғиму шекәр ишлитилидиған турса, мәнму чүшәнмидим.

Биз үрүмчи тәңритағ районлуқ җамаәт хәвпсизлик ишханисиға телефон қилип, шекәр сетивелиш чәклимиси чиқирилишниң сәвәби вә бу чәклиминиң қачанғичә иҗра қилинидиғанлиқини сориған болсақму, телефонни алған хадим җаваб беришни қопаллиқ билән рәт қилди.

“шинҗаң учур тори”, “базар тори” қатарлиқ торлардики учурларға қариғанда, шекәргә әң зор еһтияҗлиқ болған йемәк-ичмәк кәсиплиридин “миллийчә татлиқ-турум дуканлири” намида тизимға елинған дуканлардин үрүмчидә 942 си, ғулҗида 175, корлида 136, санҗида 116, ақсуда 114, қәшқәр вә қизилсуда җәмий 110 дукан бар икән. Торда бу дуканларниң бәзилириниң телефон номурлири киргүзүлмигән, бәзилиригә болса “тақалди” дәп йезип қоюлған. Қәшқәрдики татлиқ-турум дуканлиридин пәқәт ғәрбчә торт дукиниға телефон уланди.

Дукандар бу торт дукининиң күндә кәч саәт 10 да тақилидиғанлиқини билдүрди. Униңдин шекәр сетивелиш миқдариға чәклимә қоюлғандин кейин дукиниға тәсири болған-болмиғанлиқини сориғинимизда у һәйранлиқ билән, “ нәдә чәкләйду, шекәрни сетиватмамду, мән һечқачан шекәр сетивелишта чәклимигә учрап бақмидим” дәп җаваб бәрди.

Бу хитай дукандарниң баяни бизгә хитай херидарларниң шекәр сетивелишида һечқандақ чәклимигә учримайдиғанлиқини ашкарилап бәрди. Йәнә бир тәрәптин хитай даирилириниң уйғур елида йолға қойған шекәр сетивелиш чәклимиси пәқәтла уйғурларға қаратмилиқ вә кәмситиш характерлик йүргүзүлүватқанлиқи мәлум болмақта.

Шекәр йемәк-ичмәк турлиридики ачқучлуқ тәркиб болуп һесаблиниду, буниң шекәрни хуруч қилидиған уйғур йемәк-ичмәк карханилириға вә йәккә игиликигә йәнә қандақ тәсирләрни елип келиватқанлиқи һазирчә ениқ әмәс. Биз бу һәқтә давамлиқ учур игиләшкә тиришимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.