Түркийәдә өткүзүлгән уйғурлар үчүн имза топлаш паалийитигә 1 милйон инсан аваз қошқан
2015.01.19
Түркийәдә уйғурлар үчүн елип берилған имза топлаш паалийитидә 1 милйон киши уйғурларни қоллайдиғанлиқини ипадиләп қол қойған.
Демократийә билән идарә қилиниватқан дөләтләрдә хәлқниң ирадисини ипадиләйдиған әң муһим йоллардин бири имза йиғиш. Бу хил дөләтләрдә аммиви тәшкилатлар кочиларда хәлқниң райини елип, қол қойдурған қәғәзләрни парламентларға тапшуруш арқилиқ һөкүмәткә бесим ишлитиду. Булардин бири, тайландтики 366 уйғурни түркийәгә елип келиш шундақла хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн өткүзүлди. Түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған үлкү оҗақлири тәшкилати өткән йили 12-айниң 4-күни җамаәт пикри топлап түркийә һөкүмитиниң тайландтики 366 уйғурни түркийәгә әкелишини әмәлгә ашуруш үчүн имза йиғиш долқуни қозғиған иди. 1-Айниң 14-күни үлкү оҗақлири тәшкилати рәиси олҗай килавуз әпәнди, шәрқий түркистанлиқ уйғур қериндашларни қоллаш шундақла тайландтики 366 уйғур қериндашни түркийәгә елип келиш үчүн бу паалийәтни башлатқанлиқини, бу паалийәтниң түркийәниң 60 әтрапида вилайитидә өткүзүлгәнликини баян қилған иди. Биз бу паалийәт һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн үлкү оҗақлири тәшкилатиниң түрк дуняси ишлири башқармисиниң мәсули һәсән қумқалә әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
У, түркийәниң 60 әтрапида йеридә елип берилған бу паалийәттә 1 милйон имза йиғилғанлиқини баян қилип мундақ деди: “сизгиму мәлум болғинидәк, 12-айниң 4-күни башлитилған уйғурлар үчүн имза топлаш долқуни җәрянида 3 һәптә ичидә 1 милйон имза йиғдуқ. Биз йиғқан бир милйон әтрапидики имза тар мәнидә дегән вақтимизда, тайландтики 366 уйғурни түркийәгә елип келиш үчүн, кәң мәнидә елип ейтқанда, бу түркләрниң уйғур қериндашлирини қоллайдиғанлиқиниң бир испати. Бизниң үлкү оҗақлири тәшкилатимизниң һәр қайси вилайәт, наһийә, йеза вә университетлардики шөбилири паалийәт өткүзүп 1 милйон кишигә қол қойдурди. Икки күн бурун рәисимиз олҗай килавуз әпәнди қол қоюш паалийитимизниң ахирлашқанлиқини җакарлиди. Рәисимиз баянатида түрк хәлқиниң, һәр даим уйғур қериндашлириниң йенида икәнликини, уларниң һәққаний дәвасини пүтүн күчи билән қоллап қуввәтләйдиғанлиқини йәнә бир қетим испатлиғанлиқини баян қилип өтти. Мәнчә бу, түркийәдә уйғурлар үчүн елип берилған тунҗи қетимлиқ бундақ бир чоң паалийәт, бу паалийитимиз ғәлибилик ахирлашти.”
Һәсән қумқалә әпәнди, 1 милйон киши қол қойған бу дәптәрләрни түркийә парламентиға сунидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “әмди бу йиғқан 1 милйон әтрапидики имзани бир соал хети билән бирликтә түркийә парламентиға сунушни ойлаватимиз. Бу арқилиқ 366 уйғурни балдуррақ түркийәгә елип келиш үчүн һөкүмәткә бесим ишлитишни, йәнә бир тәрәптин бу арқилиқ һөкүмәтниң уйғур мәсилисигә болған көңүл бөлүшини күчәйтишни ойлаватимиз. Чүнки, шәрқий түркистан дәваси бизниң миллий дәвайимиз. Түркийә һөкүмити бу мәсилигә көңүл бөлүши шәрт, чүнки уйғур түрклири бизниң қан қериндашлиримиз.”
Үлкү оҗақлири түрк дуняси башқармиси мәсули һәсән қумқалә әпәнди уйғурлар үчүн бундин кейин елип баридиған паалийәтләр тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “тайландтики 366 уйғурниң әһвали җиддий болғачқа, бундақ бир қол қоюш паалийити башлатқан идуқ. Әмма рәисимизму дәп өткәндәк, биз пүтүн шәрқий түркистан хәлқи үчүн күрәш қилимиз. Ишғалчи хитай һөкүмитиниң уйғур қериндашлиримизға елип бериватқан пүтүн бесим сиясәтлирини түрк җамаәтчиликигә шундақла дуня җамаәтчиликигә аңлитиш бизниң биринчи вәзипимиз. Хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулум сияситигә қарши һәр даим наразилиқимизни ипадиләймиз. Тәшкилатимиз шәрқий түркистандики қериндашлиримиз үчүн пүтүн түркийәни қозғиялайдиған күчкә игә. 21-Әсиргә киргән бүгүнки күндә хитай һөкүмити инсан һәқ вә һоқуқлириға һөрмәт қилмай, уйғур қериндашлиримизниң тилини, динини чәкләватиду. Биз хитайниң мәзкур сиясәтлирини тохтитиши үчүн елип бериватқан күришимизни давамлаштуримиз.
Қиммәтлик радио аңлиғучилар, түркийәниң 81 вилайитидә шөбилири бар үлкү оҗақлири тәшкилати 12-айниң 4-күни башлатқан уйғурлар үчүн қол қоюш паалийити уйғурлар үчүн түркийәдә елип берилған тунҗи қетимлиқ кәң-көләмлик бир паалийәт. Мутәхәссисләрниң ейтишичә, демократийә билән идарә қилиниватқан дөләтләрдә аммиви тәшкилатларниң бу хил паалийәтлири һөкүмәтниң сияситигә мәлум дәриҗидә тәсир көрситидикән.