‏Шиветсийәдики уйғурлар әзәрбәйҗанлиқларниң намайишиға қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2016.04.11
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
shiwetsiye-ezerbeyjan-uyghur-namayish.jpg Шиветсийәдә яшаватқан түркий системисидики аммиви тәшкилат әзалири әрменийәниң ишғалиға қарши қилған наразилиқ намайиштин көрүнүш. 2016-Йили 9-апрел, ситокһолм.
RFA/Éhsan

Шиветсийәдә яшаватқан түркий системисидики аммиви тәшкилат әзалири 9- апрел күни шиветсийәниң пайтәхти ситокһолмниң мәркизи сергел мәйданида, әрменийәниң ишғалиға қарши наразилиқ намайиш қилди.

Намайиш мәйдани әзәри, түрк, түркмән, уйғур қатарлиқларниң дөләт байрақлири вә түрлүк лозункилар билән толған болуп, намайишчилар әзәрбәйҗанниң дөләт шеири вә миллий маршини оқуди. Әрмәнләрниң қирғинчилиқлирини әйибләп шоарлар товлиди вә баянатлар елан қилинди.

Бу қетимқи намайиш шиветсийә “түрк ишчилар федратсиюни”, “явропа түрк демократлар бирлики”, “әзәрбәйҗан федратсиюни”, “җәнубий әзәрбәйҗан истиқлал партийиси”, “ирақ түркмән федратсиюни” вә “уйғур маарип уюшмиси” қатарлиқ тәшкилатларниң һәмкарлиқи билән өткүзүлгән болуп, шиветсийәниң йирақ ‏- йеқин шәһәрлиридин кәлгән 500 гә йеқин киши қатнашти.

Намайишни тәшкиллигән әзәрбәйҗан тәшкилатлар бирликиниң башлиқи абдусәмәт әпәнди намайиш мәйданиға келип өзлири билән бир сәптә болған түрк системисидики қериндашлири қатарида уйғурларғиму рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрди.

Арқидин сөзгә чиққан һәрқайси тәшкилат башлиқлири вә тәшкилат вәкиллири, әрменийәниң ишғалини әйибләш билән биргә, һәр вақит ишғалчиға қарши мәзлумлар билән биргә икәнликини билдүрүшти.

Әзәрбәйҗан мустәқил болғандин кейин, әзәрбәйҗанниң туприқиниң 20% и әрменийә тәрипидин бесивелинған болуп, өткән һәптә икки тәрәп чеграсида тоқунуш йүз берип икки тәрәптин көплигән әскәрләр өлгән вә яриланған иди.

Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғур маарип уюшмисиниң түрк җәмийәтлиригә мәсул муавин рәиси әхмәтҗан түрсун сөзгә тәклип қилинған болуп, у зияритимизни қобул қилип өзиниң намайиш мәйданида қилған сөзидә, уйғурларға вакалитән әзәрбәйҗан хәлқиниң йенида болидиғанлиқини, ишғалға, залимға қарши уйғурларниң әзәрбәйҗан хәлқигә ярдәмдә болидиғанлиқини аңлатқанлиқини билдүрди.

Шиветсийәдики сиясий паалийәтчи аббас әпәнди зияритимизни қобул қилип, әзәрбәйҗанға охшаш қериндашларниң бешиға мусибәт кәлгәндә, уйғурларниңму улар билән биллә турушиниң интайин муһим әһмийити барлиқини билдүрди.

Намайиш шу йәр вақти 13:00 дә башлинип, 15:00 дә ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.