Мәрһум турғун мамутниң һаят вақтида ташқи дуняға аңлатқан әң ахирқи сөзлири

Мухбиримиз қутлан
2016.04.21
xoten-tutqun-partlash-qarshiliq.jpg Үрүмчи, йәкән қатарлиқ җайларда партлаш йүз бәргәндин кейин, хитай сақчилириниң уйғурларни тутқун қиливатқан көрүнүши. 2014-Йили 27-май, хотән.
Oqurmen teminligen

Қәшқәр нәзәрбағдики әрздар деһқанлар вәкили турғун мамутниң ташқи дуня билән болған алақиси пүтүнләй үзүлгили бир йилдин ашқанда, униң қаза қилғанлиқи мәлум болди.

Әйни чағда униң билән биллә бейҗиңғичә әрз қилип барған һәмраһлириниң һәммиси дегүдәк реҗим астиға елинған болуп, улар турғун мамутниң туюқсиз өлүми һәққидә еғиз ечиштин өзини қачурди. Нәзәрбағ йезилиқ сақчиханиму турғун мамутниң өлүми һәққидә сориған соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.

Нәзәрбағ деһқанлириниң қолдин кәткән терилғу йәрлири һәққидики дәва-дәстурлардин хәвәрдар бирәйләнниң билдүрүшичә, деһқанлар вәкили турғун мамут әйни чағда нәзәрбағ сақчиханисида җисманий зәрбигә учрап, сақал-бурутлири юңдалған икән. Ундин башқа нәзәрбағдики йәр дәваси қиливатқан деһқанлар вәкиллиридин абдуқәйюм мәмәт қатарлиқ онға йеқин кишиниң тутқун қилинип, реҗим астиға елинғанлиқи мәлум.

2015-Йили 2-айниң ахири мәрһум турғун мамут радиомиз зияритини қобул қилип, ташқи дуняға өзиниң әң ахирқи сөзлирини аңлатқан иди. У ашу қетимлиқ баянлирида қәшқәр нәзәрбағ йезилиқ парткомниң 12 нәпәр уйғур деһқанлар вәкилини “екскурсийигә апиримиз” дегән нам билән хотәнгә елип берип бир меһманханиға бир һәптә нәзәрбәнд қилип қойғанлиқини ашкара қилған иди.

Игилинишичә, бу дәл хитай мәмликәтлик сиясий кеңәшниң рәиси йү җеңшеңниң қәшқәргә кәлгән мәзгили болуп, турғун мамутниң билдүрүшичә, йәрлик даириләр уларниң чатақ чиқиришидин әнсирәп бу “сахта екскурсийә” ни орунлаштурған икән.

Мәрһум турғун мамут ашу қетимлиқ зияритимиз давамида өзиниң йәнә бейҗиңғичә берип әрз қилиш ирадисидин қайтмиғанлиқини алаһидә тәкитлигән иди.

У әң ахирқи қетим радиомизға бәргән мәлуматида қәшқәр нәзәрбағ йеза юқириқи қазриқ кәнтиниң 1950-йиллардики “иҗарә кемәйтиш” һәрикитидин буян терип келиватқан омумий терилғу йериниң 7500 мо икәнликини билдүрди. 2002-Йили даириләр қәшқәр айродромини кеңәйтип қуруш баһанисидә мәзкур кәнтниң 5000 мо йерини еливалған. Буниң билән юқириқи қазриқ кәнтиниң омумий терилғу йери 2357 моға чүшүп қалған. Йәнә бир йил өтүп нәзәрбағ йезилиқ партком юқириқи қазриқ кәнтиниң 864 мо йерини қәшқәр шенҗен тәрәққият райониға сетивәткән. Деһқанлар буниңға наразилиқ билдүрүп әрз қилған болсиму, лекин йезилиқ партком сетивәткән 864 мо йәрдин аран 164 мо йәрниң пулини қайтуруп, қалған 700 мо йәрниң пулини қайтурмиған. Буниң билән амалсиз қалған кәнттики деһқанлар турғун мамутниң башчилиқида үрүмчи, бейҗиңғичә әрз қилип барған.

Әһвалдин толуқ хәвәрдар, әмма нам-шәрипини ашкарилашни халимайдиған бирәйләнниң ашкарилишичә, турғун мамутниң туюқсиз өлүми һәмдә башқа әрздар деһқанларниң реҗим астиға елиниши билән нәзәрбағ деһқанлириниң шунчә йиллардин буян давамлаштуруп кәлгән йәр дәваси өткән йилиниң ахири пүтүнләй бесиқтуруветилгән.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.