Америка президенти трампниң хитай зияритидә кишилик һоқуқни тәкитләш чақириқлири күчәймәктә
2017.11.08

Америка президенти доналд трампниң хитайдики зиярити чаршәнбә күни чүштин кейин рәсмий башланди. Униң бу зиярити америка һөкүмитиниң хитайға қаритидиған сияситини көрүп йетиштә интайин муһим дәп қариливатқан болғачқа күчлүк диққәт қозғимақта.
Президент трампниң хитай зиярити, ши җинпиң өктичи авазларни бастуруши қаттиқ еғирлашқан бир мәзгилгә тоғра кәлгән болғачқа хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлири буни хитайға бесим ишлитидиған интайин муһим пурсәт, дәп қаримақта.
Шуңа америкидики кишилик һоқуқ органлири президент трампқа қаттиқ бесим ишләтмәктә. Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири комитетиниң башлиқи, кеңәш палата әзаси марко рубийо вә муавин башлиқи кирис симисму президент трампқа мәктуп йоллап, кишилик һоқуқ мәсилисини тилға елишниң муһим әһмийитини тәкитлигән.
Улар мәктупида, президент трампни төвәндики бир қанчә муһим мәсилиләр үстидә агаһландурған. Биринчиси, интернет әркинлики. Улар интернет әркинликиниң һәм америка иқтисади вә кишилик һоқуқ мәнпәәтлиригә четилидиғанлиқини әскәртип, америка һөкүмитини хитайдики интернет әркинликигә қоюлуватқан чәклимигә қарши туридиған амаллар үстидә издинишкә чақирған. Иккинчиси, хитай һөкүмити қайтуруп беришни тәләп қилған кишиләрни қачан хитайдики әдлийә системиси очуқ-ашкарилиқ вә адиллиқ җәһәттә хәлқара өлчәмләргә йәтмигүчә қайтуруп бәрмәслик. Үчинчиси, хоңкоң алаһидә райониниң демократик түзүмини қоғдашни американиң муһим күн тәртипи қилиш. Төтинчиси, хитайда туруватқан америка пуқралири вә уларниң аилә-тавабиатлирини қоғдаш вә шундақла хитайдики сиясий мәһбусларниң азад қилиниш мәсилисигә җиддий қараш. Бу мадда ичидә, түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтиниңму исми йәр алған болуп, трамп һөкүмити җяң тийәнюң, таң җиңлиң, илһам тохти, гав җишиң, лю шя қатарлиқларниң мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирилған. Униңда йәнә хитай түрмилиридә алаһазәл 1400 нәпәрдин артуқ сиясий җинайәтчи бар дәп тәхмин қилинидиғанлиқи әскәртилгән.
Баянатта бәшинчи болуп, хитай һөкүмитиниң венсуела президенти, диктатор николас мадуруни иқтисадий җәһәттин қоллаватқанлиқи, президент трампниң бу ярдәмни тохтитиш тоғрисида хитайға бесим қилиши керәклики әскәртилгән. Улар баянатида хәлқара қанунларға, демократийигә һөрмәт қилидиған бир хитайниң мәйданға келиши, хитай хәлқи билән америка хәлқиниң узун муддәтлик тенчлиқи үчүн пайдилиқ, дегән.
