193 Миң нопуслуқ тоқсу наһийисидә 22 миң кишиниң лагерда икәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.08.17
xoten-yepiq-terbiyelesh-orni.jpg Хотәндики мәлум йепиқ тәрбийәләш орни.
Social Media

Мухбиримизниң тоқсу наһийисигә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида 193 миң нопуслуқ бу наһийидә 3 орунда йиғивелиш лагери барлиқи, буларда җәмий 22 миң кишиниң “тәрбийә” линиватқанлиқи ашкариланди. Мәлум болушичә, лагерлардин бири наһийә базиридин бирқанчә километир узақлиқтики амбар дәп дәп атилидиған җайға қурулған икән. Буниңдин башқа наһийилик 1‏-оттура мәктәп билән партийә мәктәп лагер орнида ишлитилмәктикән.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, тоқсу наһийилик һөкүмәт тор бетидә 2017-йиллиқ нопус статистикида мәзкур наһийәниң омумий нопуси 193030 дәп көрситилгән. Биз нопусниң мутләқ көпчиликини уйғурлар игиләйдиған бу наһийидә зади қанчә йиғивелиш лагериниң барлиқи вә униңда қанчилик кишиниң солинип ятқанлиқи һәққидә мәлумат елиш үчүн тоқсу наһийилик җ х идарисигә телефон қилдуқ.

Хадимларниң бәзилири бу һәқтә мәлумат беришкә һоқуқлуқ әмәсликини билдүрди. Бәзилири болса конкрет мәлуматлардин хәвәрсизликини ейтти. Йәнә бәзилири бу һәқтики учурларни ашкарилимаслиқ һәққидә юқиридин уқтуруш барлиқини ейтти. Бәйду учур амбирида тонуштурулушичә, тоқсу наһийиси 3 базар, 5 йезидин тәшкилләнгән икән. Булар тоқсу базири, юлтузбағ базири, ичериқ базири, пәйшәнбәбазар йезиси, ташериқ йезиси, икән йезиси, үчөстәң йезиси вә тамтоғрақ йезисидур.

Биз лагерларниң орни вә сани һәққидә мәлумат елиш үчүн һәрқайси йеза-базар сақчиханилириғиму телефон қилдуқ. Хадимлардин бири өзи тәвә йезидики аһалиләрниң 2 ‏-тәрбийиләш лагериға, йәни тоқсу базар әтрапидики амбар дегән җайға тәсис қилинғанлиқини ашкарилиди. Мәлум болушичә, тоқсу наһийилик 1‏-оттура мәктәпму оқуғучилири 2‏-оттура мәктәпкә йөткиветилгәндин кейин лагер орнида ишлитилмәктикән. Йәнә униң баян қилишичә, бу наһийидә дөләт ишчи-хизмәтчилиридә аталмиш “тәрбийиләш” кә әкитилгәнләр наһийилик партийә мәктипигә җайлаштурулған. Сақчи хадимлириниң баянлиридин мәлум болушичә, илгири ташериқ йезисидиму бир лагер қурулған. Кейинчә бу лагердикиләр наһийә базиридики 3-лагерға йөткиветилгән. Хадимлар тоқсу наһийисидә йиғивелиш лагериға адәм апирилғандин буян, қоюп берилгәнләрниң асасән дегүдәк болмиғанлиқини, һазирғичә бу 3 лагерда җәмий 22 миң кишиниң солинип ятқанлиқини ашкарилиди.

Сақчи хадиминиң баянлиридин мәлум болушичә, бу 22 миң дегән сан кәчлири өйлиригә қайтишқа болидиған “очуқ тәрбийә” лагеридикиләрни вә җаза муддити бекитилип кесиветилгәнләрни өз ичигә алмайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.