“ислам һәмкарлиқ тәшкилати” хадими истанбулдики уйғур җәмийитидә болди

5-Декабир шәнбә күни “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” инсанпәрвәрлик паалийәтләр бөлүминиң түркийә вәкили доктор ибраһим алтан “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ни зиярәт қилди. Доктор ибраһим алтанни “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” рәиси һидайәтуллаһ оғузхан қатарлиқ җәмийәт рәһбәрлири қизғин күтүвалди.
Зиярәт вақти алдин пиланланған болуп, зиярәттә икки тәрәп уйғурлар тоғрисида сөһбәт елип барди. Һидайәтуллаһ оғузхан алди билән уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида доклат бәрди вә уйғурларға алақидар һәл қилишқа тегишлик бир қисим мәсилиләр тоғрисида тәләп вә тәклип сунди. Икки тәрәп уйғур мәсилисини чәтәлләрдә күнтәртипкә кәлтүрүш үчүн немиләр қилиш керәклики тоғрисида пикир алмаштурди.
Биз бу һәқтә техиму көп мәлуматқа игә болуш үчүн, һидайәтуллаһ оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ.
Һидайәтуллаһ оғузханниң билдүрүшичә, доктор ибраһим алтан “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” инсанпәрвәрлик бөлүминиң түркийәдики рәсмий вәкили болуп, бу киши дунядики аз санлиқ мусулманлар тоғрисида мәзкур тәшкилат үчүн тәтқиқат вә доклат һазирлап тәқдим қилидикән.
Ибраһим алтан әслидә илгири түркийәдики деңиз фәнәри җәмийитиниң баш катипи болуп хизмәт қилған һәмдә уйғурларға йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан бир тәтқиқатчи икән. Ислам дунясидики әң чоң хәлқаралиқ тәшкилатларниң бири дәп қарилидиған “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” 1963-йили қурулған хәлқаралиқ тәшкилат болуп, һазирғичә бу тәшкилатқа әза дөләтләрниң сани 57 гә йәткән.
Бу тәшкилат 2009-йили “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” йүз бәргәндә тәшкилатқа әза дөләтләрни җиддий топлап йиғин ачқан вә хитай билән бу һәқтә учришип сөһбәт елип барған. Нәтиҗидә бу тәшкилат үрүмчигә бир һәйәт әвәтип вәқә һәққидә тәкшүрүш елип барған иди.
Бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики авазлиқ улиништин аңлиғайсиләр.