Қарақаш сақчи хадими: “тәрбийиләш мәркизидә 50 ‏-70 квадрат метирлиқ ятақта 70 киши ятиду”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.06.15
yepiq-terbiyelesh-korla-turme.jpg Икки нәпәр хитай сақчисиниң “тәрбийәләш мәркизи” ниң алдида турған көрүнүши. 2017-Йили 2-ноябир, корла.
AP Photo/Ng Han Guan

Германийәдә яшаватқан муһаҗир осман турсун хотәндә лагердин қоюп берилгән вә дубәйгә чиқирилған оғлидин аңлиғанлириға асасән, гума наһийисидики оғли ятқан лагерда 60 кишиниң бир ятақта туридиғанлиқи, ятақниң кичиклики сәвәбидин тутқунларниң күн бойи өрә турушқа мәҗбур болидиғанлиқи, олтурса яки ятса, ятаққа сиғмайдиғанлиқи, шуңа 60 кишиниң 15тин нөвәт билән улайдиғанлиқини баян қилған иди. Мухбиримизниң 14-июн күни қарақаш чинибағ сақчи хадимини зиярәт қилиши давамида осман турсунниң балисиниң дегәнлириниң тоғра икәнлики дәлилләнди. Мәзкур сақчи хадими, 50-70 квадрат метирлиқ бир ятақта аз дегәндә 70 кишиниң биллә ятидиғанлиқини баян қилди.

Биз өткән һәптиләрдә, хотәндики хитай сақчилириниң германийәдә яшаватқан муһаҗир осман турсунни җасуслуққа көндүрүш үчүн гумада йиғивелиш лагерида ятқан оғлини қоюп бәргәнлики вә дадиси билән келишиш үчүн дубәйгә йолға салғанлиқи һәққидә мәлумат бәргән идуқ. Зияритимизни қобул қилған осман турсун оғлидин аңлиғанлириға асасән, гумадики бир лагерда 60 кишиниң бир ятақта туридиғанлиқи, тәңла йетишқа мумкин болмиғанлиқи үчүн 15 тин нөвәт билән ухлайдиғанлиқини баян қилған иди. 

У йәнә оғли ятқан камерда тутқунларниң күн бойи сиртқа чиқирилмайдиғанлиқи, һәм йемәк-ичмәк, өгиниш вә ухлишиниңму мушу бирла орунда - камерда давам қилидиғанлиқини баян қилған. Униң дейишичә, камердики қистаңчилиқ вә буниңдин келип чиққан сесиқчилиқ сәвәбидин, камерда еғир дәриҗидә тазилиқ мәсилиси көрүлгән, йәни тутқунларниң ич кийимлиридә бузулуш пәйда болған. Осман турсун йәнә оғлидин аңлиғанлириға асасән, мәзкур камерда тутқунларниң камердики бирдинбир һавадандин 5 минуттин нөвәтлишип нәпәс алидиғанлиқини ейтқан иди. 

Қариқашниң чинибағ сақчи хадимини телефон зиярити қилишимиз давамида, осман турсунниң оғли мәмәт турсунниң лагерлар һәққидә бәргән юқириқи мәлуматлириниң тоғрилиқи дәлилләнди. Чинибағ сақчи хадими лагерда аз дегәндә 70 кишиниң бир синипта оқуйдиған вә бир ятақта ятидиғанлиқини баян қилди. У бу ятақларниң 50 квадрат метир билән 70 квадрат метир арисида икәнлики ашкарилиди. 

Канададики уйғур паалийәтчи, бир өй-имарәт қурулуши ремонт қилиш ширкитиниң саһиби туйғун абдувәли әпәнди адәттә қурулуш техникиси вә қаидә-низамлири бойичә, канада қатарлиқ көплигән дөләтләрдә 70 квадрат метирлиқ орунда 4 җанлиқ бир аилиниң туралайдиғанлиқи, буниңдин артуқ киши турушқа рухсәт қилинмайдиғанлиқи, шуңа осман турсунниң оғли ейтқан ақивәтләрниң тамамән мумкинликини илгири сүрди. У йәнә 70 квадрат метирлиқ өйгә 35 кариват сиғдурғини болмайдиғанлиқи, шуңа сақчи хадиминиң лагердики ятақларни кариватлиқ дәп тәриплишиниң тоғра болмаслиқи мумкинликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.