Д у қ түркийә парламентиға инсан һәқлири доклати сунди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.03.19
turkiye-parlamet-omer-serdar-erkin-ekrem.jpg Д у қ муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди башчилиқидики һәйәт түркийә парламенти инсан һәқлири комитети башлиқи өмәр сәрдар әпәнди(оттурида) билән көрүшти. 2018-Йили 16-март, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси доктор әркин әкрәм башчилиқидики бир һәйәт түркийә парламенти инсан һәқлири комитети башлиқи өмәр сәрдар әпәнди билән парламент бинасидики ишханисида көрүшүп, уйғур дияриниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида тәйярлиған 25 бәтлик доклатни сунди. Доклатта уйғур дияридики пикир әркинлики, диний чәклимиләр, қош тиллиқ маарип сиясити, саяһәт әркинлики, чәтәлдики уйғур оқуғучиларни юртиға қайтишқа мәҗбурлаш сиясити, уйғурларниң DNA әвришкисини топлаш, тәрбийәләш мәркизи нами астида уйғурларни лагерларға йиғивелиш сиясити, уйғур зиялийлириниң тутқун қилиниши қатарлиқ мәзмунлар баян қилинған.

Истанбулда паалийәт елип бериватқан 8 аммиви тәшкилат бирликтә қурған шәрқий түркистан мунбиригә вакалитән асийә қарақаш ханимму иштирак қилған мәзкур учришишта доктор әркин әкрәм әпәнди уйғурларниң түркийә җумһурийитидин күткәнлири тоғрисидиму тохталди. Учришиш ахирида өмәр сәрдар мундақ деди: “бүгүн шәрқий түркистанда йүз бериватқанлар бир трагедийәдур. Хәлқаралиқ тәшкилатларға бу һәқтә давамлиқ чақириқ қиливатқан, инсан һәқлири доклатлиримизда бу мәсилиләргә орун бериватқан болсақму, тәсирлик болмайватиду. Мәзкур мәсилә узун тарихқа игә бир мәсилә. Шәрқий түркистан хәлқи узун йиллардин бери дини вә миллий кәмситишкә дучар болуп кәлмәктә. Дунядики бу хил бесим вә адаләтсизликләрни йоқ қилип, әркин яшиғили болидиған дуня бәрпа қилиш үчүн демократийә билән башқурулуватқан чоң дөләтләрниң бу мәсилиләргә алаһидә әһмийәт бериши керәк”.

Түркийә парламенти инсан һәқлири комитети башлиқи өмәр сәрдар әпәнди түркийә дөлити уйғурларниң бу еғир вәзийәттин қутулуши үчүн немиләрни қиливатиду? дегән соалимизға у, мундақ җаваб бәрди: “биз бу һәқтики наразилиқлиримизни түркийә дөлити болуш сүпитимиз билән дөләт рәиси сәвийәсидә оттуриға қойдуқ. Бәзи вақитларда бизни қоллиған дөләтләр чиқти, бәзи вақитларда ялғуз қалдуқ. Шәрқий түркистан мәсилиси һазир җиддий һәл қилишқа тегишлик бир мәсилә. У, йәрдә һазир ассимилятсийәдин бигунаһ кишиләрни тутқун қилиш, саяһәт әркинликини чәкләш, пикир әркинликини боғушқа охшаш пүтүн һәқ вә һоқуқлири қоллиридин еливелинипту, биз түркийә җумһурийәти дөлити болуш сүпитимиз билән һәрқайси дөләтләрни бу мәсилигә көңүл бөлүшкә чақиримиз. Биз түркийә җумһурийәти дөлити болуш сүпитимиз билән мәсилигә бундин кейин техиму көп көңүл бөлмәкчимиз”.

Ахирида учришиш тоғрисида көз қаришини игиләш үчүн микрофонимизни дуня уйғур қурултийи муавин рәиси доктор әркин әкрәмгә узаттуқ.

Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә парламенти инсан һоқуқлири комитети рәиси өмәр сәрдар әпәнди билән 16-март күни өткүзүлгән учришишниң яхши өткәнликини, инсан һәқлири мутәхәссислириниңму учришишқа қатнишип, хатириләп маңғанлиқини, өмәр сәрдар әпәндиниңму бу һәқтә вәдә бәргәнликини баян қилди.

Асийә қарақаш ханим инсан һәқлири комитети башлиқи өмәр сәрдар әпәндигә нуқтилиқ һалда түркийәдики мусапир уйғурларниң қийинчилиқи тоғрисида мәлумат бәрди.

Дуня уйғур қурултийи бурундин тартип уйғур дияридики инсан һоқуқлири дәпсәндичилики тоғрисида доклат тәйярлап, демократийәлик дөләтләрниң мунасивәтлик органлириға сунушқа алаһидә әһмийәт берип кәлмәктә. Бу қетим түркийә парламентиға сунулған доклатниң қандақ тәсири болар? доктор әркин әкрәм әпәнди күчлүк тәсири болмисиму, аз болсиму тәсири болидиғанлиқини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди бундин кейинму түрк һөкүмитигә бу хил доклатларни изчил һалда бериш арқилиқ хитайға бесим ишлитишини қолға кәлтүрүшкә тиришидиғанлиқини баян қилди.

Түркийә парламенти инсан һәқлири комитети 2014-2015-йиллири арқа-арқидин икки қетим уйғур дияридики инсан һәқлири дәпсәндичилики тоғрисида йиғин чақирип, уйғур дияриға берип инсан һәқлири тоғрисида тәкшүрүш елип бериш тоғрисида қарар мақуллап хитай әлчиликигә хәт язған иди. Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда хитай тәрәп техи җаваб қайтурмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.