Илһам тохти 28-өктәбир вәқәси һәққидә тохталди

Мухбиримиз меһрибан
2013.10.31
tyenanmen-uyghur-qarshiliq-1.jpg 3 Нәпәр уйғур тйәнәнмен мәйданида машина соқуш вәқәси пайда қилғандин кейинки сақчиларниң нәқ мәйданни қоршап турған көрүнүш. 2013-Йили 28-өктәбир, бейҗиң.
AFP

Бейҗиңда турушлуқ уйғур зиялийси илһам тохти әпәнди, радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, бейҗиң тйәнәнминдики аптомобил партлаш вәқәси йүз бәргәндин кейин, өзиниң һәр күни 10 нәччә мәтбуатниң зияритини қобул қилғанлиқини билдүрди.

Илһам тохти әпәнди бирнәччә күндин буян америка агентлиқи, фирансийә агентлиқи, испанийә хәвәр агентлиқи, германийә агентлиқи, герман авази, америка авази, әркин асия радиоси, японийә бирләшмә агентлиқи, японийә күндилик гезити, токйо хәвири, фирансийә хәлқара радио истансиси, нюйорк вақти гезити, җәнубий җуңго әтигәнлик гезити, хоңкоң телевизийиси қатарлиқ 30 дин артуқ хәлқара мәтбуатта 28-өктәбир хитайниң пайтәхти бейҗиңниң тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсигә қарита көз қаришини оттуриға қойди.

Илһам тохти әпәнди 29-өктәбир фирансийә хәлқара радиосиниң зияритини қобул қилғинида, бейҗиң даирилириниң вәқә йүз берип 24 саәткичә, вәқәниң ениқ тәпсилати, йүз бериш сәвәби һәққидә һечнәрсә елан қилмиғанлиқини, әмма бейҗиң сақчилириниң уқтурушида гумандарларниң уйғур икәнликини елан қилғанлиқини тилға елип, даириләрниң вәқәниң тәпсилати ениқланғучә вәқәниң характерини террорлуқ билән бағлимаслиқи, уйғурлар образиниң яманлаштурулмаслиқи керәкликини тәкитлигән.

Илһам тохти әпәнди германийә авази, америка агентлиқи қатарлиқларниң зияритини қобул қилғанда, уйғурларға мунасивәтлик вәқәләрни зораванлиқ террорлуқ вәқәси дәп бекитиш үчүн испат керәкликини тәкитлигән. Бу қетимлиқ партлаш вәқәси уйғурларниң әһвалини начарлаштуруши вә уйғурларға болған бастурушниң күчийишигә сәвәб болуши мумкинликини тәкитлигән.

У германийә авазиниң зияритини қобул қилғанда, җуңго һөкүмитиниң 28-өктәбир тйәнәнмен партлаш вәқәсини зораванлиқ террорлуқ вәқәси дәп бекиткән болсиму, әмма сақчи даирилири елан қилған испатлирида нурғунлиған гуманлиқ тәрәпләрниң барлиқини билдүрүп мундақ дегән: “мениңчә (сақчиларниң вәқә һәққидики хәвиридә)нурғун әһваллар ениқ чүшәндүрүлмигән. Һөкүмәт учурида тилға елинған (көйүп кәткән аптомобил ичидин тепилған) җиһад байриқи қатарлиқ нәрсиләрни һәқиқий испат дәп қарашқа боламду ениқ әмәс. Мән һөкүмәтниң йәниму коп әмәлий испат вә вәқәниң тәпсилатини ашкарилишини үмид қилимән. Мениң көңүл болидиғиним, зади немә сәвәб бир уйғурниң өзиниң аяли вә аниси билән биргә бу хил радикал усулда өзиниң арзу-үмидлирини ипадиләшкә сәвәб болғанду? униң қилмиши өзини көйдүрүвелишқа бәкрәк йеқин,зади немә увалчилиқи барду? әлвәттә,мәндиму испат йоқ, әгәр өзини олтурувелиш характерлик партлитиш болса немә үчүн аяли билән анисини еливалиду? бу мениң қаришимдики гуманлиқ нуқтилар. Шуңа һөкүмәт вәқә садир қилғучиларниң мәқсити вә вәқә сәвәби тоғрисида йәниму коп тәпсилатларни ашкарилиши керәк.”

