Рози ейида түрк мәтбуатлири уйғур мәсилисигә алаһидә орун бәрмәктә
2016.06.20

Рамизан мунасивити билән түрк мәтбуатлири уйғур мәсилисигә орун беришкә башлиди. Түркийәдики әң чоң гезитләрдин болған “заман” гезити билән “йеңи сөз” гезитидә хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесими, болупму диний бесими баян қилинған икки чоң мақалигә орун берилгән. Журналист бүләнт чақир әпәнди тәйярлиған “йеңи сөз” гезитидә елан қилинған, “72 яшлиқ момайға хитай искәнҗиси” сәрләвһилик узун мақалидә, хитай сақчилириниң, норвегийәдә турушлуқ турғунҗан әхмәтниң аниси нуриман ханимға елип бериватқан бесим вә қийнаш сиясәтлири баян қилинған. Әркин асия радийоси мухбири һаҗи қутлуқ қадири тәрипидин игилигән мәлуматларға асаслинип туруп тәйярланған узун мақалиниң кичик темиси “фашист коммунист хитай һакимийити тәрипидин 72 яштики уйғур нуриман аниға оғли түпәйли 24 йилдин бери системилиқ һалда бесим елип берилмақта” болуп, мақалидә басқунчи хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан инсан қелипидин чиққан бесимидин түпәйли чәтәлгә қечип кәткән уйғурларниң өз юртлирида қалған аилилиригә һәр хил йоллар билән бесим ишлитиватқанлиқи, булардин бириниң турғунҗан әмәт аилиси икәнлики аңлитилған. Мақалидә турғунҗан әмәтниң һазир норвегийәниң осло шәһиридики уйғур мәдәнийәт мәркизидә ишләватқанлиқини, униң қәшқәр ават йезисидики 72 яшлиқ анисини хитай сақчилириниң 24 йилдин бери биарам қиливатқанлиқини язған. Бүләнт чолақоғлу мақалисидә хитай һөкүмитиниң рози тутушни чәкләш, қуран өгинишни чәкләшкә охшаш сиясәтлири үстидиму тохталған.
6-Айниң 19-күни түркийәдики әң чоң гезитләрдин бири болған “заман” гезитидә “розида хитай искәнҗиси” мавзулуқ мақалә елан қилинди. Мақалә журналист тәтқиқатчи миркамил қәшқәрли әпәнди билән елип берилған сөһбәт асасида тәйярланған болуп, үрүмчи шәһәрлик 14-оттура мәктәп рәһбәрликиниң рамизан ейи кириштин бурун аилиләргә язған хетигиму орун берилгән. Мақалидә хитай һөкүмитиниң дуняниң көзини бояш үчүн рамизан ейидин бурун ақташлиқ китаб елан қилип, хитайда диний әркинлик барлиқини тәкитлигән болсиму, уйғур мусулманларға қарита диний бесим сияситиниң давамлишиватқанлиқи илгири сүрүлгән.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған “йеңи сөз” гезитиниң хәвәр ишлириға мәсул мудири бүләнт чолақоғлу әпәнди мундақ деди: “әслидә шәрқий түркистан һәр даим бизниң көңлимиздики бир җай. Буниң икки сәвәби бар. Биринчиси, уйғурлар бизниң һәм дин қериндишимиз, һәмдә қан қериндишимиз. Шуңа шәрқий түркистан биз унтуп қалидиған, ваз кечидиған җай әмәс. Биз бу мәсилигә диний қериндашлиқ яки қан қериндашлиқ нуқтинәзиридин қаримаймиз. Бир инсанлиқ мәсилиси дәп қараймиз. Биз ‛йеңи сөз‚ гезити болуш сүпитимиз билән, шәрқий түркистан мәсилисигә давамлиқ орун берип кәлдуқ. Әмма биз дучар болуватқан әң чоң қийинчилиқ шәрқий түркистандин биваситә хәвәр игилийәлмәслик, васитилик йоллар билән хәвәр игиләватимиз. Биз адәттә давамлиқ уйғурлар тоғрисида хәвәр елан қилимиз. Бу қетим диққәт нәзиримизни тартқан нәрсә 72 яштики бир момайғиму хитай һөкүмитиниң 24 йилдин бери бесим ишләткәнлики болди. Бу интайин ечинишлиқ бир вәқә.”
Бүләнт чолақоғлу әпәнди “йеңи сөз” гезитиниң нәшрият сияситиниң қәйәрдә бир езилгән милләт вә хәлқ болса униң авази болуштин ибарәт икәнликини баян қилип мундақ деди: дүняниң қайси җайида зулум вә адаләтсизлик мәвҗут болса, уни күнтәртипкә елип келип наразилиқ билдүрүштин ибарәт. Гезитимиздә дуня хәвәрлири алдинқи пиланда туриду. Биз пәқәтла түркийәниң ички мәсилилири тоғрисида хәвәр елан қилмаймиз. Шәрқий түркистан тоғрисидики хәвәрләр гезитимизниң алдинқи қатарда туридиған хәвәрлири дейишкә болиду. Бундин кейинму гезитимиздә бу һәқтики хәвәрләргә давамлиқ һалда орун беримиз.”
6-Айниң 19-күни “заман” гезитиниң зияритини қобул қилған журналист миркамил қәшқәрли әпәнди хитайниң уйғурларға елип бериватқан диний чәклимилирини мисаллар билән аңлатқан. У, рамизан ейида пәқәтла түркийә мәтбуатлиридила әмәс, нурғун дөләтләрниң абруйлуқ гезитлиридиму уйғурларға орун берилгәнликини баян қилди.
Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, рамизан ейида түркийәдики гезитләрла әмәс, дөләт радийо, телевизийәлири вә шәхси радийо, телевизийәлириму хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити вә уйғур мәдәнийити тоғрисидики хәвәрләргә орун бәрмәктә.