Ақсарай алдида миңларчә киши хитай дөләт рәиси ши җинпиңға қарши намайиш қилди

Мухбиримиз ирадә
2015.09.25
aq-saray-shi-jinping-namayish-6.jpg

Ақсарай алдида хитай дөләт рәиси ши җинпиңға қарши өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин көрүнүш. 2015-Йили 25-сентәбир, вашингтон.

aq-saray-shi-jinping-namayish-5.jpg

Ақсарай алдида хитай дөләт рәиси ши җинпиңға қарши өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин көрүнүш. 2015-Йили 25-сентәбир, вашингтон.

aq-saray-shi-jinping-namayish-4.jpg

Ақсарай алдида хитай дөләт рәиси ши җинпиңға қарши өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин көрүнүш. 2015-Йили 25-сентәбир, вашингтон.

aq-saray-shi-jinping-namayish-3.jpg

Ақсарай алдида хитай дөләт рәиси ши җинпиңға қарши өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин көрүнүш. 2015-Йили 25-сентәбир, вашингтон.

aq-saray-shi-jinping-namayish-2.jpg

Ақсарай алдида хитай дөләт рәиси ши җинпиңға қарши өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин көрүнүш. 2015-Йили 25-сентәбир, вашингтон.

aq-saray-shi-jinping-namayish-1.jpg

Ақсарай алдида хитай дөләт рәиси ши җинпиңға қарши өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин көрүнүш. 2015-Йили 25-сентәбир, вашингтон.

25-Сентәбир әтигән саәт 11 дин башлап, америка пайтәхти вашингтондики ақсарай алдида хитай дөләт рәиси ши җинпиңға қарши зор көләмлик намайиш өткүзүлди.

Нәччә онлиған тәшкилат вә миңларчә кишиниң иштирак қилиши билән өткүзүлгән бу намайишта хитай һөкүмитиниң хитайдики пуқраларға йүргүзүватқан зулуми, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә һәтта райондики қошна дөләт вә районларға қиливатқан тәһдитигә наразилиқ билдүрүлди. Ай юлтузлуқ көк байрақлири билән намайишқа қатнашқан уйғурларму кишилик һоқуқ вә әркинлик тәләп қилди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, ақсарай алдидики намайиш һазир наһайити қизғин кәйпият ичидә өтүватиду. Намайишқа иштирак қиливатқан миңларчә киши бар. Намайиш қиливатқанлар ичидә уйғурлар, тибәтләр, демократ хитайлар, фалунгуң муритлири, тәйвән мустәқиллиқини қоллайдиғанлар вә һәтта “хитай вийетнам деңизидин чиқип кәт” дәп намайиш қиливатқан вейтнамлиқлар бар. Нурғунлиған кишилик һоқуқ органлириниң мәсуллири вә әзалири бар. Йәни ақсарайниң алди һазир түрлүк рәңлик байрақлар, шоар тахтилири вә миңлиған намайишчилар билән толуп ташқан бир вәзийәттә.

Һазир бу йәрдә уйғурларму уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим башчилиқида намайиш қиливатиду. Улар қоллирида көк байрақлирини көтүрүшүп “уйғурларға әркинлик, уйғурларға кишилик һоқуқ, хитай шәрқий түркистандин чиқип кәт” дегән шоарларни товлимақта.

Намайиш җәрянида йәнә бир қанчә муһим тәшкилат рәһбәрлири мәтбуатларға ортақ баянат бәрди. Бу тәшкилатлар ичидә пуқралар күчи тәшкилати, хитайда һоқуқ тәшкилати, уйғур америка бирләшмиси, җәнубий моңғулийә һәмкарлиқ тәшкилати, хәлқара тибәт һәрикити, коммунист хитай зиянкәшликигә учриғучилар тәшкилати қатарлиқ тәшкилатлар бар. Рабийә қадир ханим мунбәрдә баянат берип мундақ деди:
‏-Бүгүн мушу езилгән милләтләрниң көз йеши вә әркинлики үчүн бу йәргә йиғилғанларға, ши җинпиңға өзиниң наразилиқини билдүрүш үчүн кәлгәнләргә вә бу паалийәтни уюштурғанларға рәһмәт. Ши җинпиң бүгүн ақсарайда меһман болиду. Әмма у бу йәргә келиштин бурун миңлиған кишини түрмигә қамап, нурғун кишиниң җениға замин болуп бу йәргә кәлди. Хитай һөкүмити 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидә миңлиған кишини қолға алди. Йеқинда ши җинпиң нурғун хитай кишилик һоқуқ актиплирини қолға алди. У һәтта баравәрлик тәләп қилған уйғур зиялийси илһам тохтини өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилди. Хитай һөкүмити 60 йилдин буян һәр хил шәкилдики бастуруш сиясәтлирини йүргүзүп кәлгән, әмма ши җинпиң һакимийәт бешиға кәлгәндин буян сотсиз өлүм, мәҗбурий йоқитиветиштәк қанунсиз һәрикәтләрниң салмиқи техиму ашти. Биз бүгүн хитай һөкүмитини уйғурлар, тибәтләр вә моңғуллар вә мәйли хитайлар болсун, түрмидики барлиқ сиясий мәһбусларни азад қилишини тәләп қилимиз. Әгәр обама һөкүмити бу қетим кишилик һоқуқни муһим мәсилә қатарида оттуриға қоймайдикән, у һалда бу, хитай һөкүмитигә бир йешил чирағ йеқип бәргән һесаблиниду.

Биз намайиш җәрянида хәлқара кәчүрүм тәшкилати америка ишханисиниң башлиқи ти кумар әпәндини зиярәт қилдуқ. Ти кумар әпәнди сөзидә мундақ деди:
‏-Биз обама һөкүмитини хитай билән учришишлирида кишилик һоқуқ мәсилисини сода вә техника мәсилилири билән охшаш муһим орунға қоюшқа чақиримиз. Һәм шундақ қилишини үмид қилимиз. Әгәр у ундақ қилмайдикән, бу америка һөкүмити үчүн наһайити чоң бир мәғлубийәт болған болиду. Бизниң уйғур елида түрмидә йетиватқан сиясий мәһбуслар вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири үстидә җиддий әндишилиримиз бар. Шуңа биз обамани бу мәсилиләрни оттуриға қоюшқа чақиримиз.

Биз шундақла намайишта алим сейитоф әпәнди вә бир намайишчи уйғур яшни зиярәт қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.