Хитай территорийәсидики милләтләр вә диний гуруһларниң яш рәһбәрлири йиғини токйода өткүзүлди
2017.11.16

Америкидики хитай өктичи тәшкилати “пуқралар күчи” ниң уюштуруши билән 14-ноябир күни японийә пайтәхти токйода хитай территорийәсидики милләтләр вә диний гуруһларниң яш рәһбәрлири йиғини өткүзүлгән.
Токйодики японийә дөләтлик олимпик яш-өсмүрләр мәркизиниң йиғин залида өткүзүлгән мәзкур йиғинға явропа, америка, тәйвән, японийә қатарлиқ әлләрдики кишилик һоқуқ вә өктичи тәшкилатлар, диний гуруһлар қатнашқан.
Уйғурларға вакалитән америка уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмшидин билән явропадики илһам тохтини қоллаш гурупписиниң мәсули әнвәр җан қатнашқан.
Мәзкур йиғинда кишиләрниң әң диққитини тартқан шәхс америка президенти донлад трампниң сабиқ баш истратегийә мәслиһәтчиси стеф бәннон болди. У йиғинда нутуқ сөзләп, америка-хитай мунасивәтлириниң җиддий хирисиға дуч келиватқанлиқини билдүргән. Униң қәйт қилишичә, прездебнт трампниң һазир йүргүзүватқан американи 1-орунға қоюш сияситиниң мәқсити хитайға тақабил турушкән. У, хитайниң һазирқи һалға келишигә бурунқи америка һөкүмәтлириниң “хата” сиясити сәвәб болғанлиқини илгири сүргән.
Стиф бәннон мундақ дәйду: “америка қошма шататлири өткән 20-30 йилда хитайға қандақ муамилә қилди? америка сәрхиллири хитайниң баш көтүрүшигә қандақ позитсийә тутти, қени, биз бу мәсилиләрни сөзлишип бақайли. Президент никсон 1970-йилларниң башлири американи җүмлидин ғәрбниң ишикини хитайға ачқандин бери, бизниң дөлитимиздики сәрхилларда интайин хата бир чүшәнчә мәвҗут болуп кәлди. Улар хитай гүлләнсә, хитай иқтисади тәрәққий қилса, бу демократийиниң күчийишигә түрткә болиду. Хитай бай болғансери, либирал демократийә вә әркин базар игиликигә қарап маңиду, дәп қариди. Бирақ биз өткән 10 йилда буниң әксигә қарап маңғанлиқини көрдуқ.”
Стеф бәннонниң қаришичә, хитай рәһбәрлириниң пилани 2025-йили дунядики 1-чоң иқтисади дөләткә айлинип, американиң орнини игилләш, 2035-йили дунядики һөкүмран дөләткә айлинишкән. У, “һазир америка сәрхиллири немә үчүн бу хаталиққа йол қойди, дегән соални сорашниң вақти кәлди,” дәйду.
Стеф бәннон йәнә мундақ дәйду: “бу кичик хаталиқ әмәс, президент трамп буни кичик истиратигийәлик хаталиқ әмәс, бәлки наһайити зор түп истиратигийәлик хаталиқ, дәп көрсәтти. Бу америка вә униң явропа вә пүткүл асиядики иттипақдашлирини пассип орунға чүшүрүп қойди. Һалбуки хитай вә хитай рәһбәрлириниң һечқачан хәлқара қаидә-түзүмләргә әмәл қилиш дәйдиған дәрди болуп бақмиди. Уларниң өз пилани бар иди. Улар өзиниң пиланлирини дадиллиқ билән йолға қойди. Шу соални сораш керәк, бизниң вә пүтүн ғәрбниң сәрхиллири шунчилик һамақәтмиди? бу сәрхилләр хитайда йүз бериватқан өзгиришләргә қарап турди. Кишиләр бу өзгиришләргә я көз юмди я көрмәскә салди. Буниң җавабини сораш вақти кәлди,” деди.
Токйода өткүзүлгән “милләтләр, диний гуруһлар рәһбәрлириниң өз ара ара диалоги” намидики бу йиғин униң 12-қетим өткүзүлишидур. Бу йиғин һәр йили бир қетим америка демократийини илгири сүрүш фонди билән тәйвән демократийә фондиниң ярдими вә “пуқралар күчи тәшкилати” ниң саһибханилиқида өткүзүлүп кәлгән иди.
Бу қетимқи йиғинниң йәнә бир муһим күнтәртипи “пуқралар күчи тәшкилати” ниң “пуқралар күчи мукапати” ни тарқитиш болди. Мәзкур мукапат бу йил сабиқ японийә парламент әзаси, кишилик һоқуқ паалийәтчиси макино сеишу әпәнди, хитай түрмисидики атақлиқ қуйғур өктичи зиялийси илһам тохти, түрмидики хитай кишилик һоқуқ адвокати ли хепиңниң аяли ваң шявлиң қатарлиқ үчәйләнгә лайиқ көрөлгән.
