3 Нәпәр уйғур яш түркийәдики 48 шәһәрдә уйғур дияридики җаза лагерлирини аңлатқан

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.01.31
turkiyede-3-yash.jpg 60 Күн ичидә түркийәдики 48 шәһәрдә уйғур дияридики җаза лагерлири вә уйғурларниң вәзийитини аңлатқан 3 нәпәр уйғур (солдин оңға) зулпиқар ели, әршидин әркин вә алимҗан әпәндиләр. 2019-Йили январ, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Уйғурларниң һазирқи қийин вәзийити, болупму түркийәдики миңлиған уйғурларниң юртлиридики ата-ана, уруқ-туғқанлиридин хәвәр алалмаслиқи һәмдә түркийә һөкүмитиниң буниңға сүкүттә турувелиши түркийәдики уйғурларни һәрикәткә кәлтүрди.

12-Айниң 1-күни истанбулдин пиядә йолға чиққан уйғур яш әршидин әркин билән зулпиқар ели 10-декабир күни әнқәрәгә йетип кәлгәндин кейин, зоңгулдақ вилайитидә туруватқан алимҗанниң қошулуши билән үч киши болған.

Мәзкур 3 нәпәр уйғур яш 30-январғичә болған 60 күн ичидә түркийәдики 48 шәһәр вә наһийәни айлинип чиққан. Улар бу җәрянда түркийәдики сиясий партийәләрниң қоллап-қуввәтлиши билән намайиш қилиш, доклат бериш вә мәтбуат баянати елан қилишқа охшаш паалийәтләрни өткүзгән. Улар түркийәниң әң чәт райони болған ван вилайитигичә берип, уйғур дияридики җаза лагерлирини аңлатқан болуп, түрк аммисиниң қоллишиға еришкән.

Әршидин әркин әпәнди 12-айниң 1-күнидин 1-айниң 30-күнигичә җәмий 48 шәһәрдә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини аңлатқанлиқини, йәрлик телевизийә вә гезит-журналларда йәр алғанлиқини баян қилди.

Ундақта, бу паалийәтләрниң тәсири қандақ болди? бу һәқтә пикир баян қилған әршидин әркин әпәнди өзлириниң мәзкур паалийәтләр арқилиқ һәр саһәдики түрк хәлқиниң қоллишини қолға кәлтүргәнликини тәкитлиди.

Әршидин әркин билән биллә 48 шәһәрни айланған уйғур яш зулпиқар ели 2 айлиқ паалийәтниң түрк хәлқигә қаттиқ тәсир көрсәткәнликини, бу сәпәр арқилиқ түрк хәлқиниң һесдашлиқини қолға кәлтүргәнликини баян қилди.

Уйғур паалийәтчи әршидин әркин билән зулпиқар ели истанбулдин йолға чиқип, 11 күндин кейин әнқәрәгә йетип кәлгән. Түркийәниң зоңгулдақ шәһиридә тиҗарәт билән шуғуллиниватқан 3 балиниң дадиси алимҗан әпәнди әнқәрәдин тартип уларға қошулуп, түркийәниң самсун, гирәсун, адияман, мәрсин, газиантәп вә ван қатарлиқ көп сандики шәһәрләрни биллә айланған. Алимҗан әпәнди буларға қатнишиштики мәқсити тоғрисида мәлумат бәрди.

Алимҗан әпәнди өзиниң 40 тәк уруқ-туғқининиң тутқун қилинғанлиқини, әршидин әркинниң туғқанлири билән зулпиқар елиниң аяли вә балилириниң йоқ болуп кәткәнликини түрк җамаитигә аңлатқанлиқини, буларни аңлиған түрк җамаитиниң бәкму тәсирләнгәнликини баян қилди.

Алиман әпәнди бу қетимқи сәпиридә түркийәниң әң чәт районлиридин иран билән чегралинидиған ван шәһиригиму берип, уйғурларниң еғир вәзийитини аңлатқанлиқини баян қилди.

Уларниң 48 шәһәр вә наһийәдә өткүзгән паалийәтлирини бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мустафа дәстичи әпәндиниң йолйориқи билән мәзкур партийәниң һәр қайси вилайәтлиридә турушлуқ яшлар уюшмиси болған “алпәрән оҗақлири” уюштуруп бәргән.

Әршидин әркин 1985-йили үрүмчидә дуняға кәлгән болуп, 2015-йили акиси билән түркийәгә кәлгән. Зулпиқар ели болса 1989-йили үрүмчидә туғулған болуп, 2000-йили ата-аниси билән бирликтә түркийәгә келип олтурақлашқан. У әскишеһир университети саяһәт вә меһманхана башқуруш кәспини пүттүргән болуп, һазир тиҗарәт билән шуғуллинидикән. Алимҗан бундин 5 йил бурун түркийәгә кәлгән болуп, һазир түркийәниң зоңгулдақ виялитидә тиҗарәт билән шуғулланмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.