“тал севәт” - йезилардики уйғур қизлириниң һаят картиниси (2)
2015.11.20
“тал севәт” намлиқ романниң аптори җосанне лаваллей романни йезиш җәрянида өзиниң тәклимакан бостанлиқлирида өз көзи билән көргәнлири вә кейинчә уйғурлар һәққидә издиниш арқилиқ һес қилғанлири асасида мундақ дәйду: “хитайниң ғәрбий шималиға җайлашқан тәклимакан чөлиниң бойида яшаватқан уйғур хәлқиниң һаятлиқ шәкли, болупму хотән шәһириниң сәһралиридики уйғурларниң турмуши өткәнки бирнәччә әсирдин заманимизға қәдәр һечқанчә өзгәрмигән һалда мәвҗут болуп кәлмәктә, деһқанлар өзлирини ач қоймаслиқ үчүн, шундақла йеза базирида сетип аз - тола кирим қилиш үчүн зираәт терийду, шундақла қой вә тоху бақиду; қол һүнәрвәнләр өйлиридә яки касипханилирида гиләм яки әтләс тоқуйду, севәтмутоқуйду, яғачтин нәқишлик апқурларни ясайду. Бу маканда ешәк һарвисиниң сани машинидин көп. Бу җайда су толиму қиммәтлик болғачқа мисқаллап дегүдәк ишлитилиду.” апторниң хотәндә бивастә һес қилған мушу хилдики турмуш тәсиратлири дәл “тал севәт” романиниң омумий қурулмисида асаслиқ иҗтимаий арқа көрүнүш болуп хизмәт қилған, шундақла аптор мушу омумий алаһидиликни романниң ушшақ деталлириға сиңдүривәткән. Ашундақ ғурбәткә толған маканда саяһәттә болуш җәрянида у уйғурларниң маддий җәһәттин намрат болсиму, һаятни сөйүш, ақ көңүл болуш, гүзәлликтин һозурлиништәк инсаний тәбиитини йоқатмиғанлиқини тилға алиду. У мушу һәқтә тохтилип уйғурларниң толиму ақ көңүллүкини вә буниңға сиңишкән мәнивийәттики пүтмәс - түгимәс гүзәлликини наһайити юқири баһалайду.
“мениң һес қилғиним шу болдики, у йәрдики биз учрашқан хәлқ наһайити қизғин вә ақ көңүл, шундақла бағри очуқ. Улар өзлириниң илкидә һечқанчә нәрсә болмисиму, қолидики һәрқандақ нәрсини башқилар билән тәң бәһримән болушни халайду, йәнә келип көрүнүшкә әмәс, растинла шундақ қилиду. Биз у чағда бирнәччә саяһәтчи вә саяһәт гуруппимизниң тәрҗимани билән биллә идуқ. Әмилийәттә биз унчивала көп әмәс идуқ. Мән өзүм йезида өсүп чоң болғанлиқим үчүн һәмраһлирим билән биллә ашу йәрлик кишиләрниң йенида турғанда өзүмни ашу хилвәт макандики кишиләр билән қандақтур бир гәвдә болуп юғурулуп кәткәндәк, ашуларниң һаятиниң бир парчисиға айлинип кәткәндәк һес қилдим. Шу вақитта мени һәммидин бәкрәк мәптун қилған нәрсә шу болдики уларниң турмуш мәдинийити назакәткә вә қизғинлиққа толған икән.
Һә раст, шу вақитта толиму тәсирлик йәнә бир вәқә йүз бәргән иди. Мән унтуп қалғили тас қаптимән. Биз хотәнниң сиртидики җайларни көрүп, барғансери бир биридин хилвәт йезиларға кетип қаптимиз. Бир чағда биз олтурған машинини сақчилар тости. Улар бизгә алдимиздики җайда бир вәқә йүз бәргәнликини һәмдә бизниң у тәрәпкә қарап меңишимизға болмайдиғанлиқини, шуңа бизни шу йәрдики сақчиханиға әпкетидиғанлиқини ейтти. Шу чағда бизгә тәрҗиман болған йигит сақчилардин бирни тонуп қалди. Әслидә улар бир шәһәрдә чоң болған икән. Шуниң билән у сақчи бизгә ишинип қоювәтти. Болмиса биз саяһитимизниң ахирини чиқиралмайттуқ.
Ишқилип шу қетимлиқ саяһәт арқилиқ хотәндики ашу йәрлик уйғурларниң қандақ бир шараитта вә түзүм астида һаят кәчүридиғанлиқи маңа аян болди. Әмма аддий бир хәлқ болуш сүпити билән улар мениң қәлб төрүмдин орун алди, уларға қарап мениң көз яшлирим тарамлап төкүлди. Шуниң билән мән америкидики яшларға вә балиларға ашу хәлқни, уларниң мәдинйитини вә у җайда болуватқан ишларни билдүрүп қоюшниң муһимлиқини һес қилип йәттим. Шундақла буни өзүмгә нишан қилдим.”
