Көп сандики кишиләр әрзурум вә истанбул шәһәрлиридә уйғурларни қоллаш намайиши елип барди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2018.12.28
istanbulda-uyghurlarni-kollash-namayishi-2018-12-01.JPG Истанбулда елип берилған уйғурларни қоллаш намайишидин бир көрүнүш. 2018-Йили 28-декабир. Истанбул, түркийә.
RFA/Arslan

Түркийәниң әрзурум шәһиридики “өлкү оҗақлири” тәшкилати 27-декабир күни әрзурум ататүрк университетида хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан хитайлаштуруш сияситигә қарши наразилиқ намайиш елип барди вә баянат елан қилди.

Түркийәниң әң соғуқ райони дәп қарилидиған әрзурум шәһиридә һава қаттиқ соғуқ вә қар йеғиватқан болсиму нәччә миң киши буниңға пәрва қилмай, ататүрк университети мәйданиға җәм болуп, қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ билән түркийә байриқини көтүргән һалда хитайға қарши шоар товлап йүрүш қилди.

Намайиш вә йүрүш паалийитигә университет оқуғучилири вә хәлқ аммиси болуп 5 миңдин артуқ кишиниң қатнашқанлиқи илгири сүрүлди. 

Йүрүш җәрянида намайишчилар бирдәк, “яшисун мустәқил шәрқий түркистан” дегәндәк шоарлар товлиди. 

Йүрүштин кейин “өлкү оҗақлири” әрзурум шөбиси рәиси вәдат кочак әпәнди уйғурларға алақидар баянатни оқуп өтти. 

Вәдат кочак әпәнди: “зулумға сүкүт қилған тили йоқ шәйтандур” дегән һәдисни хатириләтти вә “шәрқий түркистанда барғансери чекидин ешиватқан зулумға хатимә берилиши үчүн чақириқ қилимән”, деди. У йәнә мундақ деди: “дуняви кишилик һоқуқ шәртнамисидә қобул қилинған дин вә виҗдан әркинлики һәр ким үчүн охшаш-баравәр шәкилдә иҗра қилиниши керәк. Дөләтләрму бу һәқтә қәдәм бесиши керәк”. 

Вәдат кочак әпәнди, әгәр бир зулумни тосалмиғанда, һеч болмиғанда уни башқиларға аңлитиш керәкликини хатириләтти вә “шуниң үчүн биз һәр қачан шәрқий түркистандики қериндашлиримизниң йенида болимиз”, деди. 

28-Декабир күни истанбул фатиһ җамәсиниң мәйданида җүмә намизидин кейин уйғур вә түркләрдин болуп әр-аял нәччә миң кишиниң қатнишиши билән намайиш елип берилди, хитайға қарши шоарлар товланди. Мухбирларни күтүвелиш йиғини ечилип баянат елан қилинди. 

Намайиш җәрянида “көкли деғишим”, йәни “йилтизидин өзгәртиш” дәп аталған җәмийәтниң рәиси мәхмут кар баянатни оқуп өтти.

У бу паалийәтниң мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бүгүн бу йәрдә қәдими ислам земини болған шәрқий түркистанға вә шәрқий түркистанлиқ мусулман қериндашлиримизға игә чиқиш үчүн вә шундақла хитайниң қериндашлиримизға салған зулумиға сүкүттә қалмаслиқ үчүн җәм болдуқ. Шәрқий түркистандики зулумни тил билән ипадиләш һәқиқәтән мумкин әмәс. Чүнки қериндашлиримиз пут-қоллири бағлинип есилиду. Қиз-сиңиллиримизниң еғир-аяқ болуши чәклиниду. Еғир аяқ болғанда қорсақлирини оператсийә қилип бовақларни еливетиду. Хуласә қилип ейтқанда шәрқий түркистанда чоң бир қирғинчилиқ болуватиду”. 

Мәхмут кар әпәнди сөзиниң давамида йәнә уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида тохтилип мундақ деди: “ишғалчи хитай уйғурларни исламдин ваз кәчкүзүш үчүн 1 милйондин артуқ уйғурни җаза лагерлириға қамап қойди. Динсиз хитай һакимийити мусулманларниң иззәт-ар-номуслириға таҗавуз қилип һәр уйғур аилисигә бирдин хитай орунлаштуруватиду. Залим хитай һакимийити узун йиллардин буян шәрқий түркистанлиқларға қарши бу хил пәскәш сиясәтләрни йүргүзүп келиватиду. Исламниң ибадәт вә пүткүл қаидә-принсиплириға чәклимә қоймақта. Бесим вә искәнҗә арқилиқ бу чәклимилирини иҗра қиливатиду. Бу хил әһвал астида шәрқий түркистанлиқлар икки хил таллаш йолиға дуч кәлмәктә. Биринчи: түрмигә қамилиш яки өлүм. Иккинчиси: яки өз вәтәнлирини тәрк етип бихәтәр яшиялайдиған бирәр дөләткә һиҗрәт қилиш”. 

Мәхмут кар әпәнди сөзидә йәнә түркийә қатарлиқ ислам дөләтлириниң рәһбәрлириниң уйғур мәсилисигә сүкүт қиливатқанлиқини әйиблиди вә уларға хитаб қилип мундақ деди: “әй мусулманларниң башлиридики рәһбәрләр! бу мунасивәт билән сизләргә йәнә бир қетим шәрқий түркистанлиқ мусулманларниң силәрниң қериндишиңлар икәнликини хатирлитимиз. Мусулман уйғурларни динсиз хитай һакимийитиниң бесимидин қутулдуруш, қоғдаш силәргә пәрздур. Силәрни қериндаш дөләт дәп билип анадолийәниң мәрһәмәтлик юртиға келип панаһланған уйғур қериндашлиримизға арқаңларни қилип көз юммаңлар! , уларни залим хитайға тапшуруп бәрмәңлар! , бундақ қилиш чоң бир гунаһ вә чоң бир вабалдур. Чүнки уларни тапшуруп бериш өлүмгә тапшурғанлиқ болиду. Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң дегинидәк: ‛мусулман мусулманниң қериндишидур, униңға зулум қилмайду уни залимға тапшуруп бәрмәйду‚”. 

Бу намайиш җәрянида биз қадир исимлик бир түркниң уйғурлар тоғрисидики пикир қарашлирини алдуқ. Қадир әпәнди уйғурларниң тарихта чоң ишларни қилған муһим қериндаш хәлқ икәнликини, уйғур мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң күнтәртипигә кәлтүрүш үчүн түркийә қатарлиқ дөләтләрниң һәрикәткә өтүш керәкликини билдүрди. 

Түркийәниң һәр қайси җайлирида йеқиндин буян аммиви җәмийәтләр вә бир қисим өктичи партийәләр тәшкиллигән хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини әйибләйдиған шуниңдәк түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа дәвәт қилидиған түрлүк паалийәтләр давамлашмақта. Әмма бир қанчә күн илгири, “ийи” партийәсиниң түркийә һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә көңүл болушини қолға кәлтүрүшкә аит лайиһиси парламентта оттуриға қоюлуп, уни үч партийә қоллиған болсиму, бирақ һакимийәттики адаләт вә тәрәққият партийәси һәм милләтчи һәрикәт партийәси қоллимиғанлиқи үчүн мәзкур лайиһә қобул қилинмиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.