Үрүмчидә уйғурларни контрол қилиштики йеңи васитә - “тор тазилиғучи” рәсмий тарқитилди

Мухбиримиз әзиз
2017.07.21
Yanfon-Tekshurush.JPG Шәһәр пуқралириниң янфонлирини тәкшүриватқан сақчилар. Үрүмчи. 2017-Йили июл.
Social Media

Йеқинда үрүмчи шәһиридики янфон ишләткүчиләрниң өз телефонлириға “тор тазилиғучи” намидики юмшақ детални орнитиши тәләп қилинғанлиқи мәлум болди. Мәзкур юмшақ детал янфонға орнитилғандин кейин, шу телефондин өткән “террорлуқ” билән алақидар болуши мумкин болған һәрқандақ учурни байқиялайдикән һәмдә аптоматик өчүрәләйдикән. Мәзкур тәдбир йеңидин иҗра қилиниватқан болуп, буниң йеқин кәлгүсидә пүткүл уйғурлар дияриға омумлишиши мөлчәрләнмәктә.

Мушу айниң 10-күнидин башлап үрүмчи шәһири тәңритағ райониға қарашлиқ аһалиләр районлуқ һөкүмәт бир туташ тарқатқан текистлик учурни тапшурувалған. Униңда, янфон ишләткүчиләрниң мушу уқтурушни тапшурувалған һаман дәрһал өз телефонлириға “тор тазилиғучи” (净网卫士) намидики юмшақ детални орнитиши тәләп қилинған. Аридин узун өтмәй бу һәқтики язма уқтурушлар һәрқайси аһалиләр комитетиға йәткүзүлгән һәмдә шу олтурақ райондики аилиләргә уқтурулған. 

Биз бу әһвалларни игиләп беқиш үчүн, алди билән тәңритағ районлуқ иттипақ аһалиләр комитетиға телефон қилдуқ. Телефонни алған хизмәтчи хадим мушундақ бир уқтурушниң барлиқини дәлиллиди вә бу һәқтә қисқичә чүшәнчә бәрди:

- Вәй, бу аһалиләр комитетиму?

- Шундақ.

- Мән бир ишни сорап бақай дегән. Силәрниң аһалиләр комитети бир уқтуруш тарқитип, һәр бир янфон абонти чоқум “тор тазилиғучи” дегән бир юмшақ детални орнитиш лазим дәпту. Силәрдә мушу уқтуруш барму?

- Қайси орун тарқатқан, қандақ һөҗҗәтни дәйсиз?

- Демәкчи болғиним , силәрниң аһалиләр комитети һәммәйләнниң янфонлириға "тор тазилиғучи" дегән бир нәрсини орнитишни тәләп қилғаникән.

- Һелиқи юмшақ детални орнитип, сикәнирләш һәққидики уқтурушму?

- Тоғра, тоғра. Мән шуни дәватимән. Бу юмшақ деталниң роли немә?

- У сикәнирләш арқилиқ сизниң янфониңизда тордин кәлгән нәрсиләр яки сизниң һелиқидәк террорлуқ, зораванлиқ мәзмунидики үн-син материяллирини көргән-көрмигәнликиңизни тәкшүрәйдиған нәрсә.

- Һә. Мундақ дәң. Бу зораванлиқ, террорлуқ дегәндә немиләрни көрситиду?

- Асаслиқи сизниң телефонда ашу мәзмундики син материяллирини көргән-көрмигәнликиңизни, шундақ материялларниң бар-йоқлуқини, башқиларниң сизгә ашундақ нәрсиләрни әвәткән яки әвәтмигәнликини тәкшүрәйду.

Үрүмчидики оқурмәнләрдин кәлгән учурларда үрүмчи шәһири тәңритағ районлуқ һөкүмәтниң мәхсус язма уқтуруш тарқитип, шәһәр аһалилиридин мушу хил юмшақ детални орнитишни тәләп қилғанлиқи ейтилиду. Мәзкур уқтурушта алаһидә көзгә челиқидиғини, уйғурлар диярида һәрқачан аввал хитайчиси, андин уйғурчиси берилидиған язма уқтуруш шәклиниң әксичә, бу қетимлиқ уқтурушта уйғурчә текистниң аввал берилгәнлики болған. 