Аптор тилға алған ашу хилдики сәбий характерни өзидә муҗәссәмләштургән баш қәһриман меһригүл аилисидики иқтисадий қийинчилиқ түпәйлидин мәктәпкә беришқа амалсиз қалғанлиқтин, кәнттики “ешинча әмгәк күчлири”ни ичкиригә йөткәш хизмитигә мәсул болуватқан йеза кадирлириниң диққитини тартиду. Бейҗиңдин, андин үрүмчидин келиватқан алақидар буйруқларниң роһи бойичә, йеза кадирлири һәрқайси кәнтләрдики шу йезиниң әмәлий териқчилиқ еһтияҗидин артуқчә дәп һесабланған нурғун сандики деһқан яшларни бир туташ ичкиригә йөткәп шу җайлардики хитай завутлирида ишчи болуп ишләшкә тизимлашқа башлайду. Бу хилдики сиясәтниң роһи бойичә, йеза кадирлири бу әһвални шу җайдики уйғур деһқан аилилиригә “балаңлар ичкиригә берип завутта ишлисә деһқанчилиқ қилғандин нәччә һәссә көп пул тапалайду, буниңда һәм чоң шәһәрләрни көриду һәм йеңи нәрсиләрни өгиниду” дәп чүшәндүриду.
Лекин, апторниң романдики баянлириға асасланғанда, азрақла қол - илкидә бар деһқанлар, шундақла йеза кадирлириниң тонуш - билиш, уруқ - туғқанлири дегәнләр алақидар йеза мәсуллириға аз - тола пара бериш арқилиқ өз пәрзәндиниң ичкиригә ишләмчиликкә әвәтилидиған яшларниң тизимликигә йезилип қелишиниң алдини алиду. Җүмлидин баш қәһриман меһригүлниң мәктәптики савақдашлиридин һаҗиниса дәл әнә шундақ йеза кадирлиридин бириниң қизи. У меһригүлниң яғлиқ чигивалғанлиқини мазақ қилиду, йәнә келип яғлиқни еңики астидин өткүзүп чигивалғанлиқини “деһқанларға охшап қелишни һар алмаслиқ” дәп уни йүзидин йүзигә һақарәтләйду. Әмма өзи “ичкиригә берип нәзәр даирисини кеңәйтиш”ни халимайду. Йәнәмеһригүлгә “ичкиригә бармисаң җәриманини төлийәлмәйсән” дәп азар бериду. Аптор шу вақитта меһригүлниң йеза базиридин алған пишшиқ тухумни ақлап, тухум шакилини атисиниң тал севитигә ташлиғанлиқи, әмма һаҗиснисаниң болса меһригүлниң қилғинини мазақ қилип, өзи сойған тухумниң шакилини пирқиритип чоң йолға атқанлиқидәк кичиккинә бир детални тәсвирләш арқилиқ, меһригүлдәк бир намрат деһқан қизиниң вуҗудидики тәбиәтни сөйүш вә муһитни асраштәк бир мәниви гүзәлликни йорутуп бериду.
Апторниң тәсвиридә “уйғур қизлирини ичкиригә әвәтип қуллуққа мәһкум қилиш” дәп аталған бу хилдики сиясәтниң алди - кәйнидики әһваллардин яхши хәвири бар муһәммәд сиңлисиға буниңдин хели вақит илгирила бу һәқтә нәсиһәт қилип үлгүргән, әгәр дадиси уни кәнттики башқа кишиләрниң қилғинидәк ичкиригә әвәтишкә зорлиса рәт қилишни ейтқан болуп, меһригүл буниң сәвәбини сориғанда акиси үндимигән иди. Әмма меһригүл кейинки вақитта йезидики аялларниң параңлиридин ичкиригә әвәтилгән қизларниң йенип кәлмигәнликини, уларниң ичкиридә хотун кәмликидин өйлинәлмигән хитай бойтақлириға хотун болушқа мәҗбурлиниватқанлиқини аңлап қалиду. Бундақ ақивәт меһригүл үчүн ичкиригә әвәтилип қайтип келәлмәсликтинму дәһшәт болуп туюлиду. Шу чағда акисиниң пат - пат униңға ейтип беридиған тонуш нахшиси қулақ түвидә қайта җараңлиғандәк болиду.
Нахша :
Техи ойнап йүрәттиң қончақлириңни,
Сәбий күлкәң қозғар иди амрақлиқимни.
Нә қисмәт бу, йәтмәй туруп нәвбаһариңға,
Балдур кәлгән кәчкүз төкти япрақлириңни.
Апторниң қәлими астида бирнәччә йеза кадирлири “ешинча әмгәк күчлири” ни тепиш вә тизимлашқа мәсул болиду. Шулар қатаридики йеза кадирлиридин бириниң аяли меһригүлниң базарда севәт сетиватқанлиқини көрүп уни тизимликкә йезип қойидиғанлиқини, чүнки у мәктәпкә бармиғандикин, бундақ қилишниң меһригүл үчүн яхши болидиғанлиқини ейтиду. Меһригүл өз йезисидики өзигә кичикидинла тонушлуқ болған бу аялға тунҗи қетим ич - ичидин урғуған өчмәнлик вә ғәзәп билән тикилиду. Шуниң билән биргә өзидин қанчилик тоқуялиса шунчилик санда тал севәт тоқуп беришни сориған америкилиқ саяһәтчи аялниң тезрәк келип өз севәтлирини сетивелишини, шу пул арқилиқ өзлириниң иқтисадий қийинчилиқини һәл қиливелишни вә давамлиқ мәктәптә оқушни толиму арзу қилиду.