Уйғур вәкилләр түркийә сәһийә министири билән көрүшти
2016.04.11

Д у қ рәһбәрлириниң тәлипигә бинаән 7-апрел күни чүштин түркийә сәһийә министири мәмәт мүәзиноғлу әпәнди сейит түмтүрк башчилиқидики уйғур һәйитини парламент бинасидики ишханисида қобул қилди. Учришишта вәкилләр, уйғур мусапирларниң һәқсиз давалиниши мәсилиси тоғрисида тәйярлиған тәләп хетини сәһийә министириға сунди.
Қәйсәридики мусапир уйғурлар ға ярдәм хизмәтлири билән шуғуллиниватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди 7-апрел күни әнқәрәгә келип, сәһийә министири мәмәт мүәзиноғлуға уйғур мусапирларниң һәқсиз давалиниш мәсилисини һәл қилиш һәққидики тәләплирини аңлатти. Биз бу учришиш һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн сейит түмтүрк әпәндигә микрофонимизни узаттуқ.
У, 7-апрел күни түркийә сәһийә министири мәмәт мүәзиноғлу әпәнди билән бир саәт көрүшкәнликини, көрүшүш җәрянида уйғур мусапирларниң һәқсиз давалиниш мәсилиси тоғрисидики тәләплирини оттуриға қойғанлиқини, сәһийә министириниң буниңға җаваб беридиғанлиқини ейтқанлиқини баян қилди.
Сейит түмтүрк әпәнди 2014-2015-йиллирида малайшия вә тайланд арқилиқ қәйсәригә кәлгән 1000 әтрапида уйғур, бәзи дохтурханиларниң ярдәм қилиши билән һәқсиз давалиниватқан болсиму, түркийәниң башқа шәһәрлиридики мусапир уйғурларниң давалиниш җәһәттә зор қийинчилиқларға дучар болуватқанлиқини баян қилди.
Қәйсәридә туруватқан уйғур мусапир дилшат әпәнди уйғур мусапирларниң әң зор қийинчилиқиниң давалиниш икәнликини, бири кесәл болуп қалса, пул йиғишип давалитиватқанлиқини сөзлиди.
Дилшат әпәнди түрк хәлқиниң уйғурларға һесдашлиқ қилип қериндаш уйғур мусапирларға немә үчүн һәқсиз давалиниш һәққи бәрмәйсиләр дәп наразилиқ билдүрүватқанлиқини, һөкүмәттин бу һәқтә техи бир җаваб чиқмайватқанлиқини инкас қилди.
Бәзи мутәхәссисләр түркийәниң бу уйғурларға һәқсиз давалиниш һәққи бәрмәсликидики асасий сәвәбниң хитай дөлитиниң түркийә һөкүмитигә болған бесими икәнликини илгири сүрмәктә. Биз бу һәқтики көз қаришини елиш үчүн истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәмдин соридуқ.
Доктор әркин әкрәм әпәнди уйғур мусапирлар мәсилисини һәл қилиш үчүн уйғур аммиви тәшкилатлириниң түрк парламентида мәсилини яхши аңлитиши керәкликини баян қилди
Қиммәтлик радио аңлиғучилар, ишәнчлик мәнбәләрдин игилигән мәлуматларға асасланғанда, 2014-йилиниң оттурилиридин 2015-йилиниң ахириғичә түркийәгә кәлгән уйғур мусапирларниң сани 7 миң әтрапида болуп, түркийәдики уйғур аммиви тәшкилатлири буларниң қийинчилиқлири тоғрисида доклат тәйярлап түркийә рәһбәрлиригә сунған болсиму, һәл қилиш тоғрисида техичә конкрет җаваб берилмигән.