2014 - Йили 9 - , 10 - айларда тутқун қилинған вә җаза һөкүм қилинған уйғурлар

Мухбиримиз меһрибан
2014.12.26
vetnam-chigra-etip-olturulgen-uyghurlar.jpg Вейтнам сақчилири тәрипидин етип өлтүрүлгән уйғур мусапирлири
RFA/Qutlan


2014 - Йили28 - июл “йәкән исяни”дин кейин хитай һөкүмәт даирилири һәр хил тәдбирләр арқилиқ уйғур районида муқим вәзийәт бәрпа қилишқа тиришти. Әмма уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири йәнила йүз бәрди, тутқун қилинған уйғурларму көп болди. 9 - , 10 - ай мәзглидики“ 21 - сентәбир бүгүр исяни”, “12 - өктәбир маралбеши зәнҗирсиман партлаш” қатарлиқ вәқәләрдин кейин, даириләр өйму - өй ахтуруп адәм тутти. 23 - Сентәбир күни йәнә уйғур зиялийси илһам тохтиниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиниши,зор инкас қозғиған хәлқаралиқ чоң вәқәгә айланди.

9 - Вә 10 - ай даириләрниң уйғур елидики һәрқайси вилайәт наһийиләрдила әмәс бәлки хитай өлкә, шәһәрлири вә чәтәлләр чегрисида хитай зулмидин қачқан уйғурларни нуқтилиқ тутқун обикти қилған мәзгил болди.

Хитай һөкүмәт таратқулириниң 2014 - йил 11 - айниң 28 - күни елан қилған хәвиридин мәлум болушичә, даириләрниң тутқун қилиш һәрикитидә “диний радикллиққа, террорлуққа зәрбә бериш” асаси нуқта қилған. Хәвәрдә дейилишичә, уйғур районидики сақчи даирилири 9 - айдин 10 - айниң ахириғичә 115 террорлуқ гуруһини тар - мар қилғанлиқини, 334 кишини террорлуқ, ашқунлуқ билән әйибләп қолға алғанлиқини, 294 кишини сотлиғанлиқини билдүргән. Бу мәзгилдә тутқун қилинған, сотланған вә өлтүрүлгән уйғурлар һәққидә ашкариланған учурлар төвәндикичә:

1. 10 - Сентәбир вейтнам - хитай чегрисида 16 уйғур тутқун қилинди

Хитай хәвәр торлиридин ашкарилинишичә, 9 - айниң 10 - күни гуаңшиниң дуңшиң шәһәрлик сақчи тармақлири оғрилиқчә чегиридин қачмақчи болған 16 кишини қолға алған. Мәлум болушичә, бу кишиләр 10 - синтәбир күни кечидә дуңшиң шәһиридики бир йол арқилиқ чегра атлап вейтнамға қачмақчи болуп турғанда байқилип қалған вә икки дөләт сақчилириниң һәмкарлишиши нәтиҗисдә қолға елинған. Гәрчә хитай һөкүмәт хәвәрлиридә бу кишиләрниң милләт тәркипи тилға елинмиған болсиму, әмма ройтерс агентлиқи қатарлиқ хәлқара мәтбуатларда уларниң уйғур болуши еһтимали илгири сүрүлди.

2. 12 - ,17 - сентәбир күнлири “1 - март күнмиң вогзали вәқәси”гә четишлиқ 8 уйғур сотланди

Хитайниң күнмиң шәһәрлик оттура соти 12 - сентәбир җүмә күни “күнмиң вогзал һуҗуми” ға четишлиқ төт нәпәр уйғурға һөкүм елан қилди. Мәһкумлардин искәндәр әхәт, турғун туняз, һүсәйин мәмәт өлүм җазасиға, патигүл тохти муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған.

17 - Сентәбир күнмиң шәһәрлик сот йәнә төт уйғурни “террорлуқ һуҗуми пиланлаш” җинайити билән әйибләп, 10 йилдин 20 йилғичә қамақ җазасиға һөкүм қилди.Сот йүннәндә ечилған болуп, сот даирилири уларниң бейҗиң вә йүннәнләрдә бомба ясиғанлиқини вә “җиһад” қилмақчи болғанлиқини илгири сүргән. Бирақ хәвәрдә бу кишиләрниң җинайитигә алақидар һечқандақ дәлил - испатлар көрситилмигән.

