Түркийәдики аммиви тәшкилатлар түрк һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирди
2015.02.18

Түркийәниң ғәрбий җәнуби райониға җайлашқан айдин вилайитидики аммиви тәшкилатлар мунбиригә әза тәшкилатларниң мәсуллири 2-айниң 15-күни бир йәргә җәм болуп ахбарат баянати елан қилип, түркийә һөкүмитини вә түркийәдики пүтүн аммиви тәшкилатларни уйғурларға ярдәм қилишқа чақирди.
Айдин вилайәтлик аммиви тәшкилатлар мунбириниң мәсули мүҗаһит чалишқан әпәнди ахбарат баянатини оқуп өтти. У алди билән айдин вилайитидики пүтүн аммиви тәшкилатларни уйғурларға ярдәм қилишқа чақирип мундақ деди: “айдин аммиви тәшкилатлар мунбириниң шәрқий түркистанни қоллап тәйярлиған баянатини оқуп өтмәкчимән. Шәрқий түркистанда көмүр, алтун, уран, нефит вә тәбиий газ байлиқлири мәвҗуттур. Шуңа бу район хитай үчүн интайин муһим. Хитайниң узун йиллардин бери шәрқий түркистанда елип бериватқан експилататсийә сияситигә хәлқниң тақити қалмиған, хәлқни җинидин тойдурған вәқә 2014-йилиниң мубарәк рамзан ейида мәйданға кәлди. Рамзан ейида уйғурларниң рози тутуши чәкләнгән, һейтниң 1-күни йәкәндә хитай сақчилири уйғур түрклирини һейт намизи қилғили қоймиған. Буниңға наразилиқ билдүргән уйғурларға оқ чиқарған. Биз айдин вилайәтлик аммиви тәшкилатлар мунбири болуш сүпитимиз билән түркийәдики болупму вилайитимиздики пүтүн аммиви тәшкилатларни уйғурларни қоллап-қуввәтләшкә, уйғурларға ярдәм қилишқа чақиримиз.”
У ахбарат баянатида түркийә башчилиқидики бәзи дөләтләрни вә хәлқаралиқ аммиви тәшкилатларни хитайниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини тосушқа чақирип мундақ деди: “сүрийәдә, пәләстиндә, афғанистанда, ирақта вә ариқанда миңлиған, һәтта йүз миңлиған инсанларниң өлтүрүлүшигә қарита кари болмиған, фирансийәдә 17 адәм өлгәндә мәйданға чүшкән мәдәний дуняни бизниң қериндишимиз болған уйғурларға игә чиқишқа чақиримиз. Болупму түркийәни, ислам конфиранси тәшкилатини вә бу мәсилигә көңүл бөлүшкә тегишлик пүтүн дөләтләрни хитай елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини тосушқа чақиримиз.”
Айдин вилайәтлик аммиви тәшкилатлар мунбири мәсули мүҗаһит чалишқан әпәнди түркийә шәрқий түркистанға игә чиқса абруйиниң өсидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “түркийә, ирақ, сүрийә, пәләстиндикидәк шәрқий түркистандиму мәзлум уйғурларниң һәқ вә һоқуқини қоғдиса, дунядики абруйи техиму өсиду. Һазир түркийәниң күчини көрситиш замани кәлди, дөлитимизниң уйғурларға игә чиқишини илтимас қилимиз.”
Бу паалийәткә түркийәниң ғәрбий җәнуби райониға җайлашқан айдин вилайитидики 15 аммиви тәшкилатниң мәсуллири қатнашқан болуп, бирму уйғур йоқ бу районларда уйғурларни қоллап бундақ паалийәтләрниң өткүзүлүши уйғур паалийәтчиләрниң диққитини тартмақта.