Тарим университетидики уйғур оқуғучиларниң тутқун қилиниш вәқәси диққәт қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2013.05.09
dilshat-rishit-305.jpg Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди. 2011-Йили 2-май. Вашингтон.
RFA

Бу йил 5 - айниң бешида тарим университетиниң бирнәччә нәпәр уйғур оқуғучисиниң тутқун қилинғанлиқ хәвири тарқалғандин кейин, бу әһвал уйғурлар арисида инкас қозғиди.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әркин асия радоси қатарлиқларда баянат берип, мунасивәтлик даириләрдин 5 - айниң бешида тарим университетидин тутқун қилинған уйғур оқуғучилар һәққидә тәпсилий мәлумат беришни, һәмдә уйғурларға қаритилған қаттиқ бастуруш вә халиғанчә тутқун қилиш һәрикәтлирини тохтитишни тәләп қилди.

Уйғурбиз тори қатарлиқлардин мәлум болушичә, йеқинда тарим университетиниң 8 нәпәр уйғур оқуғучиси алар шәһиридики сақчилар тәрипидин тутқун қилинған. Әһвални билгүчиләрниң инкас қилишичә, сақчилар бу оқуғучиларни қолға елиш буйруқи көрсәтмәстин елип кәткән һәмдә 8 - майға қәдәр бу оқуғучиларниң ата - ана, уруқ - туғқанлириға уларни тутқун қилишниң сәвәби вә уларниң қәйәргә қамалғанлиқи һәққидә һечқандақ учур бәрмигән.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, дуня уйғур қурултийиниң 5 - айниң бешида тарим университидин тутқун қилинған оқуғучиларниң кимлики вә уларниң тутқун қилиниш сәвәби һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат елишқа тиришиватқанлиқини билдүрди.

Дилшат ришитниң билдүрүшичә, тарим университетидин тутқун қилинған оқуғучилардин һазирғичә, компийотур кәспи синипиниң 2011 - йиллиқ оқуғучиси йеңисарлиқ алимҗан, 2008 - йили бу мәктәпкә қобул қилинған хотән лоп наһийисидин кәлгән дилшат қатарлиқ икки нәпириниң салаһийити ениқланған болуп, улар 2 - май күни тутуп китилгән.

Дилшат ришит йәнә, тарим университетидин тутқун қилинған уйғур оқуғучилар техиму көп болуши мүмкинликини әскәртип, дуня уйғур қурултийиниң һазирға қәдәр 8 нәпәр оқуғучиниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә учур игилигәнликини, әмма бу оқуғучиларниң немә үчүн тутқун қилинғанлиқиниң сәвәби ениқ әмәсликини билдүрди.

Өз кимликини ашкарилашни халимайдиған оқуғучиларниң билдүрүшичә, бу қетим тутқун қилинған оқуғучилар бу йил норуз мәзгилидә мәктәптә норуз паалийити өткүзүшни тәшәббус қилған оқуғучилар болуп, әйни чағда мәктәп даирилири оқуғучиларниң мәктәп ичидә колликтип һалда норуз паалийити өткүзүшигә рухсәт қилмиған икән. Ундин башқа йеқинда арал шәһиридин ибраһим исимлик бирәйлән “чәтәлләрдики тәшкилатлар билән мунасивәт бағлиған” дегән гуман билән тутқун қилинған. Бу киши бу оқуғучилар дәрстин сиртқи вақитлирида ишләйдиған ашпузулниң даимлиқ херидари болғини үчүн, ашпузулда ишләватқан бу оқуғучилар ибраһимға четилип гуман билән тутқун қилинған болушиму мумкин икән.

Радиомиз тарим университети вә арал шәһәрлик сақчи даирилиридин тутқун қилинған оқуғучилар һәққидә йәниму илгириләп учур елишқа тиришқан болсақму, әмма тарим университетиниң хизмәтчиси бу ишни сақчиханидин сүрүштүрүшни тәләп қилған болса, алар шәһәрлик сақчи идарисиниң нөвәтчи хадими өзиниң бу вәзипини орунлимиғанлиқи үчүн әһвалниң тәпсилатидин хәвири йоқлуқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, даириләрниң бу оқуғучиларниң тутқун қилиниш сәвәби һәққидә һазирғичә һечқандақ учур бәрмигәнликини тәкитләп, даириләрдин 5 - айниң бешида тарим университетидин тутқун қилинған уйғур оқуғучилар һәққидә тәпсилий мәлумат беришни һәмдә уйғурларға қаритилған қаттиқ бастуруш вә халиғанчә тутқун қилиш һәрикәтлирини тохтитишни тәләп қилди.

Мәлум болушичә, бу йил 23 - апрел күни қәшқәрниң маралбеши наһийисидә йүз бәргән тоқунушта, сақчилар вә кадирлардин 15 адәм өлгән болуп, вәқәдин кейин уйғур елиниң һәрқайси җайлирида вәзийәт җиддийлишип, тәқип қилиш күчәйтилгән. Хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридин тәңритағ торида әйни чағда вәқәдики җинайәт гумандарлиридин 6 кишиниң нәқ мәйданда етип өлтүрүлүп, гумандарлардин 21 кишиниң қолға елинғанлиқи хәвәр қилинған иди. Әмма дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатлар даириләр тутқун қилған кишиләрниң техиму көп болуши мумкинликини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.