2013 - Йили 1 - март йүз бәргән күнмиң вогзалиға пичақлиқ һуҗум қилиш вәқәсигә қатнашқан дәп қолға елинған мәһкумлар “террорлуқ, қатиллиқ” билән әйибләнгән. Хитай даирилири шу қетимлиқ вәқәдә 31 адәм өлгәнлики вә 141 адәм яриланғанлиқини елан қилип, вәқәни “уйғурлар елип барған террорлуқ һуҗум” дәп җакарлиған иди.

3. 23 - Сентәбир уйғур зиялийси илһам тохти муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди

Хитайниң үрүмчи оттура сот мәһкимиси 23 - сентәбир күни уйғурларниң қануний һәқ - һоқуқлирини тәләп қилип, хәлқараға тонулған уйғур зиялийси илһам тохтини хәлқараниң қаттиқ бесимиға қаримай, “дөләтни парчилаш” җинайити билән әйибләп, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди. Илһам тохтиниң наразилиқ әрзидин кейин 21 - ноябир күни уйғур аптоном районлуқ юқири сот қайта чиқарған һөкүмнамисидә илһам тохтиниң наразилиқ әрзини рәт қилип, униңға берилгән муддәтсиз қамақ җазасиниң күчкә игә икәнликини елан қилди.

Әмма униң бирликтә тутқун қилинған пәрһат халмурат, шөһрәт нияз, мутәллип имин, абдуқейюм аблимит, атикәм рози, әкбәр имин вә ло йүвей қатарлиқ 7 нәпәр оқуғучиниң соти илһам тохтиниң делосидин айриветилип 25 - ноябир улар үстидин сот ечилған.8 - Декабир сот һөкүми елан қилинип, илһам тохтиниң 7 оқуғучисиға 3 йилдин 8 йилғичә муддәтлик қамақ җазаси берилгән.

Сот мәһкимиси җаза һөкүм қилинған 7 нәпәр оқуғучиниң қайсисиға қанчә йилдин җаза һөкүм қилғанлиқи һәққидә ениқ учур беришни рәт қилған.

4. 21 - Сентәбир бүгүр зәнҗирсиман партлаш вәқәсидә 100 нәччә уйғур тутқун қилинди

26 - Сентәбирдики хитай мәтбуат хәвәрлиридә, 21 - сентәбир бүгүрдә йүз бәргән зәнҗирсиман партлаш вәқәсидин кейин 100 дин артуқ гумандарниң тутқун қилинғанлиқини елан қилди.

Хитай хәвәрлиридә 21 - сентәбир йүз бәргән 3 қетимлиқ партлашта вә исянчилар билән болған тоқунушта 52 адәмниң өлгәнлики, буларниң 10 нәпириниң 4 сақчи вә 6 нәпәр хитай пуқраси, қалған 42 кишиниң сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгән исянчилар икәнликини елан қилди.

Хитай ахбарати 26 - сентәбир җүмә күни 21 - сентәбир “бүгүр вәқәси” дә өлтүрүлгән уйғур қаршилашқучилар рәһбириниң мәмәт турсун исимлик уйғур икәнликини, 26 - сентәбиргичә гумандарлардин 100 нәччә кишиниң тутқун қилинғанлиқини елан қилди.

Шинҗаң қанунчилиқ гезитиниң 29 - өктәбирдики хәвиридә 21 - сентәбир бүгүр вәқәсидә тутқун қилинған 115 нәпәр тутқунға “диний радикаллиққа зәрбә бериш” бойичә дәрс өтүлгәнлики, улардин 45 нәпириниң товинамә язғанлиқи, 11 нәпириниң даириләрни дело йип учи билән тәминлигәнлики һәққидә хәвәр берилди.

5. 9 - Өктәбир түркийә вәтәндашлиқидики 21 яшлиқ абдуллаҗан хитайниң гуаңшидики пиңшяң түрмисидә қаза қилған

Игилишимизчә, 9 - өктәбир сәһәр гуаңшиниң пиңшяң түрмисидики сақчилар, чеградин қанунсиз өтүшкә урунған дегән гуманда тутқун қилинип, 9 айдин буян мәзкур түрмигә қамалған 21 яшлиқ уйғур йигит абдуллаҗанниң өлгәнликини аилисидикиләргә хәвәр қилған. Мәлум болушичә, у, қолида түркийиниң қанунлуқ паспорти бар туруқлуқ даириләр тәрипидин тутқун қилинған.

