Охшаш давада хитай әрздар төләмгә еришкән, уйғур әрздар җавабсиз қалдурулған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.07.11
tayir-abduraxman-erzdar-ish-ustide-yarlanghan.png Иш үстидә ярланған вә әрз җәрянида вапат болған тайир абдурахман
RFA


2012 - Йили уйғур райониниң қизилсу аптоном областидин икки әрздар бейҗиңға қарап йолға чиқиду.

Әрз хети
Әрз хети

Бу иккәйләнниң бири уйғур, йәнә бири хитай. Һәр икки әрздар хизмәт үстидә яриланған дадиси үчүн төләм тәләп қилиду. Хитай әрздарниң дадиси ақту наһийисидә 70 - йилларда 12 йил ташйол ишчиси болуп ишлигән. Уйғур әрздарниң дадиси таһир абдурахман болса, үстүн атушта 8 йил ташйол ишчиси,15 йил су ишлири техники болуп ишлигән.
Мәркизий хоҗилиқ уюшмисиниң бу әрзни йәрликкә иттирип язған һөкүми
Мәркизий хоҗилиқ уюшмисиниң бу әрзни йәрликкә иттирип язған һөкүми

Хитай әрздар бейҗиңдин қайтип келип 1 милйон 700 миң йүән пул вә өй земинға игә болиду. Әмма уйғур әрздар дадиси зәхимләнгән 2005 - йилдин та бүгүнгичә һечқандақ төләмгә еришәлмәйду.

Төвәндә бу әһвални уйғур әрздарниң өз еғизидин аңлайсиләр. Бу программини мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.