Илһам тохти әпәнди америка авазиниң зияритини қобул қилғанда, хитай һөкүмити тәшвиқ қиливатқан “шинҗаңға ярдәм, шинҗаң тәрәққияти” қурулушидин уйғурларниң бәһримән болалмиғанлиқини, нөвәттики уйғурлар вәзийитиниң барғанчә яманлишиватқанлиқини илгири сүргән. У бу һәқтә тохтилип, “уйғур аптоном райониниң иқтисади тәрәққияти тез болған билән, райондики милләтләргә адаләт елип келәлмиди һәм уларни баравәр һалда иқтисад тәрәққият мевисидин бәһирләндүрәлмиди. Уйғурлар сиясәт, мәдәнийәт вә тил җәһәттә барғансери чәткә қеқишқа учримақта, болупму соз-пикир әркинлики җәһәттә нурғун чәклимә вә қийинчилиқларға йолуқуватиду” дегән. Илһам әпәнди йәнә бу хил вәзийәтниң нөвәттә уйғурларниң һөкүмәт даирилиригә болған наразилиқини күчәйтипла қалмастин йәнә уйғур райониға көчмән болуп кәлгән хәнзулар билән болған мунасивитиниңму күнсери начарлишишқа қарап йүзлиниватқанлиқиға болған әндишисини ипадилигән.

Илһам тохти әпәнди нюйорк вақит гезитиниң зияритини қобул қилғанда, даириләрниң бу вәқәни дәстәк қилип уйғурлар райониға болған бастурушни күчәйтишидин әнсирәватқанлиқини билдүргән. У йәнә даириләрниң ахбаратқа болған контроллуқи түпәйли, мустәқил ахбаратларниң бу вәқәни тәкшүрүш вә ашкарилаш пурсити йоқ икәнликиниму алаһидә тәкитлигән.

31-Өктәбир күни радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилған илһам тохти әпәнди, тйәнәнмендики аптомобил партлаш вәқәсидин кейин, бейҗиң сақчилириниң уйғурларға қаратқан тәкшүрүшни алаһидә күчәйткәнликини билдүрүп, вәқәдин кейин бейҗиңда оқуватқан бир қанчә уйғур оқуғучиниң сақчилар тәрипидин тәкшүрүлүп, ятақлириниң ахтурулуватқанлиқини билдүрди.

Илһам тохти әпәнди униң өзиниң нөвәттики әһвали һәққидә сориған соалимизға юмурлуқ қилип җаваб берип, “нәччә күндин бери мәнму чарчиғинимға қаримай хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилдим. Мени көзәт қиливатқан сақчикамлар, мениң қоғдиғучилримму йенимда, улар һазир маңа техиму көңүл бөлүватиду.... Улар мени қоғдап чарчап кәтти, мәнму чарчап кәттим, өйдикиләр болса қорқуп кәтти.... Әмма тохтап қалсам болмайду...Мушу хил учур васитилиридә болсиму авазимизни аңлитип турайли... Әгәр авазимиз өчүп кәтсә әһвал техиму чатақ болиду...” деди.

Радиомиз игилигән башқа әһваллардин мәлум болушичә, 28-өктәбир тйәнәнмингә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, илһам тохти әпәнди чәтәл мухбирлириниң зияритини сақчиларниң 24 саәтлик назарити астида қобул қилған. Даириләр илһам тохти әпәндини назарәт қилидиған сақчи аптомобиллирини әслидики 2 дин 5-6 гә көпәйтип, уни назарәт қилидиған сақчиларни у турған бина ичигә қәдәр орунлаштурғанлиқи үчүн, бинадики қолум-қошниларниң наразилиқи күчәйгән. Илһам тохти әпәндини зиярәт қилиш үчүн кәлгән һәрқайси дөләтләр әлчихана хадимлири вә чәтәл мухбирлири униң туралғусиға кәлгинидә қошнилар илһам тохти әпәндидин өзини чәткә алған. Сақчиларниң назарити күчәйгәнлики үчүн, илһам тохти әпәндини өйигә издәп келидиған достлири вә оқуғучиларниңму у турушлуқ бинаға кириши қолайсизлашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.