6. 10 - Өктәбир гума кона базарда 6 хитай сақчисини пичақлап өлтүргән 2 уйғур етиветилди

Радиомиз 14 - өктәбир ениқлиған учурдин мәлум болушичә, 10 - өктәбир күни гума кона базарда йүз бәргән хитай сақчи вә һөкүмәт хадимлириға пичақлиқ һуҗум қилиш вәқәсидә, икки нәпәр пидаий, 6 нәпәр сақчи вә бир хадимни өлтүргән.

Радиомизниң игилишичә, сақчилар тәрипидин етиветилгән абдуреһим тунияз вә абликим абдурәһим исимлик бу икки уйғур һуҗумчи вәқә йүз берип икки күндин кейин йәни 12 - өктәбир күни гума тәкшүрүш понкитида, понкиттики қораллиқ әскәрләргә һуҗум қилған чеғида сақчилар тәрипидин етиветилгән. Әмма һуҗумчилар сақчиларға һуҗум қилип, йәнә икки сақчини пичақ билән яриландурған.

7. 12 - Өктәбир маралбеши йеза игилик базириға һуҗум қилиш вәқәсидә 18 хитайни өлтүргән төт нәпәр ака - ука қериндашлар етип өлтүрүлди

Хитай тәрәп 12 - өктәбир күни йүз бәргән маралбеши йеза игилик базириға һуҗум қилиш вәқәси һәққидә 12 - айниң ахириға қәдәр һечқандақ мәлумат бәрмиди. Мухбиримизниң йәрлик сақчи вә әмәлдарлардин игилишичә, вәқәдә хитай тәрәптин 18 вә пидаийлардин 4 нәпәр болуп җәмий 22 киши өлгән.

Мәлум бир сақчиниң билдүрүшичә, һуҗумчилардин иккиси ака - ука қериндашлар, әмма йәнә бир сақчихана башлиқиниң билдүрүшичә, вәқә садир қилған 4 һуҗумчиниң һәммисила ака - ука қериндашлар болуп, улар осман мөмин, авут мөмин, мамут мөмин вә әйса мөмин қатарлиқлардур.

8. 13 - Өктәбир 8 - июл йәкән елишқу исяниға қатнашқанлардин 27 уйғурға өлүм җазаси берилди

Қәшқәр вилайәтлик оттура сот 13 - өктәбир дүшәнбә күни колликтип сот ечип, 27 нәпәр уйғурни йәкән “елишқу вәқәси”гә четип өлүм җазасиға буйруған.

Қәшқәр оттура соти осман абләт, йүсүп абләт, җүмә қадир, мәмтимин өмәр қатарлиқ 12 уйғурни “террорлуқ тәшкилати қуруш, униңға рәһбәрлик қилиш, қәстән адәм өлтүрүш, қанунсиз партлатқуч буюми ясаш, от қоюш, гөрүгә елиш, хәтәрлик васитиләрни қоллинип, аммиви тәртипкә тәһдит селиш...” қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләп өлүмгә буйруған. Рахман садир қатарлиқ 15 уйғурға икки йил кечиктүрүп өлүм җазаси бәргән. Ели турсун қатарлиқ 9 уйғурға муддәтсиз қамақ җазаси берилгән. Арзугүл аман қатарлиқ 20 уйғурға 4 йилдин 20 йилғичә болған муддәтлик қамақ җазаси берилгән.

9. 28 - Өктәбир қәшқәдә 3 уйғур һейткаһ җамисиниң имами җүмә таһирниң өлтүрүлүш вәқәсигә четилип сотланди

Тәңритағ ториниң 29 - өктәбирдики хәвиригә қариғанда, 30 - июл йүз бәргән қәшқәр һейтгаһ җамәсиниң имами җүмә таһирниң өлүми билән четишлиқ дәп қаралған 3 нәпәр уйғур 28 - өктәбир йәкшәнбә күни қәшқәрдә сотланған. Қәшқәр шәһәрлик оттура сот ғени һәсән билән нурмәмәт аблимит иккийләнни террорлуқ гурупписи тәшкилләш вә қәстән қатиллиқ қилиш җинайәтлири билән әйибләп, өлүм җазасиға һөкүм қилған. Атавулла турсунни террорлуқ гурупписиға қатнашқан дегән җинайәт билән әйибләп муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.