Күмүшхана университетида “йүксиливатқан хитай вә шәрқий түркистан мәсилиси” темисида доклат бериш йиғини өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.04.19
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
erkin-ekrem-hajetope-305.jpg Хаҗәттәпә университети оқутқучиси доктор әркин әкрәм “йүксиливатқан хитай вә шәрқий түркистан мәсилиси” мавзулуқ доклат бәрмәктә. 2016-Йили апрел, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң һәр қайси университетлирида уйғур мәсилисигә болған қизиқиш күнсайин күчәймәктә. 4-Айниң 18-күни түркийәниң шәрқий шималиға җайлашқан күмүшхана шәһиридики күмүшхана университетида “йүксиливатқан хитай вә шәрқий түркистан мәсилиси” темисида доклат бериш йиғини өткүзүлди.

Йиғинға күмүшхана университети мәсуллири, һәрқайси факултетларниң мудирлири, оқутқучи вә оқуғучилар, сиясий партийә мәсуллири вә аммиви тәшкилатлири мәсуллиридин болуп 400 әтрапида киши қатнашти.

Йиғин түркийә җумһурийити дөлитиниң дөләт маршини оқуш билән башланди. Арқидин доклат бериш йиғинини уюштурған күмүшхана университети яш атилим кулуби мәсули оғузхан будақ әпәнди ечилиш нутқи қилди. У, алди билән йиғинға иштирак қилған кишиләргә салам вә еһтирамини билдүридиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “һөрмәтлик университет мудиримиз, һөрмәтлик һәрқайси факултет мудирлири, һөрмәтлик оқутқучилар, һөрмәтлик һәрқайси сиясий партийә мәсуллири, һөрмәтлик меһманлар вә оқуғучилар һәммиңларға һөрмәт билән салимимни билдүримән. Биз яш атилим қулуби уюштурған “унтулмиған вәтән шәрқий түркистан” мавзулуқ доклат бериш йиғиниға хуш кәлдиңлар.”

У ечилиш нутқида уйғурлар һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “1949-йилидин бериқи 60 йилдин буян уйғур хәлқи еғир бесим ичидә турмуш көчүрүшкә тиришмақта. Динни әпйүн дәп кәлгән хитай шәрқий түркистандики мусулманларға қарита динсизлаштуруш сиясити йүргүзмәктә. Дин вә етиқад әркинлики чәкләнгән, һиҗап кийиш чәкләнгән, сақал қоюш чәкләнгәндин сирт, уларниң нормал турмуш көчүрүш әркинликиму йоқ. Рамзан ейида рози тутуш чәкләнгән. Хитай дөлити уйғур қериндашлиримизни террорчи дәп қалпақ кийдүрүп җазаландурмақта. Бизниң бүгүнки доклат бериш йиғинимизда хитайниң уйғур сиясити, шәрқий түркистанниң истратегийәлик әһмийити вә түркийә-хитай мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида әтраплиқ мәлумат берилиду.”

Хаҗәттәпә университети оқутқучиси доктор әркин әкрәм “йүксиливатқан хитай вә шәрқий түркистан мәсилиси” мавзулуқ доклатида тәрәққий қиливатқан хитайда уйғур дияриниң истратегийилик әһмийити вә хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити тоғрисида мәлумат бәрди. У, хитай дөлитиниң еғир бесим сиясити елип беришидики әң муһим сәвәбләрдин бириниң шәрқий түркистанниң истратегийилик қиммитиниң юқири икәнликини тәкитлиди.

Биз йиғин ахирида доктор әркин әкрәмгиму микрофонимизни узаттуқ. У, уйғур мәсилисини түркийәниң муһим бир мәсилисигә айландуруш үчүн түркләргә тоғра мәлумат беришниң муһим икәнликини тәкитлиди.

Бурун уйғурларға университетлардики, тил, тарих вә әдәбият кәсиплиридә оқуйдиған оқуғучилар көпрәк қизиқатти, һазир болса хәлқара мунасивәт, иқтисад, идарә башқурушқа охшаш кәсипләрдики оқуғучиларму уйғур мәсилисигә қизиқмақта вә бу һәқтә доклат бериш йиғинлири уюштурмақта. Бир һәптә бурун түркийәниң ғәрбий районида уйғурлар тоғрисида йиғин уюштурулған иди. Бүгүн болса түркийәниң шәрқий шимал чегра райони һесаблинидиған күмүшханида өткүзүлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.