Түркийәниң әнқәрә вә аланя шәһәрлиридә уйғурлар тоғрисида паалийәтләр өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.01.07
Turkiyede-uyghur-toghrisida-paaliyet.jpg

Саяһәт шәһәрлиридин бири болған аланяда чақирилған “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити” мавзулуқ доклат бериш йиғинидин көрүнүш. 2015-Йили 4-январ, түркийә. RFA/Erkin Tarim

Turkiyede-uyghur-toghrisida-paaliyet-1.jpg

Саяһәт шәһәрлиридин бири болған аланяда чақирилған “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити” мавзулуқ доклат бериш йиғинидин көрүнүш. 2015-Йили 4-январ, түркийә. RFA/Erkin Tarim

Turkiyede-uyghur-toghrisida-paaliyet-2.jpg

Саяһәт шәһәрлиридин бири болған аланяда чақирилған “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити” мавзулуқ доклат бериш йиғинидин көрүнүш. 2015-Йили 4-январ, түркийә. RFA/Erkin Tarim

Turkiyede-uyghur-toghrisida-paaliyet-3.jpg

Саяһәт шәһәрлиридин бири болған аланяда чақирилған “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити” мавзулуқ доклат бериш йиғинидин көрүнүш. 2015-Йили 4-январ, түркийә. RFA/Erkin Tarim

Turkiyede-uyghur-toghrisida-paaliyet-4.jpg

Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2015-Йили 3-январ, түркийә. RFA/Erkin Tarim

Turkiyede-uyghur-toghrisida-paaliyet-5.jpg

Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2015-Йили 3-январ, түркийә. RFA/Erkin Tarim

3-Чесла хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси алдида намайиш, 4-чесла болса түркийәниң саяһәт шәһәрлиридин бири болған аланя шәһиридә “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити” тоғрисида доклат бериш йиғини өткүзүлди.

2015-Йили 1-айниң 3-күни бир гуруппа түрк яшлири қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ, түрк байриқи вә лозункиларни көтүргән һалда хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзди. Намайишчиларниң көпи яшлардин тәркиб тапқан болуп, ахбарат баянатини оқуштин бурун, өзлириниң һечқандақ партийә вә тәшкилатқа әза әмәс, яшлар икәнликини, пәқәтла уйғур қериндашлирини қоллаш хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини әйибләш үчүн хитай әлчилики алдиға кәлгәнликини баян қилди.

Алди билән намайишчиларниң вәкили ахбарат баянатини оқуп мундақ деди:
“қиммәтлик түрк миллити, өткән йили 3-айда тайландқа һиҗрәт қилған уйғур қериндашлиримизниң коммунист хитай тәрипидин елип кетилип өлтүрүлмәслики үчүн биз һечқандақ аммиви тәшкилатқа әза болмиған авам хәлқ болуш сүпитимиз билән бу йәргә җәм болдуқ.”

Намайишчиларниң баянатчиси баянатиниң ахирида түрк һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирип мундақ деди:
“түркийәгә, дунядики тәсирлик тәшкилат вә идарә-җәмийәтлиригә йәнә бир қетим чақириқ қилимизки, дуняниң көзиниң алдида әхлақсизлиқ билән елип бериливатқан адәм әткәсчиликини тохтатсун. Ағзиңлардин чүшүрмәй дәп келиватқан инсан һәқ-һоқуқлири дәпсәндә болуватқан бүгүнки күндә, бигунаһ бир милләт ирқий қирғинчилиққа учраватқанда қарап турушуңлар бәкла күлкилик вә икки йүзлүктин башқа нәрсә әмәс. Һәр даим бичарә езилгән мусапирларға ишикини ачқан дөлитимизниң уйғур қериндашлиримизғиму дөлитимизниң ишикини ачидиғанлиқиға ишәнчимиз камил.”

Намайиш ахирлашқандин кейин қолида ай юлтузлуқ көк байрақ, түрк байриқи вә һәр хил лозункиларни көтүрүвалған 90 әтрапида намайишчи “һөкүмәт ухлима уйғурларға игә чиқ”дегәндәк шоарларни товлиған һалда айрилди.

1-Айниң 4-күни йәкшәнбә күни кәчтә түркийәниң саяһәт шәһәрлиридин бири болған аланяда “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити” мавзулуқ доклат бериш йиғини чақирилди. Түркийә бүйүк бирлик партийәсиниң яшлар ячейкиси болған алпәрән оҗақлири уюштурған доклат бериш йиғинида, дуня уйғур қурултийи муавин рәиси доклат бәрди. Икки саәт давамлашқан доклат бериш йиғиниға аланядаки һәр қайси сиясий партийәләр, аммиви тәшкилат мәсуллири вә уйғурларниң достлиридин болуп, 400 әтрапида киши қатнашқан. Доклат бериш йиғини ахирлашқандин кейин сейит түмтүрк әпәнди аланя районида тарқитилидиған телевизийәниң зияритини қобул қилған. Доклатта нуқтилиқ һалда уйғурларниң һазирқи вәзийити аңлитилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.