Түркийиниң қириққәлә шәһиридә хитайға қарши наразилиқ намайиш өткүзүлди
2014.08.18
Хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан бесим сияситигә қарши түркийиниң қириққәлә шәһиридә намайиш өткүзүлди.
Хитай даирилириниң йеқиндин буян уйғурларға қарита дини бесимни күчәйткәнлики хусусән уйғур әрләрдин сақал қойған вә аяллардин йүзини йөгигән яки узун вә кәң ислами кийим кәйгән мусулман аялларни тутуп түрмигә қамиғанлиқи сәвәбидин буниңға қарита оттуриға чиққан наразилиқ һәрикәтләрниң көпләп йүз бериши билән түркийә мәтбуатлирида хәвәр вә обзурлар елан қилинмақта, телевизийә қаналлирида мәхсус уйғур мәсилиси тоғрисида мәхсус программилар тарқитилмақта. Түркийиниң охшимиған шәһәрлиридә уйғур мәсилиси тоғрисида намайиш вә йиғин, рәсим көргәзмиси дегәнгә охшаш паалийәтләр елип берилмақта.
“қириққәлә қериндашлар җәмийәтләр вә фондлар бирлики” тәрипидин қириққәлә җумһурийәт мәйданида уюштурулған намайишта хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан бесим сиясити әйбләнди.
Намайишчилар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақларни көтүргән һалда шуар товлиди. Намайишчилардин бир қанчә киши қоллириға зәнҗир бағлап хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан зулум вә бесимлириға болған наразилиқини ипадилиди.
Намайишчиларға вакалитән баянат елан қилған “қириққәлә қериндашлар җәмийәтләр вә фондлар бирлики”рәиси әхмәт яқар исимлик киши, рамизан ейида хитай һакимийити тәрипидин уйғур мусулманларниң роза тутушини чәклигәнлик сәвәбидин күнтәртипкә кәлгән шәрқий түркистанда бесим, зулумниң йеңидин башланғанлиқини билдүрди.
Йеқиндин буян хитайниң уйғур диярида дини бесимни күчәйткәнликини ипадилигән әхмәт яқар әпәнди мундақ деди: хитай даирилири уйғур мусулманларниң дини ибадәтлирини ада қилишқа рухсәт қилмиди, хусусән роза тутушни вә намаз оқушни чәклиди. Әрләрниң сақал қоюшини аялларниң яғлиқ артишини чәклиди.
“қериндашлар җәмийәтләр вә фондлар бирлики”ниң рәиси әхмәт яқар әпәнди йәнә мундақ деди: шәрқий түркситанда шеһит қилинған, түрмигә ташланған, қийин - қистаққа елинған қериндашлиримизниң сани нәччә миңдин ешип кетиватса, бу зулумға сүкүттә қелиш инсанийәт үчүн чоң бир җинайәт. Хитай һакимийити ислам динини дөләт үчүн тәһдит дәп қарайду, шуниң үчүн шәрқий түркистанлиқ мусулман түрк қериндашлиримизни диндин узақлаштуруш үчүн чәклимә қойиватиду. Шәрқий түркистанлиқларму дини етиқад, миллий мәдәнийәт вә өрүп - адәтлирини қоғдаштин ибарәт муһим мәсилиләрдә хитайниң чәклимилирини қобул қилмастин һәқлиқ болған дава йолида өзлирини қоғдашқа тиришиватиду.
Әхмәт яқар әпәнди сөзиниң ахирида, қириққәлә қериндаш җәмийәт вә фондлар бирлики болуш сүпити билән хитайдин, мусулман түркләргә қарита йүргүзүватқан мәйданини өзгәртишини тәләп қилди вә хәлқ аммисиниң шәрқий түркистанлиқ уйғур түрклиригә игә чиқишқа дәвәт қилимиз, деди.
Намайишчилар уйғур диярида наһәқ өлтүрүлгән уйғурларниң роһиға дуа оқуди. Бу намайиш тоғрисида түркийиниң көплигән радио - телевизийә вә гезитлиридә хәвәрләр тарқитилди.
