Кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғур мусапирларни хитайға қайтурмаслиққа чақирди

Мухбиримиз әркин
2014.03.24
xerite-malayshiya-tayland-uyghur.jpg Уйғур райони вә хитайға қошна дөләтләр.
RFA


Тайланд ахбаратиниң хәвәр қилишичә, даириләр йеқинда тайланд арқилиқ түркийәгә маңған йәнә бир топ мусапирни тутувалған. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири йеңи тутулған бу мусапирларни хитайға қайтурмаслиққа чақирди.

Йеқинда өзини “түрк” дәп тонуштурған бир түркүм мусапирлар тайланд вә малайшияда тутулуп қалған иди. Уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ашкарилишичә, көп қисмини аяллар - балилар тәшкил қилған бу кишиләр хитай һөкүмитиниң бесимидин қачқан уйғурлар болуп, улардин 200 нәччә киши тайландтики бир адәм бедиклириниң лагерида, 60 нәччә киши малайшияда тутулуп қалған.

Кишилик һоқуқ тәшкилатиниң агаһландурушичә, тайланд һөкүмити йеңидин тутувелинған уйғур болуш еһтималлиқи бар 112 нәпәр мусапирни хитайға қайтурмаслиққа капаләтлик қилиши керәк. Тайланд даирилири өткән һәптә тайланд - камбоджа чеграсидики сакяв өлкисидә йәнә 112 нәпәр мусапирни тутувелип, пайтәхт баңкоктики мәркизи көчмәнләрни тутуп туруш орниға апирип солап қойған. Тайланд ахбарати тайланд һөкүмәт әмәлдарлириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, уларниң буниңдин сәл бурун тайланд даирилиригә тутулуп қалған 200 нәччә кишилик мусапирлар топиға мәнсуп кишиләр болуш еһтимали барлиқини билдүргән.

“банкок почта гезити” бүгүнки хәвиридә, бу 112 кишиниң милләт тәвәлики һазирчә ениқ болмисиму, бирақ хитай әмәлдарлириниң мусапирлар билән учурушуп, улардин 30 кишиниң уйғур икәнликини ениқлап чиққанлиқини илгири сүргән.

Илгири камбоджа, малайшия қатарлиқ дөләтләр хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қарши турушиға қаримай, уйғур мусапирлирини хитайға қайтуруп бәргән. Қайтуруп берилгән бәзи мусапирлар узун йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған болса, йәнә бәзи мусапирларниң һазирға қәдәр из - дерики елиналмиди.

Бу қетим тайландтики мусапирларниң әһвали кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатини әндишигә салған. У 21 - март елан қилған баянатида мәзкур органниң асия ишлириға мәсул хадими брад адамс агаһландуруп, бурунқи вәқәләр уйғурлар хитайға қайтурулса җазалинидиғанлиқини көрситип бәрди. Тайланд дәрһал һәрикәт қилип, уларни қоғдашқа, бу кишиләрни зиянкәшликкә учрайдиған йолға салмаслиққа капаләтлик қилиши лазим, дәп тәкитлигән.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлириға мәсул хадими доктор софийә ричардсон зияритимизни қобул қилип, бу кишиләр хитайға қайтурулса тән җазасиға учраш еһтимали барлиқи, һәр қандақ кишиниң тән җазасиға учраш еһтималлиқи мәвҗут дөләткә қайтурулушиға қарши туридиғанлиқини билдүрди.

У: хәлқара қанунлардики қаидигә асасән һечқандақ киши қайтурулса җулалинидиғанлиқиға йетәрлик пакит бар вәзийәткә мәҗбурланмаслиқи керәк. Биз уйғурларниң хитайға мәҗбури қайтурулса, тән җазасиға учрайдиғанлиқидин ишәнчлик мәлуматларға қа игә. Шуңа, биз мушуни асас қилип, уйғурларни бирақла қайтурувәтмәслик, уларниң илтимасини адиллиқ билән көрүп чиқишқа йол қоюлуши керәк, дәп қараймиз, деди.

