Илшат һәсән: соқмақ вәқәсидики уйғурларни җазалаш миллий кәмситишниң бир хил ипадиси

Мухбиримиз меһрибан
2013.04.09
Ilshat-Hasen-Boshunde-305.jpg Сүрәт, д у қ ниң ички ишлар мудири, америка уйғур җәмийитиниң муавин рәиси илшат әпәндиниң бошүн тор бетидә 15 - авғуст күни мухбир җаң чиңйаңниң "5 - ийул вәқәсиниң сәвәби һәққидә дунйа уйғур қурултийиниң ички ишлар мудири илшат әпәнди билән сөһбәт" намлиқ зийарәт хатирисидә берилгән сүрити.
news.boxun.com Дин елинди.

Бултур 12 - айда хитайниң җеҗяң өлкисидә йүз бәргән соқмақ сатидиған уйғурлар билән хитай херидарлири оттурисидики җедәл вә бу җедәлдин кейин 16 нәпәр уйғурға төләм төлинип, уларниң юрти хотәнгә қайтурулуш вәқәси бир мәзгил хитай тор бекәтлиридики ғулғулиға сәвәб болған иди.

“хотән гезити” ниң өткән һәптидики хәвиридә бултур җеҗяңда йүз бәргән “соқмақ вәқәси” сәвәблик юртлириға қайтурулған 16 кишигә хотән наһийисидә қайтидин чарә көрүлүп, әйни чағда җеҗяңда уларға берилгән төләм пулниң артуқ қисми қайтурувелинғанлиқи хәвәр қилинғандин кейин, бу вәқә қайтидин хитайдики тор бекәтлиридә муназирә темисиға айлинип даириләрниң қилмиши әйибләнди. Америкидики сияси анализчи илшат һәсән әпәнди соқмақ вәқәси һәққидә өз қаришини оттуриға қоюп, даириләрниң соқмақ вәқәсидики уйғурларни җазалишиниң уйғурларға қаритилған миллий кәмситиш сияситиниң йәнә бир ипадиси икәнликини илгири сүрди.

Йеқинда хотән наһийилик һөкүмәт даирилири бултур 12 - ай мәзгилидә җеҗяң өлкисидә хитай херидарлири билән соқмақ сатидиған уйғур тиҗарәтчилири оттурисида йүз бәргән маҗирадин кейин, юртиға қайтурулуп келингән 16 нәпәр уйғурниң хотәндә қайта җазаланғанлиқини хәвәр қилди.

Хәвәрдә дейилишичә, соқмақ тиҗарити билән шуғуллинидиған бу 16 кишигә айрим - айрим һалда бир йилдин бәш йилғичә тиҗарәт қилишқа рухсәт қилинмайдиғанлиқи уқтурулған. Буниңдин башқа йәнә әйни чағда херидарлар билән болған җедәл сәвәблик җеҗяң өлкиси йүеяң наһийисидә соқмақ сатқан мәзкур уйғурларниң һәр бири үчүн төләп берилгән 8500 сом төләм пулиниң 5525 соминиң қайтуруп елинғанлиқи баян қилинған.

Америкидики уйғур сияси анализчилардин бири илшат һәсән әпәнди хотән даирилириниң бу қилмиши һәққидә өз қаришини баян қилип, тәнқидий пикирлирини оттуриға қойди.

Илшат әпәнди хотән даирилириниң уйғур тиҗарәтчилиригә әйни чағда төләп берилгән төләм пулни қайтурувалғандин башқа, уларниң бир йилдин бәш йилғичә болған арилиқта сиртқа чиқип тиҗарәт қилинишиға йол қоймиғанлиқи хитайниң өзидә бәлгиләнгән әң әқәлли қануний һоқуқ бәлгилимиләргә бузғунчилиқ қилиш икәнликини оттуриға қоюп, уйғурларниң яшаш вә тирикчилик қилиштин ибарәт әң әқәлли һәқ - һоқуқиниңму тартивелиниватқанлиқини илгири сүрди.

Илшат әпәнди сөзидә йәнә, мәзкур 16 кишиниң тирикчилик йоли үзүветилип,юртиға қайтурулғандин кейинму уларниң қайтидин җазалиниши, “уйғурларға қаритилған кәмситиш сияситиниң ялиңач ипадиси” дәп тәкитлиди.

Илшат һәсән әпәнди йәнә, хитай һөкүмитиниң йеқинқи йиллардин буян, уйғурларға “ қарита қаттиқ бастуруш” сиясити қолланғандин башқа, өзиниң тәшвиқат васитилиридин пайдилинип хитай хәлқи арисида уйғурларниң образини хунүкләштүрүш арқилиқ уйғурларни кәмситиш вә чәткә қеқиш кәйпиятлириниң күчийишигә сәвәб болуватқанлиқини билдүрди.

Бултур 3 - декабир күни хитай тор бекәтлиридә, җеҗяң өлкиси йүеяң наһийисидә йүз бәргән соқмақ сатидиған һарвилири чеқиветилгән 16 нәпәр уйғурға җәмий 160 миң сом төләм пули берилгәнлики хәвәр қилинғандин кейин, хитайдики бир қисим тор бекәтлиридә бу вәқәни баһанә қилип уйғурларни һақарәтләйдиған муназириләр елип берилған иди.

Әйни чағда уйғур тордашларму бу һәқтә көз қарашлирини баян қилип, уйғурларға қилинған һақарәт һуҗумлирини әйибләп, наразилиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.