Илһам маһмут: тәйвәндә уйғур мәсилисини аңлитишта муһим қәдәмләр бесилди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.05.15
ilham-mexmut-teywen-doklat.JPG Д у қ муавин рәиси илһам мәхмут “дөлитимиз тәйвәнни йоқитип қоймайли!” намлиқ хәлқара кишилик һоқуқ муһакимә йиғинида доклат бәрмәктә. 2013-Йили 11-май, тәйвән.
RFA/qutluq

5-Айниң күнидин 11-күнидин башлап тәйвәндә өткүзүлгән “дөлитимиз тәйвәнни йоқитип қоймайли!” намлиқ хәлқара кишилик һоқуқ муһакимә йиғиниға иштирак қилған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам мәхмут бу қетимқи сәпиридә, тәйвәндә елип берилған уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлири һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди. У, өткән йили тәйвәндә қурулған “тәйвән уйғур достлуқ уюшмиси” ниң рәиси хитай өктичи язғучиси лин бавхуа әпәнди қатарлиқлар билән айрим-айрим учришишлар елип берип, тәйвәндә буниңдин кейин елип берилидиған уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлири тоғрисида тәпсилий сөһбәтләшкәнликини билдүрди. У йәнә, йеқиндин буян тәйвәндә елип берилған “тәйвән уйғур достлуқ уюшмиси”ниң паалийәтлири вә башқа паалийәтләр тоғрисида тохтилип, тәйвәндә елип берилған уйғур кишилик һоқуқ һәрикитиниң түрлүк тәшвиқат хизмитидин өзиниң мәмнунлуқини, уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини асияда аңлитишта, тәйвәндә муһим қәдәмләрниң бесилғанлиқини билдүрди.

Илһам мәхмутниң билдүрүшичә, у, бу қетимқи тәйвәндә елип барған паалийәтлиридә, тәйвән хәлқигә хитай компартийисиниң уйғур елидә,1964-йилидин 1996-йилиғичә елип барған 46 қетимлиқ атом ядро синақлириниң уйғур елидики уйғурларниң тән сағламлиқиға көрсәткән тәсири, туғулған бовақларниң мейиплиқ нисбитиниң юқирилиқи, уйғурларда рак кесәлликигә гириптар болуш саниниң хитайдики башқа өлкиләргә қариғанда юқирилиқи, атом ядро синақлириниң уйғур хәлқигә елип кәлгән паҗиәлири тоғрисида тәпсилий доклат бәргән. Мәзкур доклатта көрситилгән мейип уйғур өсмүрлириниң ечинишлиқ көрүнүшлири тәйвәнликләрни һәйран қалдурған. Ундин башқа у доклатида, уйғурлардики намратчилиқниң түп сәвәбиниң, хитай компартийисиниң уйғур елидә уйғурларға йүргүзүватқан түрлүк баҗ-алваң түзүмлири, хитай көчмәнлиригә болған баҗ кәчүрүп қилиш, иқтисадий ярдәмдә болуш, һәммидә етибар бериш қатарлиқ әвзәл сиясәтлириниң нәтиҗисидә хитай көчмәнлири байларға айлинип, уйғурларниң техиму бәк кәмбәғәллишип кетиватқанлиқини хитай мәтбуатлирида елан қилинған учурлар арқилиқ тәпсилий чүшәндүргән.

Тәйвәндики хәлқаралиқ йиғинни тамамлап японийәгә қайтип кәлгән илһам мәхмут телефон зияритимизни қобул қилип, өзиниң тәйвәндики паалийәтлири тоғрисида қисқичә тохтилип өтти.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.