Мутәхәссисләр: тибәтниң мустәқиллиқи тибәт хәлқиниң әркинликиниң бирдин-бир капалити

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.08.22
xelqara-tibet-musteqilliqi-yighin-3.jpg Долқун әйса әпәнди 4-нөвәтлик хәлқара тибәт мустәқиллиқи йиғинида сөз қилмақта. 2017-Йили 21-авғуст, париж.
RFA/Ekrem

21-Авғуст парижда башланған 4-нөвәтлик хәлқара тибәт мустәқиллиқи муһакимә йиғининиң 2-күни, мутәхәссисләр тибәтниң мустәқиллиқи мәсилиси үстидә тохталған.

Дуняниң һәр йеригә тарқалған бир қисим тибәт мустәқиллиқ тәрәпдарлири 21-авғуст күни фирансийәниң париж шәһиригә җәм болуп 4-нөвәтлик хәлқара тибәт мустәқиллиқи муһакимә йиғинини башлиған иди. 10 Дин артуқ дөләттин кәлгән тибәт сиясий актиплири вә мутәхәссисләр бүгүн, йәни йиғинниң иккинчи күни нуқтилиқ һалда тибәтниң мустәқиллиқини әслигә кәлтүрүш темисида қизғин бәс-муназириләр елип барған. Бу йиғинға тибәтликләрдин башқа йәнә уйғур, моңғул, хитай тәшкилатлириниң вәкиллири һәмдә бәзи ғәрб мутәхәссислириму қатнашқан.

3 Күн давамлишидиған 4-нөвәтлик хәлқара тибәт мустәқиллиқи муһакимә йиғиниға тәклип билән қатнишиватқан д у қ баш катипи, вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң муавин рәиси долқун әйса әпәнди мәзкур йиғинниң бүгүнки вәзийити һәққидә бизгә мәлумат берип, тибәтниң мустәқиллиқини әслигә кәлтүрүш мәсилисиниң бүгүнки муһакиминиң қизғин бәс-муназириләргә сәвәб болған асасий темисиға айланғанлиқини билдүрди.

1953-Йили ички моңғулийәниң мәркизи көкхот шәһиридә туғулған, 2004-йили авистралийәгә қечип чиқип сиясий панаһлиқ тилигән юаң хоңбиң исимлик бир мутәхәссис бу қетимқи йиғинда қилған сөзидә “тибәт хәлқигә мустәқиллиқтин башқа чиқиш йоли йоқ. Тибәтликләр әгәр әркин яшашқа моһтаҗ болса, мустәқил тибәт дөлитини әслигә кәлтүрүш үчүн күрәш қилишлири лазим. Пәқәт мустәқил тибәт дөлитила тибәт хәлқиниң әркинликигә капаләтлик қилалайдиған бирдин-бир чиқиш йолидур. Тибәтликләр, уйғурлар, җәнубий моңғулийәликләр вә тәйвәнликләр бирликсәп һасил қилип, хитай һакимийитини ағдуруп ташлаш көрүшини өз тупрақлирида қанат яйдуруши керәк” дегән қарашларни илгири сүргән.

Йиғинда пикир баян қилған көплигән тибәтликләрму, хитай зулумиға хатимә бериш үчүн хитайдин қутулушниң алдинқи шәрт болидиғанлиқини, хитай дөлити билән далай лама арисида һазирға қәдәр елип берилған 6-7 қетимлиқ диалогидин һечқандақ иҗабий нәтиҗә һасил болмиғанлиқини, хитай дөлитиниң қораллиқ бастурушлириға сүкүт яки демократийә шоари билән қарши туруп болғили болмайдиғанлиқини, әмәлгә ашмайдиған алий аптономийә тәләплиридин ваз кечип, тибәтниң мустәқиллиқини күрәш арқилиқ қолға кәлтүрүш лазимлиқини тәшәббус қилишқан.

Сүргүндики тибәт һөкүмитиниң баш министир намзати атсок лукар җам әпәнди йиғин мәйданидин телефон зияритимизни қобул қилип “далай лама 1984-йилидин буян алий аптономийәдин ибарәт оттура йол сияситини тәшәббус қилип кәлгән иди. Бу қетимқи йиғинда болса, тибәтниң мустәқиллиқини әслигә кәлтүрүш тәшәббус қилинмақта. Сизниң бу мәсилә һәққидики қарашлириңиз қандақ?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди:

-Бизниң бу қетимқи йиғинимиз тибәтниң мустәқиллиқини, шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини, ички моңғулийә вә тәйвәнниң мустәқиллиқини музакирә қилиш йиғинидин ибарәт. Бизниң асасий ғайимиз хитай мустәмликисидә қалған дөләтләрниң мустәқиллиқини әслигә кәлтүрүштур. Мустәқиллиқни әслигә кәлтүрүш-кәлтүрәлмәслик айрим бир мәсилә. Бизниң хәлқлиримизниң ортақ ғайиси болған бу темилар үстидә җиддий баш қатуруш бизниң вәзипимиз. Чүнки, вәзийәт қистимақта, хәлқниң бешидики зулум чекигә йәтмәктә. Биз әмди һәрқандақ шәкилдики мурәссә йоллиридин айрилип, мустәқиллиқ йолиға қәдәм басидиған басқучқа кәлдуқ.

Атсок лукар җам әпәнди “у һалда, тибәт мустәқиллиқ тәрәпдарлириниң бу хил тәшәббуси билән далай ламаниң оттура йол сиясити арисида тоқунуш келип чиқмамду? охшимиған бу хил қарашлар, икки тәрәп оттурисида зиддийәткә сәвәб болуши мумкинму?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди:

-Далай лама болса тибәтниң роһаний даһийси, тибәт хәлқиниң миллий қәһримани. Әмма, әгәр тибәт хәлқи мустәқиллиқни ирадә қилса, хәлқниң бу ирадисигә һечким қарши чиқалмайду. Бүгүн тибәт хәлқи мустәқиллиқтин башқа бир йолниң өзлирини хитай мустәмликиси вә зулумидин қутқузалмайдиғанлиқини барғансери чоңқур тонуп йетиватиду. Дуняниң һәр тәрәплиригә тарқалған тибәтликләр мустәқиллиқ үчүн күрәш қилиш шоарини товлаватиду. Уйғурларниң бу җәһәттики мустәһкәм ирадисидин үлгә елишни тәкитләватиду. Бу сәвәбтинму, биз һазирғичә 4 қетим тибәт мустәқиллиқини тема қилған қурултайларни өткүзүп кәлдуқ. Қошунимиз барғансери зорийиватиду. Мәнчә, тибәт мустәқиллиқини яқлиғучилар билән далай лама арисида зиддийәт көрүлмәйду.

4-Нөвәтлик хәлқара тибәт мустәқиллиқи муһакимә йиғинини тибәтниң мустәқиллиқини тәрғиб қилидиған 10 дин артуқ тибәт тәшкилати бирликтә уюштурған болуп, долқун әйса әпәнди бу қетимқи йиғинда уйғурлар мәсилисиниңму муһим сөз темиси болғанлиқини тәкитлиди.

Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, 21-авғуст парижда башланған 4-нөвәтлик хәлқара тибәт мустәқиллиқи муһакимә йиғини 23-авғуст ахирлишидикән. Әтидики йиғинда, йиғин әһли бәзи муһим қарарларни қобул қилидикән һәмдә тибәт, уйғур, моңғул, хитай төт тәрәпниң хәлқара сәһниләрдә келәчәктә ортақ елип баридиған паалийәтлири музакирә қилинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.