Б д т ниң 56-қетимлиқ йиғинида хитайдики тән җазасиға аит конкрет әһваллар музакирә қилинди

Мухбиримиз меһрибан
2015.11.23
jenwe-2015-yighin-2.jpg Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 56-қетимлиқ йиғинидин көрүнүш. 2015-Йили 17-ноябир, җәнвә.
Photo: RFA

17-18-Ноябир күнлири ноябир җәнвәдә ечилған б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 56-қетимлиқ йиғинида хитайдики тән җазаси мәсилиси нуқтилиқ қарап чиқилған. Уйғурларға вакалитән йиғинға қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди вә хитайдики тән җазаси доклатини тәйярлиғучилардин хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң хитай бөлүми мәсули ваң суңлйән ханимлар радиомиз зияритини қобул қилип, йиғинда оттуриға қоюлған хитайдики мәһбусларниң тән җазасиға учраш әһвали һәққидики конкрет мәсилиләрни аңлатти.

Мәлум болушичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң өткән һәптә җәнвәдә ечилған йиғинида, нуқтилиқ һалда хитайдики әрздарлар, кишилик һоқуқ адвокатлири, уйғур вә тибәт сиясий мәһбуслириниң тән җазасиға учраш әһвали һәққидә доклат сунулған.

Бир нәччә күндин буянқи хәлқара таратқуларниң йиғин һәққидики хәвәрлиридә, йиғинға қатнашқан хитай вәкиллириниң йиғинда оқуп өткән доклатида, кишилик һоқуқ органлириниң хитайдики тән җазаси һәққидә тәйярлиған доклатидики мәсилиләрниң бәзилирини инкар қилған болса, йәнә бәзи мәсилиләргә җаваб бериштин баш тартқанлиқи илгири сүрүлди.

Ройтерс агентлиқиниң 19-ноябир күнидики хәвиридә, хитай вәкиллириниң кишилик һоқуқ тәшкилатлири оттуриға қойған мәсилиләргә җаваб бериштин баш тартқанлиқи тилға елинип, миллий ишлар комитетидин кәлгән вәкил җин чүнзиниң “биздә сиясий мәһбус йоқ. Аз санлиқ милләт җинайәт гумандарлириниң тән җазасиға учраватқанлиқи һәққидики қарилашларму асассиз” дегән сөзлири нәқил қилинған.

Уйғурларға вакалитән б т т ниң җәнвәдики йиғинға қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитет рәиси долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, йиғинда оттуриға қоюлған хитайдики тән җазасиға аит конкрет мәсилиләр вә хитай вәкиллириниң бу мәсилиләргә җаваб бериш әһвалини аңлатти.

Долқун әйса әпәнди бу қетимқи йиғинда хитай һәққидә оттуриға қоюлған мәсилиләр һәққидә тохтилип, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә чәтәлләрдики хитай демократлири, уйғур,тибәт моңғул тәшкилатлириниң доклатлирида оттуриға қоюлған хитайда давамлишиватқан сақчиларниң мәһбусларға тән җазаси бериш қилмиши, болупму уйғур, тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләрдин болған сиясий җинайәт гумандарлирини тән җазаси арқилиқ қийнап иқрар қилдуруш мәсилиси, җаза муддити толған сиясий мәһбусларниң қанунсиз һалда давамлиқ тутуп турулуши, әрздарлар, кишилик һоқуқ адвокатлири, кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң халиғанчә тутқун қилиниши, һәр хил психик тәһдитләргә учриши қатарлиқ конкрет мәсилиләр оттуриға қоюлғанлиқини билдүрди.

Хитайдики тән җазаси һәққидики доклатни тәйярлиғучилардин, хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң хитай бөлүми мәсули ваң суңлйән ханим, радиомиз зияритини қобул қилип, йиғинда хитай һөкүмити вәкиллириниң кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәйярлиған доклаттики конкрет мәсилиләрни вә б д т кишилик һоқуқ комитети әзалириниң хитайдики тән җазаси һәққидә сориған соалларниң көпинчисини җавабсиз қалдурғанлиқини билдүрди.

Ваң суңлйән ханим баянида улар тәйярлиған доклатта “хитайдики 400 дин артуқ делода мәһбусларниң тән җазаси арқилиқ иқрар қилдурулғанлиқиға аит пакитлар нәқил елинған” болсиму, әмма хитай вәкиллириниң бу пакитларни инкар қилиши йиғинда қаттиқ әйибләшкә учриғанлиқини билдүрди.

Ваң суңлйән ханим хитай вәкиллириниң мәһбусларни иқрар қилдурушта қоллинилған тән җазасини инкар қилғанлиқини әйибләп: “хитай һөкүмәт вәкиллириниң җавабидин һес қилишимчә, нурғун җаваблар әмәлийәткә уйғун әмәс. Мәсилән, “йолвасқа миниш” җазасини елип ейтайли, һөкүмәт тәрәп бу орундуқни сорақ орундуқи дәйду, уларниң билдүрүшичә, бу орундуқ гумандарларниң бихәтәрлики вә раһәт олтуруши үчүн лайиһиләнгән икән. Уларниң бу җаваби биз бу йил 5- айда елан қилған доклатимиздики әһвалларға уйғун кәлмәйду. Чүнки биз игилигән әһвалларда бу хил орундуқта узун муддәт олтурғузулған җинайәт гумандарлириниң интайин азаб һес қилидиғанлиқи вә орундуқтин бошитилғандин кейинму бир мәзгилгичә һәрикәт қилалмайдиғанлиқи мәлум болған. Бу орундуқ ениқла қийнаш усулида иқрар қилдурушниң пакити. Әмма хитай һөкүмәт вәкиллириниң бу хил әһваллар һәққидики җаваблири бизни интайин үмидсизләндүрди” деди.

Ваң суңлйән ханим йәнә, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи қанун ишлири бөлүми муавин башлиқи ли веншиңниң қейин-қистақ мәсилисидики соалға җаваб бәргәндә “хитай һөкүмити қейин-қистақни чәклигән. Хитайда қейин - қистақ қилған һәрқандақ киши вә орган қаттиқ җазалиниду” дегәнликини нәқил елип, хитай вәкиллириниң ялғанчилиқи, йиғинға қатнашқан хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вәкиллири вә б д т кишилик һоқуқ кеңиши оргини әзалириниң тәнқидлишигә учриғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.