Биз үрүмчи шәһәрлик ғалибийәт йоли аһалиләр комитетиға телефон берип, уларниң мушу хилдики язма уқтурушни көргән-көрмигәнликини сүрүштүрдуқ:

- Йеқинда силәрниң аһалиләр комитети бир язма уқтуруш тарқитип, аһалиләрдин янфондики террорлуқ яки зораванлиқ мәзмунидики нәрсиләрни тазилайдиған “тор тазилиғучи” дегән бир юмшақ детални орнитишни тәләп қилипсиләр. Мушу ишниң тәпсилатидин хәвириңиз барму?

- Мән бәк уқуп кәтмәйдикәнмән. Әмма юқиридин шундақ бир һөҗҗәт чүшти. 

- Һөҗҗәттә у деталниң исмини немә дәп алған?

- “тор тазилиғучи”.

- Һә, “тор тазилиғучи” дәң. Уни асаслиқи немигә ишлитидиғанлиқини биләмсиз?

- Буни анчә билип кәтмидим. Буниңдин хәвирим бар дейишимниң бир сәвәби, түнүгүн машинида келиватсам, сақчилар янфонимда ашу деталниң бар-йоқлуқини тәкшүрди. Биз һәрдаим шундақ, һәрқачан мушундақ бир нәрсиләрни орнитиңлар, дәп туриду.

- Ундақта, ашуниң “тор тазилиғучи” икәнликини җәзмләштүрәләмсиз?

- Шундақ, “тор тазилиғучи”. Растинила шундақ бир детал бар. Буниңдин хәвирим бар.

- Буни немишқа сорайсән, десиңиз, һазир бундақ деталлар бәк көп болуп кетипту. Шуңа буни орнатмисиму боламдиғанду, дәймән.

- Мениңчә, әң яхшиси орнитивелиң. Чүнки, сиртқа чиқип машинида яки пиядә маңған вақитлириңизда тәкшүргүчиләр, сақчилар һәрқачан ашу деталниң янфониңизда бар-йоқлуқини тәкшүрәйду.

Уйғурлар диярида янфонниң омумлишиши һазир тез сүрәттә ешип бериватқан болуп, бу хил юмшақ детални орнатқандин кейин, униң қандақ роли болидиғанлиқи һәққидә биз мәзкур “тор тазилиғучи” юмшақ деталини ясиған завутниң тор бетини зиярәт қилдуқ. Әмма униңда дейилгән мәзмунлар пүтүнләй башқичә болуп, мәзкур юмшақ деталниң балағәткә йәткәнләр һәмдә яш-өсмүрләрниң сериқ мәзмундики торларни зиярәт қилишини тосуш үчүн ясалғанлиқи әскәртилгән икән. Техиму муһими, бу юмшақ детал арқилиқ буни янфониға орнатқан кишиниң өйидики торни йирақтин контрол қилишқа болидикән. Биз бу хил охшимаслиқ сәвәбидин үрүмчи шәһири хуаңхе йолидики аһалиләр комитетиға телефон қилип әһвал игиләп бақтуқ:

- Һазир аһалиләрдин бу хил юмшақ детални орнитишни тәләп қиливетипсиләр. Буниңдики асаслиқ мәқсәт немә?

- Буниңдики асаслиқ мәқсәт, шу кишиниң телефонида зораванлиқ, террорлуқ мәзмунидики үн-син материяллири, шундақла мушуниңға алақидар башқа нәрсиләр барму-йоқ, дегәнни тәкшүрүш. 

- Ундақта янфонниң игиси илгири сақливалған мушундақ террорлуққа даир үн-син материяллирини юювәткән болса, бу детал уни биләләмду?