14 - Авғуст рабийә күни паалийити
14 - Авғуст дуня рабийә күни мунасивити билән хәлқара рабийә мунбири тәшкилати билән түркийә кадирлар уюшмисиниң бирликтә уюштурушида түркийәниң 81 шәһиридә йүрүш вә намайиш өткүзүлди, бу намайшларда мисир, сүрийә, пәләстин, шәрқий түркистан вә арақан қатарлиқ районларда наһәқчиликкә учриған хәлқләрниң зулумға учраватқанлиқи тәкитләнди.
Намайишта түркийә яш кадирлар уюшмисииниң рәиси әюп бәйхан әпәнди баянат елан қилип, 14 - авғуст дуня рабийә күниниң инсанийәтниң зулумға қарши қозғалған тарихи күн икәнликини, рабийә пәқәт мисирдики бир мәйданға вәкиллик қилмайдиғанлиқини, бүгүнки күндә пүтүн дунядики зулумға учриған хәлқләргә вәкиллик қилидиған бир симиволға айланғанлиқини шуниң үчүн һәр йили 14 - авғуст күни дуня рабийә күни қилип бекитилгәнликини елан қилди. Рабийә күни дуняниң охшимиған йәрлиридә, охшимиған динларға, охшимиған милләтләргә мәнсуп мәзлумларға зулум қилип инсанпәрвәрликни йоқ қилған залимларни қарабасқан күн икәнликини билдүрди.
Истанбулниң таксим мәйданида өткүзүлгән дуня рабийә күни намайиш паалийитидә хитайниңму уйғурларға зулум қиливатқанлиқини, хәлқара рабийә мунбири тәшкилатиниң бу қирғинчилиққа қарши туридиғанлиқини билдүрди.
Нуман қуртулмуш: хитайниң шәрқий түркистандики ассимилятсийә сияситини әйибләймиз
“адаләт вә тәрәққият партийиси”ниң муавин рәиси нуман қуртулмуш бир телевизийә программисида уйғур мәсилиси тоғрисида тохталди вә хитай һакимийитиниң уйғур диярида елип бериватқан ассимилятсийә вә бесим сияситини тәнқид қилип мундақ деди: хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан бесим вә ассимилятсийә иҗраатлирини нәпрәт билән әйбләймиз вә тәнқид қилимиз, пүтүн түркийәни, ислам җуғрапийисини, түрк дунясини бу вәһшийликләрни әйбләшкә, буниңға қарши дуня дөләтлирини тәдбир елишқа дәвәт қилимиз.
Қуртулмуш әпәнди, хитай даирлириниң уйғур мусулманларниң дини ибадәтлиригә чәклимә қойғанлиқини әйибләп мундақ деди: хитай шәрқий түркситандики мусулман түрк қериндашлиримизниң җамийләрдә ибадәт қилишни чәклиди. Униңдин башқа узун йиллардин буян кәң түрдә давам қиливатқан йоқитиш вә ассимилятсийә қилиш сияситини техиму тезләштүрди. Буниңға мунасивәтлик йеқинда йүз бәргән бир вәқәдә рәсми рәқәмләргә қариғанда 96 кишиниң өлгәнлики билдүрүлди, әмма бизниң тәхмин қилишимизчә буниңдин нәччә һәссә көп, йәни йүзләрчә мусулман қериндашлиримиз у йәрдә шеһит қилинди. Хитай һакимийитиниң шәрқй түркистанда йүргүзгән ассимилятсийә сияситини нәпрәт билән әйбләймиз. Пүтүн түркийини, ислам җуғрапийисини, түрк дунясини бу вәһшйиликни әйбләшкә, тәнқид қилишқа буниңға қарши дунядики пүтүн дөләтләрни тәдбир елишқа дәвәт қилимиз.
Хитайниң иқтисади саһәдә дуняға кеңийиш сиясити йүргүзүватқанлиқини билдүргән нуман қуртулмуш әпәнди, йәнә бир тәрәптин шәрқий түркистандики мусулман түркләргә бунчивала еғир дәриҗидә бесим вә ассимилятсийә қилишини қәтий қобул қилишқа болмайдиғанлиқини ипадилиди.