Доктор ричардсон, камбоджаниң 2009 - йили декабирда 20 нәпәр уйғурни, малайшияниң 2012 - йили декабирда 6 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликини әскәртип, бу вәқәниң йәнә йүз беришини халимайдиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: уйғурларниң б д т мусапирлар ишханисиға илтимас қилишиға йол қоюлғанлиқ яки қоюлмиғанлиқиға пикир билдүрүшкә аҗизлиқ қилимән. Чүнки, у йәрдә нурғун охшимиған таипиләр бар. Нөвәттә, кимгә йол қоюлуп, кимгә йол қоюлмиғанлиқи таза ениқ әмәс. Бирақ бу йәрдә йәнила принсип бар. У болсиму қайтурулса җазалинишиға йетәрлик пакит бар һәрқандақ кишиниң илтимас қилишиға йолға қоюлуп, мустәқил тәкшүрүш арқилиқ уларниң илтимаси қанунлуқ икәнлики вә мәҗбури қайтурушқа болмайдиғанлиқиға қарар қилиштур. Еһтимал, селиштуруп көрсәк ярдими болуши мумкин, биз 2009 - йили декабир камбоджадин хитайға қайтурулған 20 нәпәр уйғур вә шундақла 2012 - йили декабирда малайшия хитайға қайтуруп бәргән 6 нәпәр уйғур дуч кәлгән әһвални тәкрар көрүшни халимаймиз. юқири һәр икки вәқәдә улар хитайға қайтурулуштин бурун, уларниң илтимаси толуқ көрүп чиқилмиди.

Хитай һөкүмити илгири чәтәлгә қечип чиққан бәзи уйғур мусапирлирини террорлуққа четишлиқ, дәп әйибләп қайтуруп кәткән.

Уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, хитай аманлиқ органлири һәтта бәзи уйғур мусапирлири үстидин сахта террорлуқ делоси ясап чиққан.

Хитай һөкүмити һазирға қәдәр тайландтики мусапирларни “террорлуққа” бағлимиған болсиму, бирақ “бангкок почта гезити” бүгүнки хәвиридә хитай сақчилириниң тайланд даирилиригә әскәртип, бәзи мусулманларниң түркийәгә қорал ишлитишни өгинишкә баридиғанлиқи, уларниң қайтип келип, хитайға қарши бөлгүнчилик һәрикити вә террорлуқ һуҗумға қатнишишни ойлайдиғанлиқини ейтқан.

“бангкок почта гезити” ниң баян қилишичә, хитай сақчилири йәнә бәзи тайландлиқ диний затларниң түрк һөкүмитигә хизмәт қиливатқанлиқи, уйғур мусулманлириниң хитай чеграсидин қанунсиз чиқишиға ярдәм қиливатқанлиқини илгири сүргән.

Түрк һөкүмитиниң буниңға қандақ инкас қайтуридиғанлиқи мәлум әмәс. Лекин уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң билдүрүшичә, тайландтики мусапирлар хитайға қайтурувелиштин әнсирәп, өзлирини“түрк” дәп тонуштурған болуши еһтимал. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан мәдәнийәт, тил, диний, сиясий вә башқа җәһәтләрдики бастуруш сиясити уларни қанунсиз йоллар арқилиқ чәтәлгә қечип чиқишқа мәҗбур қилмақта вә уларни радикаллишишиға мәҗбурлимақта.

Доктор софийә ричардсон, һазирқи уйғур вәзийити кишини пәвқуладдә әндишигә салидиғанлиқини билдүрүп, бу хил қаттиқ вәзийәт уйғурларниң техиму зор наразилиқини қозғайдиғанлиқини агаһландурди.

У мундақ деди: биз шинҗаңниң кишилик һоқуқ вәзийитидин давамлиқ пәвқуладдә әндишә қилимиз. Биз пәқәт диний етиқад, мәдәнийәт яки тил вә башқа кимлик ипадә қилиш қатарлиқ җәһәтләрдики омуми вәзийәттин әндишә қилипла қалмаймиз. Хитай юқири җәһәтләрдики ипадиләрни бөлгүнчиликкә, бәзидә террорлуқ еһтималлиқиға бағлап җазалап кәлди. Бирақ мениңчә, өткән йили көздә вә йеқинда күнмиң пойиз истансисида йүз бәргән һуҗум хитай һөкүмити тәрипидин “уйғурлар қилған бөлгүнчилик, террорлуқ һуҗуми” дәп көрситилди. Һалбуки, қандақ вәқә йүз бәргәнлики бизгә намәлум. Мениңчә һечким һәқиқий әһвални билмисә керәк. Бирақ, бу һәр икки вәқә, хитай мәркизи һөкүмитиниң шинҗаңдики уйғурларниң һәрикитини техиму қаттиқ контрол қилишиға яхши баһанә болуп бәрди. Бизниңчә, зораванлиқ дәрд ейтишниң тоғра йоли болмисиму, бирақ буни баһанә қилип, хәлқниң һоқуқини қаттиқ чәкләш наразилиқни техиму күчәйтиду, халас.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.