Түркийәниң қәйсәри шәһиридики уйғурларниң қурбан һейт әнәниси телевизийидә тонуштурулди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.09.14
turkiyede-qurban-heyt-2.JPG “TV1” телевизийисидә қәйсәригә уйғурларниң һейт адәтлири вә уйғур дияридики бесим астида яшаватқан уйғурларниң әһвалини тонуштуруватқан көрүнүш. 2016-Йили 14-сентәбир.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдә бу йил қурбан һейти намизи 9-айниң 12-күни оқулди. Бүгүн қурбан һейтниң үчинчи күни түркийә “TV1” телевизийисиниң программа риясәтчиси нәҗмәттин чуһадароғлу әпәнди әтигәнлик программисида уйғурларниң қурбан һейти өткүзүш әнәнисини тонуштуруш билән биргә йәнә қәйсәригә бурун кәлгән уйғурлар билән йеңи кәлгән уйғурларниң һейт адәтлири вә уйғур дияридики бесим астида яшаватқан уйғурларниң әһвалини тонутти.

Бир йерим саәт давамлашқан телевизийә программисида журналист нәҗмәттин чухадароғлу шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип барди.

Телевизийә программисида сейит түмтүрк әпәнди уйғурларниң қурбан һейт вә роза һейт өткүзүш адәтлири, турмуш өрп- адәтлири, мәдәнийити вә нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан вәзийәт һәққидә мәлуматлар бәрди.

Сейит түмтүрк әпәнди зияритимизни қобул қилип, қурбан һейт мунасивити билән уйғур мәсилиси вә уйғур мәдәнийитиниң “TV1” телевизийә программиси арқилиқ түркләргә йәнә бир қетим тонуштурулуш имканийити яритилғанлиқи, техиму көп сандики түркләрниң, болупму қәйсәри хәлқиниң уйғурларниң мәдәнийитини чүшиниш пурситигә еришкәнликини оттуриға қойди.

Сейит түмтүрк әпәнди түркийәниң қәйсәри шәһиригә 50 нәччә йил бурун кәлгән уйғурлар билән йеңи кәлгән уйғурлардин болуп 300 әтрапида кишиниң уйғур әнәниси бойичә опчи һалда өйму-өй пәтилигәнлики вә өзара һейтлишиш арқилиқ һәрқайси җайлардин кәлгән уйғурларниң бир-бирини техиму яхши чүшиниш пурситигә игә болғанлиқини баян қилди.

Униң ейтишичә, уйғурларниң мундақ топлишип һейтлишиш, һейттики меһман күтүш, бир-бирини йоқлаш вә башқа адәтлирини өз көзи билән көргән һәм телевизийә программиси арқилиқ билгән түркләр уйғурларниң бу хил мәдәнийәт әнәнисигә алаһидә қизиққанлиқини билдүргән.

Биз һейтниң үчинчи күни мусапир уйғурларниң һейт әһвали тоғрисида мәлумат игиләш үчүн уйғур мусапирлардин имин қарим вә фаруқ әпәндиләр биләнму телефон сөһбити елип бардуқ.

Қәйсәридики бәлсин дөләт қорусида яшаватқан имин қари өзиниң һейт тәсиратлири һәққидә тохтилип, қәйсәридә уйғур һейт адәтлири вә мәдәнийитиниң телевизийидә тонуштурулғанлиқи шуниңдәк өзлириниң мундақ топлишип һейтлашқанлиқидин хушал болғанлиқини билдүрди.

Мәзкур мәһәллидә яшаватқан фаруқ әпәндиму қурбан һейтта өз юртидики уруқ-туғқанлири, дост-ярәнлирини сеғинғанлиқи вә башқа тәсиратлирини билдүрди.

Түркийәниң қәйсәри шәһиридә һазир икки уйғур мәһәллиси бар болуп, буларниң бири 1964-йили түркийәниң қәйсәри шәһиридики әхмәт йәсәвий мәһәллисигә җайлаштурулған уйғурлардин тәркиб тапқан мәһәллә. Йәнә бири болса 2013-2014-йиллирида малайшия вә тайланд арқилиқ кәлгән уйғурлар турушлуқ бәлсин дөләт қорусидур. Бу йәрдики уйғурларниң сани һазир 2 миңдин ешип кәткән.

Етнографийә мутәхәссислириниң ейтишичә, түркләр билән уйғурлар тил, тарих, дин вә мәдәнийәт җәһәтләрдин көп ортақлиқларға игә болсиму, лекин уларниң һейт-байрам вә өрп-адәтлиридә мәлум пәрқләр мәвҗут. Йеқинқи йиллардин буян түркийәдә уйғурларниң һейт вә өрп-адәтлирини өз ичигә алған миллий мәдәнийитигә болған қизиқишларму көпәйгән вә телевизийә қаналлирида тонуштурулушқа башлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.