Тайландниң хатяй түрмисидә 140 нәпәр мусапир ачлиқ елан қилған

Мухбиримиз қутлан
2015.01.21
tayland-musapir-kichik-bala.jpg Тайланд мусапиләр лагерида тутуп турулуватқан балилар вә бу лагердики муһиттин көрүнүш. 2014-Йили.
Social Media
Tayland-uyghur-musapir-kesellik.jpg

Тайландики уйғур мусапирлар түрмә шараитиниң начарлиқидин юқумлуқ терә кесәлликлири вә башқа кесәлликләргә гириптар болған. 2014-Йили 14-өктәбир, тайлан. RFA/Erkin Tarim

Tayland--uyghur-musapir-kesellik-1-305.jpg

Қизил юқуми юқумлуқ кесәлликиниң ипадиси. RFA

Tayland-uyghur-musapir-kesellik-2.jpg

Тайландики уйғур мусапирлар түрмә шараитиниң начарлиқидин юқумлуқ терә кесәлликлири вә башқа кесәлликләргә гириптар болған. 2014-Йили 14-өктәбир, тайлан. RFA/Erkin Tarim

Tayland-uyghur-musapir-kesellik-3.jpg

Тайландики уйғур мусапирлар түрмә шараитиниң начарлиқидин юқумлуқ терә кесәлликлири вә башқа кесәлликләргә гириптар болған. 2014-Йили 14-өктәбир, тайлан. RFA/Erkin Tarim

Tayland-uyghur-musapir-kesellik-4.jpg

Тайландики уйғур мусапирлар түрмә шараитиниң начарлиқидин юқумлуқ терә кесәлликлири вә башқа кесәлликләргә гириптар болған. 2014-Йили 14-өктәбир, тайлан. RFA/Erkin Tarim

Tayland-uyghur-musapir-kesellik-5.jpg

Тайландики уйғур мусапирлар түрмә шараитиниң начарлиқидин юқумлуқ терә кесәлликлири вә башқа кесәлликләргә гириптар болған. 2014-Йили 14-өктәбир, тайлан. RFA/Erkin Tarim

Игилишимизчә, тайландниң хатяй шәһиридики бир түрмигә қамалған 140 нәпәр мусапирниң икки күндин буян ачлиқ елан қилғанлиқи мәлум.

Бу учурларни мәзкур түрмидә ачлиқ елан қилишқа қатнашқан, әмма исим-шәрипини ашкарилашни халимайдиған бир мусапир радиомиз зиярити давамида ашкара қилди.

Униң билдүрүшичә, хатяй шәһиригә җайлашқан бу түрминиң шараити пәвқуладдә начарлишип кәткән. Бу йәргә қамалған 140 нәпәр мусапир бир йилға йеқин дақ семонт үстидә йетиш, начар тамақ вә сап һаваниң кәмчил болуши түпәйли җисманий вә роһий җәһәттин чидиғусиз әһвалда қалған.

Униң үстигә, тайландтики бирқанчә түрмә вә тутуп туруш лагерлириға қамалған 400 гә йеқин мусапирлар аз кәм бир йилға йеқин тутқунлуқ һаятида сиртқи дуня билән болған алақиси асасән үзүлгән. Әр билән хотун, ата-ана билән бала чақилар бир-бири билән айрилип қамилиш җәрянида еғир роһий зәрбигә учриған.

Мәлум болушичә, хитай баш министири ли кечяңниң тайландқа бериши, андин тайланд баш министириниң хитайни зиярәт қилишидин кейин, тайланд түрмилиридә тутуп турулуватқан мусапирларға болған муамилидә бирақла өзгириш болған. Түрмә сақчилириниң тутқундики мусапирларни харлиши, янлиридики пуллирини ахтуруп еливелиши һәтта уларни думбалиши көпәйгән.

Зияритимизни қобул қилған мәлум мусапирниң билдүрүшичә, хатяй түрмисидики 140 нәпәр мусапир түнүгүн, йәни тайланд вақти бойичә чаршәнбә күнидин башлап коллектип ачлиқ елан қилған. Улар тамақ ташлаш билән бир вақитта су вә башқа ичимлик ичишниму рәт қилған.

Түрмә даирилири уларға “әгәрдә силәр һәқиқәтән түркийә пуқраси болидиған болсаңлар, түркийә тәрәп силәрниң өз пуқраси икәнликиңларни испатлайдиған хәт чиқирип бәрсила биз силәрни қоюп беримиз”  дегән.

Мәлумки, хатяй түрмисигә қамалған мусапирлардин 3 яшлиқ абдулла буниңдин бир ай бурун түрмидә юқтурувалған туберкулйоз кесәллики билән қаза қилған иди.

Зияритимизни қобул қилған мәзкур түрмидики мусапирлар йәнә мунуларни билдүрди: “абдулланиң өлүмидин кейинму бизниң әһвалимизда һечқандақ яхшилиниш болмиди, бәлки әһвалимиз күндин-күнгә начарлишип кетиватиду. Һәр хил кесәлләргә гириптар болуп айларчә йетип кәткән бимарлар техичә давалиниш шараитиға еришәлмәйватиду. Еғир кесәллик вә озуқлуқ йетишмәслик түпәйли алдинқи күни һошидин кәткән бир чоң яшлиқ аял техичә һошиға кәлмиди. Бу йәрдики ечинишлиқ әһвални көргән һәрқандақ бир инсан чидимайду.”

Улар йәнә зияритимиз җәрянида мунуларни билдүрди: “бизму инсан, бизниңму нормал адәмләрдәк яшаш вә әркинликтин бәһримән болуш һоқуқимиз бар дәп қараймиз. Биз юртимизда һеч бир җинайәт садир қилған инсанлар әмәсмиз, пәқәтла диний вә миллий зулумға чидимай юртимизни ташлап әркинлик издәп чиққанмиз. Бу йәрдин қачан қутулушимизни, кәлгүси тәқдиримизниң қандақ болушини билмәймиз. Чәтәлләрдики қериндашлардин вә тайландтики мусулманлардин келиватқан бир қисим инсаний ярдәмләр аз болсиму түрлүк усуллар билән қолимизға тәгди. Биз бизгә ярдәм қолини сунған шундақла бизниң әркинликкә чиқишимиз үчүн күч чиқарған барлиқ қериндашларға рәһмитимизни билдүримиз!..”

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.