Тайланд түрмисидә йетиватқан 10 нәпәр уйғур һәққидә бәзи мәлуматлар ашкариланди

Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ
2017.07.28
taylant-berma-chagra.jpg Бирмадин тайландқа қечип барған балилар симлиқ чеграда. 2012-Йили 29-январ.
AFP

Тайланд қанун органлиридики нам-шәрипини ашкарилашни халимиған бир әрбаб тайланд баңкок ноңкһай түрмисидә тутуп турулуватқан он нәпәр уйғурниң бу йилниң ахириғичә қоюп берилип, баңкок мусапирлар идарисигә тапшурулидиғанлиқи тоғрисида бизгә учур берип, бизни түрмидә тутуп турулуватқан 10 нәпәр уйғурға даир бәзи бир язма материяллар билән тәминлиди.

Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлуматқа еришиш үчүн баңкок мусапирлар идарисидики нам-шәрипини ашкарилашни халимиған, бу 10 нәпәр уйғурға мәсул хадим билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Телефон зияритимизни қобул қилған мәсул хадим, бу 10 нәпәр уйғурниң бу йилниң ахириғичә қоюп берилидиғанлиқи тоғрисидики учурниң тоғрилиқини шундақла түрмә идарисидин бу һәқтә мәхсус хәвәр тапшуруп алғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ улар мусапирлар идарисигә қайтуруп келингәндин кейин, хитайға қайтурулуш вә яки башқа дөләтләргә әвәтилиш тоғрисида тайланд һөкүмәт әмәлдарлириниң қарар беридиғанлиқини , һазирқи вәзийәттә уларниң тәғдириниң қандақ болуши тоғрисида өзиниң ениқ бирнемә дейәлмәйдиғанлиқини билдүрди. Шундақла у сөзидә, 10 нәпәр уйғурниң тәғдирини тайланд бихәтәрлик идариси даирилириниң бәлгиләйдиғанлиқини буниңға тайланд мусапирлар идарисиниң арлишалмайдиғанлиқини алаһидә әскәртти.

10 Нәпәр уйғур тутуп турулуватқан түрминиң шараити тоғрисида тохталған мәсул хадим: “түрмә, бу мусапирлар идарисиниң тутуп туруш лагиридин пәрқлиқ болған җай. Шундақтиму у йәрдә һалал йемәкликләр бар” деди.

Биз қанун органлиридики нам-шәрипини ашкарилашни халимиған мәлум бир әрбаб тәминлигән, 10 нәпәр уйғурниң исимлики һәққидә тохталғинимизда у: “тизимликтики әң ахирқи кишиниң исми әхмәт турақ болидиғу дәймән, чүнки мән уларниң исим-фамилисини тутуп болалмидим.Сәвәби уларниң уйғурчә исми билән хитай тилида йезилған нам-шәрипи толиму пәрқлиқ икән” деди.

Баңкоктики мәлум бир әрбаб тәминлигән, он нәпәр уйғурға даир тайланд тилида йезилған язма материялда он нәпәр уйғурниң нам-шәрипи, йеши вә сүрити бар болуп, улар 24 яшлиқ мәһмуд йәһя, 32 яшлиқ йүсүп ели, 38 яшлиқ хелил мәһәм, 36 яшлиқ муһәммәт йүсүп, 28 яшлиқ мустафа, 25 яшлиқ рашид һашим, 30 яшлиқ ярмуһәммәт муһитдин, 40 яшлиқ сейит байварис, 20 яшлиқ абдул мәһмуд, 28 яшлиқ әхмәт турақлардин ибарәт иди.

Тайланд түрмилиридә тутуп турулуватқан уйғурлар һәққидә тохталған тайландтики уйғур мусапирлар мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан кишилик һоқуқ паалийәтчиси чалида ханим телефон зияритимизни қобул қилип: “тайланд түрмилиридә тутуп турулуватқан уйғурлар билән баңкоктики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә шундақла мән башлиқ уйғур мусапирлири мәсилисини қоллиғучи кишиләр көп қетим қанун органлириға тәклип сунуп, улар билән көрүшүшни тәләп қилған болсақму, бирақ та һазирғичә бизгә иҗазәт берилмиди. Сәвәби дөләт бихәтәрлик идариси бизниң уйғурлар билән учришишимизни изчил чәкләп кәлди. Бирақ, баңкоктики хитай әлчиханиси даим түрмиләргә берип уйғур мусапирлар тоғрисида учур игиләп уйғурлар билән көрүшүп туриду” деди.

Кишилик һоқуқ паалийәтчи чалида ханим тайланд һөкүмитиниң түрмиләрдики уйғур мусапирлар мәсилиси тоғрисидики мәйдани тоғрисида тохтилип: “тайланд бу мәсилисидә бир тәрәптин хитайниң бесимидин , йәнә бир тәрәптин бу хәлқара җәмийәттин қорқуп икки арилиқта қалди. Бу мәсилигә болған мәйдани ениқ әмәс. Шундақтиму илгири тайланд һөкүмити йүздин ошуқ уйғурни хитайға қайтуруп бәргән. Шуңа бу мәсилидә дуня уйғур қурултийи наһайити җиддий һалда хитайниң уйғурларни қайтуруп кетиш хәвпигә қарши хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән йеқиндин һәмкарлишип, тиздин буларни қутқузуш һәрикити елип бериш керәк” деди.

Баңкоктики мәлум ширкәттә хизмәт қиливатқан уйғурлардин абдул бекир тайланд түрмилиридә тутуп турулуватқан уйғурларни қутқузуш үчүн муһаҗирәттики уйғурларниң җиддий һәрикәт елип беришиниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

Игилишимизчә, тайланд баңкок ноңкһай түрмисидә тутуп турулуватқан 10 нәпәр уйғурниң, бу йилниң ахирида қоюп берилип мусапирлар идарисигә тапшуруп берилидиғанлиқи тоғрисида бәзи бир учурлар тарқалған болсиму, бирақ тайландтики башқа түрмиләрдә йетиватқан 50 дин ошуқ уйғурниң қачан қоюп берилидиғанлиқи һәққидә һазирчә һечқандақ бир мәлумат болмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.