Йиғинда мукапатни илһам тохтиға вакалитән әнвәр җан тапшурувалған. У, йиғинда сөзлигән сөзидә, “бу мукапат илһам тохтиниң қилған хизмәтлириниң етирап қилинғанлиқиниң бешарити,” дәп көрсәтти.
Әнвәрҗан мундақ деди: “бүгүн мән бу йәрдә илһам тохтиға вакалитән бу қиммәтлик мукапатни тапшуривалғанлиқимдин пәхирлинимән. Униң өзи хитай түрмисидә, униң аилә әзалири болса бу мурасимға қатнишалмиди. Мениң бу мукапатни тапшурувелишим униң уйғур-хитай вә башқа милләтләрниң өз ара һөрмәт, миллий инақлиқ асасидики тәң мәвҗут болуп турушини алға сүрүш йолида қилған хиизмәтлириниң етирап қилинғанлиқиниң бешарити. Мән тапшурувалған бу мукапат йәнә бизниң ортақ нишанимиз йолидики ярдәм вә һәмкарлиқниң ипадиси,” деди.
Әнвәрҗан әпәнди йиғинда йәнә хитай даирилирини милләтләр иттипақлиқини мәҗбурлаш, иттипақлиқини мәмурий васитиләр билән әмәлгә ашурушқа урунуш билән тәнқид қилған.
У илһам тохтини һиндистан рәһбири гәнди вә җәнубий африқа рәһбири мандила билән селиштуруп мундақ дәйду: “биз һәммимиз шу пакитқа гуваһчи болдуқ. Илһам тохти нәқ бу кишиләрниң идийиси үчүн күрәш қилди. У өз хәлқиниң һоқуқи үчүн өзиниң һәммә нәрсисини қурбан қилди. Илһам тохти тоғра ейтқан, мәйли уйғурлар болсун вә яки хитайлар болсун, һәр икки милләт көп хил милләтләрниң өз ара қошулушиниң мәһсули. Һалбуки, мән милләтләр инақлиқи, дегән уқумни хата чүшинишкә қарши. Башқа милләтләрни мәмурий вастиларни қоллинип, бир йәрдә тутуп туруш, буниңға күч ишлитиш бөлүнүшни кәлтүрүп чиқириду. Өз ара бир бирини қобул қилиш, көп хиллиқни риғбәтләндүрүш, инақлиқ вә иттипақлиқни күчәйтиду. Бирақ хитай һөкүмити буниңға хилап һалда өз ара нәпрәт вә наразилиқниң уруқини чачмақта.”
Йиғинда “пуқралар күчи тәшкилати” ниң муавин рәиси, йиғинниң баш риясәтчиси доктор хән лянчав, илһам тохтиниң немә үчүн “пуқрлар күчи мукапати” ға лайиқ көрүлгәнликини чүшәндүрүп, “у уйғурлар билән хитайла р оттурисидики тинчлиқ, диалог вә өз ара чүшүнишни алға сүрүшкә тиришип кәлгән,” дәйду.
Хән лянчав мундақ деди: “бүгүн биз илһам тохтиға 2017-йиллиқ пуқраллар күчи мукапатини шәрәп билән лайиқ көрүп, униң уйғурлар билән хитайлар оттурисидики тинчлиқ, диалог вә өз ара чүшүнишни алға сүрүш, уйғурларниң хитайда қануни җәһәттин капаләткә игә қилинған мәдәнийәт, дин вә тил җәһәттики тәң баравәрлик һоқуқини қолға кәлтүрүш йолида көрсәткән тиришчанлиқини етирап қиливатимиз... Гәрчә у хитайниң шинҗаңдики игилик һоқуқиға қарши чиқмиған, пәқәт аз санлиқ милләтләрниң хитай қанунидики һоқуқини тәләп қилған болсиму, бирақ у буниң үчүн еғир бәдәл төлиди,” деди.
Токйода өткүзүлгән 4 күнлүк йиғинда, йиғинға қатнашқучилар хитай компартийәсиниң 19-қурултийидин кейинки йеңи хирис вә пурсәтләр, асиядики демократик дөләтләр иттипақини қуруп, хитайниң тәсири вә униң тәһдитигә тақабил туруш, хитайниң асиядики демократтик әлләргә сиңип кириши, тәсири вә буниң тәһдити, б д т кишилик һоқуқ миханимизими вә американиң магнитистикий йәр шари кишилик һоқуқ қанунидин пайдилинип, кишилик һоқуқ бузғунчилириға тақабил туруш қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилған.
Бу қетимқи йиғинға йәнә америка дөләт мәҗлисиниң авам палата әзаси нәнси пәлуси, кристофир симис, рәнди хулгрен, җейми раскен, кеңәш палата әзаси майкел рубийо, тед круз қатарлиқ сиясәтчиләр, д у қ ниң алий рәһбири рабийә қадир ханим, тибәт роһаний рәһбири далай лама қатарлиқлар тәбрик сөзи әвәткән. 14-Ноябир башланған мәзкур йиғин җүмә күни ахирлишидикән.