- Буниңда асаслиқи өчүрүвәткәндә үзүл-кесил өчүрүлгәнму-йоқ, дегәнгә қараш керәк. Шуңа буни орнатқандин кейин, йәнә бир қетим тәкшүрүветиш керәк. Болупму өчүрүш тарихи янфонда сақлинип қалғанму ‏- йоқ дегәнгә чоқум қараш лазим.

- Ундақта бу һөҗҗәтни силәрниң район тарқатқанму яки үрүмчи шәһириниң һөҗҗитиму?

- Бу пүтүн аптоном район миқясида иҗра қилишни тәләп қилидиған омумий һөҗҗәт.

- Ундақта буни орнитиш қачан тамамлиниду? демәкчи болғиним аһалиләр буни орнатмисиму боламду?

- Һазир дегән буни омумлаштуруш басқучи. Шуңа буни һазирла орнитивелиш лазим. Шуңа орнитиңлар дегәндикин орнитивалмай немә қилиду?

Бу қетим “тор тазилиғучи” намлиқ юмшақ детални омумлаштуруш хизмитигә мәсул болған тәңритағ районлуқ һөкүмәткә телефон қилғинимизда, хизмәтчи хадим бу детални орнатқандин кейин униң шу телефондики һөкүмәт тәрәп “зораванлиқ вә террорлуқ” қа мәнсуп дәп бекиткән һәрқандақ мәзмунни аптоматик тазиливетидиғанлиқини, шуниңдәк телефонға орнитилған башқа әпләрниң васитисидә киргән-чиққан үн вә син материяллирини тәкшүрәләйдиғанлиқини тәкитлиди. У бу һәқтә мундақ деди: “бу юмшақ детал асаслиқи телефонда йошурун һаләттә сақлиниватқан яки телефон ишләткүчиниң узун муддәт телефон ишлитиши түпәйлидин яки диққәтсизлики сәвәбидин телефонда сақлинип қалған қанунсиз рәсим яки син материяллирини тазилайду. Һазир болса һәммәйләнниң бу детални өзлүкидин қачилаш мәзгили. Мушу мәзгил ичидә бу детал мәни қилинған қанунсиз үн-син материяллирини аптоматик өчүрүветиду. Әмма, янфондики башқа мәзмунларға тәсир йәткүзмәйду. Һазир торниң һәрқачан назарәт астида икәнликини яхши билисиз. Худди шуниңдәк телефониңизда немиләрниң барлиқини сиз шәхсән һәрқачан уқуп болалмаслиқиңиз мумкин, әмма мушу детал буни сизгә вакалитән тәкшүрүп бериду. Навада сизниң янфониңизға мушу детални орнатқандин кейин у телефониңиздики бир қисим мәзмунларни өчүрүвәтсә һәмдә шуниңдин кейин сақчиханилардикиләр сизни бу тоғрилиқ издәп келип қалса, уларға бу һәқтә чүшәнчә берип қойсиңизла болиду. Уларға ашу мәзмунларниң сизниң хәвириңиз болмиған әһвалда телефониңизға чүшүп қалғанлиқини, әмма өзиңизниң ‛тор тазилиғучи‚ арқилиқ буни өчүривәткәнликиңизни, дәп қойсиңизла болиду.”

Үрүмчи шәһиридики мәзкур уқтуруш тарқитилғиниға он күндин ашқан болсиму, аһалиләр комитетлирида ишләйдиған бир қисим уйғур хизмәтчиләрниң бу иштин пүтүнләй хәвәрсизлики зияритимиз җәрянида аян болди. 

Мәлум болушичә, һазир уйғурлар дияридики әң назук сиясий мәсилиләрниң бири “зораванлиқ вә террорлуқ” даирисидики мәзмунлар болуп, вәзийәт анализчилири бу мәсилиләрниң һәрқачан йәрлик уйғурларға бағлинип қалидиғанлиқини алға сүрүп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.