Тайланд түрмисидики мусапирлар:“биз зулумдин қачқанлармиз, биз пәқәт әркин яшашнила истәймиз!”

Мухбиримиз қутлан
2015.01.22
tayland-uyghur-balilar.jpg Тайланда тутуп туриливатқан уйғурлардин 4 яштики абдуллаһ абдувели кесәл сәвипи билән аләмдин өтти
RFA/Erkin Tarim

Тайланд түрмисигә қамалған 140 нәпәр тутқунниң ачлиқ елан қилғанлиқи, бу йәрдә тутуп турулуватқан йүзлигән мусапирниң қутулуш мәсилисидики тәхирсизликни җиддий һес қилдурмақта.

Бу мунасивәт билән радиомиз нөвәттә қийин әһвалда туруватқан тайланд түрмилиридики мусапирларниң һәқиқий әһвалини игиләшкә тиришмақта.

Хатяй түрмисидин зияритимизни қобул қилған мусапирлар өзлириниң һазирқи қийин әһвалини аңлатти. Уларниң билдүрүшичә, йеқиндин буян тайланд даирилириниң мусапир тутқунларға болған позитсийәсидә бәзи өзгиришләр болған.

Түрмә сақчилириниң қәрәллик һалда камерларға кирип тутқунларниң янчуқлирини ахтуруши, уларниң пуллирини мәҗбурий еливелиши шундақла қол телефонлирини мусадирә қилишидәк бир қатар ишлар күндин-күнгә көпәйгән.

Уларниң билдүрүшичә, сақчиларниң бу хил зораванлиқиға қаршилиқ қилғучилар яки буниң сәвәбини сүрүштүргүчиләр таяқ йегән. Һәтта бәзи аялларниңму таяққа тутулғанлиқи мәлум.

Зияритимизни қобул қилған, лекин өзиниң кимликини ашкарилашни халимайдиған бирәйлән мунуларни билдүрди: “биз пәқәт өз вәтинимиздики зулумға чидимай қечишқа мәҗбур болғанлармиз. У йәрдә нормал инсанға хас яшаш имканийитимиз қалмиғанлиқи, әркин нәпәс алғудәк әһвалимиз болмиғанлиқи үчүн чегра атлап қачтуқ. Өзүмни елип ейтсам, мән әслидә бир шәһәр аһалиси идим, лекин йоқилаң баһанә-сәвәбләр билән икки қетим түрмидә яттим. Бу йәргә кәлгәнләр түрлүк йоллар билән чеградин өткәнләрдур. Бизниң ичимиздә қуруқлуқ йоли биләнму һәм деңиз йоли биләнму бу йәргә кәлгәнләр бар. Һазир бизниң бешимизда хәтәрлик бир қисмәт чөргиләп туруватиду. Тәқдиримизниң немә болидиғанлиқини вә қачан, қандақ өзгиришниң йүз беридиғанлиқини билмәймиз. Биз дуняниң мәйли қайси дөлити яки қайси булуңи болушидин қәтий нәзәр, бизни қобул қилсила, әркин яшаш йоли бәрсила шу йәргә кетишкә разимиз. Әмма кәйнимизгә қайтишни, өзимизни өлүмгә тутуп беришни әсла халимаймиз...”

Улар йәнә мунуларни илгири сүрди: “бизниң ачлиқ елан қилишимиз пәқәт амалимиз қалмиғанда таллиған таллишимиздур. Буниң қандақ нәтиҗә беридиғанлиқини билмәймиз. Йүзләп адәмләр худди қотанға қойни солиғандәк қамап қоюлған бу қамақта бир йил болай деди. Нә хотун-балилиримизни, нә қуяш нурини, нә сап һавани көрмидуқ. Йәйдиғинимиз күндә икки вақ пишурулған ақ гүрүч. Гөш-май, көктат яки башқа озуқлуқ болидиған һечқандақ нәрсә йоқ. Һәтта кичик балиларға алма, банан дегәндәк мевә-чевә яки татлиқ-турум елип бериш үчүн сақлап кәлгән аялларниң пуллириниму тартивелишти...”

Ахирида улар радиомиз арқилиқ пүтүн дунядики адаләтни яқилайдиған дөләтләр, тәшкилатлар вә җамаәтчиликтин өзлиригә ярдәм қолини сунушини тәләп қилип мундақ деди:

“биз һазирғичә бизгә һәр хил йоллар билән ярдәм қолини сунған яки қутулуш йолимизни маңған инсанларға сәмимий тәшәккүримизни билдүримиз. Шуниң билән бир вақитта йәнә пүтүн дунядики қериндашларниң өзлириниң имканийити яр бәргән даиридә бизниң қутулуш йолимизға ярдәм қилишини үмид қилимиз!...”

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.