“әркинлик сарийи” ниң тәтқиқатчиси сараһ кук ханимму американиң хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлүшиниң ақивәттә американиң өзи үчүн пайдилиқ икәнликини әскәртти. У мундақ деди :
“мәнчә, юқиридики мәсилиләрни һәрқандақ бир демократик һөкүмәт ши җинпиң билән болған учришишлирида оттуриға қоюши керәк, дәп ойлаймән. Бу мәсилиләрни пәқәт бир кишилик һоқуқ мәсилиси әмәс, бәлки бир истратегийә мәсилиси дәп қараш керәк. ‛әркинлик сарийи‚ кишилик һоқуқ мәсилисини тилға алмаслиқ-бир истратегийилик хаталиқ болиду, дәп қарайду. Әгәр америка хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлсә, у хитай пуқралириғила әмәс, бәлки американиң сиясий, иқтисадий вә хәвпсизлик мәнпәәтлиригиму пайдилиқ болиду. Буниң әң типик өрники, хитайдики интернет әркинлики мәсилиси. Хитай ‛интернет бихәтәрлики қануни‚ ни елан қилған болсиму, әмма интернет әркинликини қаттиқ чәклимә астиға алди. У хитайдики нурғун америка ширкәтлириниң мәнпәитигә вә җүмлидин америка иқтисадиға милярдларчә доллар зиян салди. Мана бу нуқтидин қариғанда, хитай хәлқигә зиян бериватқан кишилик һоқуқ мәсилилирини америка хәлқи вә американиң мәнпәәтлиридин айрип қарашқа болмайду”.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, президент трампниң адәттә өзиниң көз қарашлирини тивиттер торида елан қилишни яхши көридиған адитини чиқиш қилип туруп, адәттә тивиттер ториға наһайити көп учур йоллайдиған президент трампниң хитайда тивиттер чәкләнгән болғачқа тивит қилалмаслиқи мумкинликини, тивит қилған тәқдирдиму униң учурлирини хитайда һечкимниң көрәлмәйдиғанлиқини билдүргән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати президент трамптин хитайда оттуриға қоюшини үмид қилидиған төвәндики 4 мәсилини оттуриға қойған. Улар, шималий корейәлик панаһланғучиларниң хитайдин қайтурулуши, уйғурларниң пүтүн милләт гәвдиси билән “террорчи” муамилисигә учриши, ахбарат вә интернет әркинлики вә шундақла түрмидә өлүп кәткән нобел мукапати саһиби лю шявбониң аяли лю шяниң азад қилиниши.
Баянаттики уйғурларға аит қисимда мундақ дәп йезилған: “әгәр сиз бир уйғур болсиңиз, у һалда сиз һәрәмгә өз алдиңизға һәҗгә барғанлиқиңиз үчүн түрмигә елинишиңиз мумкин. Йеқиндин буянқи хәвәрләрдә, уйғур елидә ‛радикаллиқни түгитиш мәркизи‚ яки ‛сиясий өгиниш мәркизи‚ вә ‛тәрбийәләш вә өзгәртиш мәркизи‚ қатарлиқ нурғун мәркәзләрниң ечилғанлиқи мәлум. Бу мәркәзләрдә уйғурлар 6-12 ай тутуп турулуп, хитай сиясәтлирини өгинишкә мәҗбурланмақта. Уларниң нурғунлири өйидә дини китаб сақлиғанлиқи яки чәтәлдә туғқини болғанлиқи үчүн бу орунларға соланған. Хотән қатарлиқ бәзи йәрлик даириләр чиқарған уқтурушларда һәтта тамака чекишниңму радикаллиқ қатарида бир тәрәп қилинған.”
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗески әпәнди хитай һөкүмитиниң террорлуқ яки радикаллиққа қарши уруш дегән намлар астида уйғурларниң пуқралиқ һоқуқлирини бастуруватқанлиқини билдүрди. У сөзидә, хитай һөкүмити террорлуққа қарши уруш арқилиқ мәлум бир гуруппа хәлқни нишан қилди. Мәнчә террорлуқ вә радикаллиқ дегән терминлар мәнә даириси интайин кәң болған вә халиғанчә ишләткили болидиған терминлар. Хитай һөкүмити бу терминларни йиллардин бери уйғурларниң тинч вә қанунлуқ наразилиқлирини бастуруш үчүн қоллинип кәлди,” деди.
Америкидики һәрқайси кишилик һоқуқ органлири бирдәк, президент трампни хитайдики зиярити давамида кишилик һоқуқ мәсилисини чоқум тәкитләшкә чақириватқан болсиму, әмма һазирғичә кишилик һоқуқ мәсилисигә бәк қизғин болмиған доналд трампниң хитайдики зияритидиму бу мәсилини тилға алмайдиғанлиқини пәрәз қиливатқанлар бар. Әмма улар мәйли у бу мәсилини хитайда очуқ-ашкара тилға алсун-алмисун, кишилик һоқуқниң америка ташқи сияситиниң әң муһим принсипи болушни давам қилидиғанлиқини билдүрмәктә.