Америкилиқ язғучи: қолумдин келишичә уйғурларниң ғемини йәватқанлиқимни билдүрүп қоюңлар
2015.12.11

Америкилиқ язғучи лаваллей ханим “тал севәт” романиниң шәһәр турмушиға әмәс, бәлки йезилардики уйғурларниң һаятиға беғишланған роман икәнликини әскәртиш билән биргә, романниң йезилишиниң алди кәйнидики бир қатар вәқәләр, шундақла романдики персонажлар образиниң мәнбәси һәққидә тохтилип өтти, шуниң билән биргә, өзиниң романдики баш қәһриман меһригүлниң кейинки тәқдири һәққидә һәрқачан ойлинип келиватқанлиқини тилға алди.
У хотәндә зиярәттә болуп америкиға қайтип кәлгәндин кейин пүтүн зеһнини йиғип уйғурларға даир материялларни өгиниш вә бу һәқтики мәлуматлиқ кишиләр билән сөһбәтлишиш, шу арқилиқ романни имкан бар уйғурлар дияридики реаллиқни чинлиқ тәсвири билән юғурулған һалда ипадиләп бериш мәқситигә йетишкә тиришқан. Пүткүл җәрянда романдики баш персонаж меһригүл униң хатирисидин, шундақла көз өңидин бир минутму нери болмиған. Җүмлидин йезиларда намратлиқ вә бекик иҗтимаий муһитниң искәнҗисидә тепирлаватқан садда уйғур қизлири һәр даим униң қәлб хатирисини чалғитип кәлгән. Биз униңдин “әгәр меһригүл мушу минутларда бизниң йенимизда болған болса униңға немә дегән болаттиңиз?” дәп сориғинимизда һаяҗандин көзлиригә яш кәлгән лаваллей ханим өзи америкиға қайтип кәлгәндин кейин романни йезип чиқиш вә уни нәшр қилиш ишлири билән алдираш болуп кәткәнликини, шуниңдин кейин уйғурлар дияриға саяһәткә бериш пурсити болмиғанлиқини, шу сәвәбтин мумкин болса баш қәһриман меһригүлниң кейинки тәқдири һәққидә мәлуматлиқ болушни бәкму арзу қилидиғанлиқини тилға алди.
У мундақ деди: “униң һазир қандақрақ туруватқанлиқини, мән кәткәндин кейин зади немә ишларниң болғанлиқини бәкму билгүм бар. Униң қандақ болуп мениң җисмим вә роһум билән бир гәвдә болуп юғурулуп кәткәнлики маңиму қараңғу. Чүнки хотәндики яшларниң даимлиқ тәқдири, уларни немиләрниң күтүп турғанлиқи маңа һәрһалда рошән һалда мәлумлуқ. Уларниң тинчлиқ шәкилдики намайишни тәшкиллигәнлики вә кочиға чиққанда хитайларниң уларға оқ атқанлиқи, шу сәвәбтин нурғунлиған яшларниң башқа җайларға қечип кетишкә мәҗбур болғанлиқиму мән үчүн сир әмәс. Шуңа растини десәм меһригүлниң шуниңдин кейин қандақ қисмәтләргә муптила болғанлиқини бәкму билгүм бар. Униң бәхтлик вә ғәм - әндишисиз яшаватқан болушини, давамлиқ мәктәпкә бериш имканийитигә еришкәнликини, шундақла техиму көп севәтләрни тоқуялишини үмид қилимән.”
Роман вәқәликиниң уйғурлар әдәбиятидики даимлиқ темилардин болған йеза турмушини асас қилғанлиқини, әмма мәзкур романниң мушу тема бойичә чәтәлдә йезилған вә елан қилинған тунҗи роман икәнликини ейтқинимизда лаваллей ханим буниңдин бәкму хурсән болғанлиқини билдүрди. Романниң башқа тилларға тәрҗимә қилиниш еһтималлиқи, шундақла мумкин болса униң уйғурчә тәрҗимисини рояпқа чиқириш хизмитигә қандақ қарайдиғанлиқини сориғинимизда у мушундақ бир күнниң келишини бәкму арзу қилидиғанлиқини билдүрди.
Лаваллей ханим мундақ деди: “мән романниң уйғурчиға тәрҗимә қилинғанлиқини көрүшни бәкму арзу қилимән. Әгәр сиз романни уйғурчиға тәрҗимә қилишқа әрзийду, дәп қарисиңиз, мән мушундақ бир күнниң йетип келишини тәшналиқ билән күтимән. Әмма нәшр һоқуқи мәсилисини қандақ бир яқлиқ қилишқа даир ишларни анчә тәпсилий билип кәтмәймән. Лекин мән уйғурчә тәрҗиманға бу җәһәттә қолумдин келишичә ярдәмдә болимән. Һазир бу роман корейә тилиға тәрҗимә қилиниватиду. Мениң билишимчә, мушу тәрҗимә нусхиси романимниң һазирчә мәлум болған чәтәл тилидики тунҗи тәрҗимиси һесаблиниду. Әгәр роман шу қатарда уйғур тилиғиму тәрҗимә қилинған болса, һәқиқәтәнму қалтис иш болатти. Дәрвәқә, уни уйғурчиға тәрҗимә қилиш - хели күч тәләп қилидиған хизмәт, әлвәттә.”
Биз униңдин йәнә уйғурларға аит башқа әсәр йезиш хиялиниң бар яки йоқлуқини сориғинимизда, у өзиниң давамлиқ мушу һәқтә әмгәк қилишни халайдиғанлиқини билдүрди, шундақла өзиниң меһригүлгә охшиған йүзлигән йеза қизлириниң уйғурлар дияридин айрилип, мәҗбурий йосунда ичкиридики завутларда ишләмчиликкә әвәтилгәнлики һәққидики иккинчи романини нәшриятқа тапшурғанлиқидин учур бәрди.
Лаваллей ханим: “йеңи романим нәшр қилиниш алдида туруватиду. Униңға “завут қизи” дәп мавзу қойдум. Бу пүтүнләй башқа җайдики, башқа бир уйғур қизниң сәргүзәшти. У қиз ичкиридики җәнубий хитай шәһәрлиридики бир завутқа ишләмчиликкә әвәтилгән. Бу роман келәр йили нәшрдин чиқиду. Бу һәқиқәтәнму хушаллинарлиқ бир иш болиду. Сизгиму көп рәһмәт, мушу арқилиқ уйғурларға мәндәк бир мәзлумниң қолумдин келидиған даиридә уйғурларниң ғемини йәватқанлиқимни билдүрүп қоюңлар. Йәнә бир яқтин мән техиму көп америка яшлирини уйғурларниң әһвалидин хәвәрдар болушқа риғбәтләндүримән. Мениңчә мушундақ қилиш толиму муһим.”
Биз ахирида җосанне лаваллей ханимға хатирҗәмлик, саламәтлик вә әдәбий иҗадийитигә техиму зор йеңи утуқларни тиләш билән биргә зияритимизни ахирлаштурдуқ.