Хитай һөкүмитиниң 28-өктәбир вәқәси һәққидики тәшвиқати ғәрб мәтбуатлириға йеңилди
2013.11.05

28-Өктәбир күни хитайниң сиясий мәркизи бейҗиңдики тйәнәнмен вәқәсидә бир аилидин болған үч кишиниң өзини көйдүрүш вәқәси йүз бәргәндин кейин, хитай сиясий бюросиниң даимий әзаси мең җйәнҗу вәқәниң кәйнидә “шәрқий түркистан ислам һәрикити” барлиқини, буниң пиланлиқ, тәшкиллик һалда елип берилған бир қетимлиқ террорлуқ һәрикити икәнликини илгири сүрди. Хитайдики җүмлидин уйғур елидики мәтбуатларму бирдәк мушу пикирни алға сүрүп, аталмиш террорчиларни қаттиқ әйиблиди. Тәңритағ хәвәрлири, шинҗаң гезити қатарлиқ хитай һөкүмитиниң авази болуп кәлгән мәтбуат органлири өз хәвәрлиридә “диний радикаллиқ билән идийиси булғанған бу террорчиларниң, уйғур елида барлиққа келиватқан тәрәққиятларни, һәр милләт хәлқиниң иттипақлиқини көрәлмәй мушундақ вәқәни қәстән пәйда қилип, шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң йүзини чүшүргәнлики” ни язди.
Әмма, тйәнәнмендики вәқәгә чәтәл мәтбуатлириниң қайтурған инкаси болса буниң пүтүнләй әксичә. Хәлқарада тонулидиған CNN, BBC телевизийиси, вал стрит журнили, форбис гезити вә шуниңдәк бирләшмә агентлиқи, ройтерс, фирансийә агентлиқи қатарлиқ нопузлуқ ахбарат органлириниң мухбирлири болса, вәқәгә хитай һөкүмитиниң ейтқини бойичә террорлуқ һәрикити дәп тамға бесишниң орниға, вәқәниң һәқиқий маһийитини издиди. Бир яшанған момайни өз ичигә алған бир аилә кишилириниң өзини көйдүрүп, мушундақ бир йолни таллишиға немә сәвәб болғанлиқини билишкә тиришти. Чәтәл мухбирлири хәвәрлиридә вәқәниң ишлиниш шәклидин қариғандиму униң хитай һөкүмити илгири сүргәндәк пиланлиқ террорлуқ һәрикити болуш еһтималиниң йоқлуқини, буниң террорлуқ вәқәсидин бәк хитай һөкүмитиниң бесим сиясити астида езиливатқан уйғурларниң наразилиқ һәрикитигә охшайдиғанлиқини билдүрүшти вә бу дегәнлиригә пакит сүпитидә уйғур елиниң вәзийити, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан сиясәтлири үстидә кәң тохталди.
Чәтәл мәтбуатлириниң хитай һөкүмити ойлиғандәк йәрдин чиқмаслиқи хитай һөкүмитини қаттиқ нарази қилған болуп, түнүгүн хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуң лей “CNN қатарлиқ ғәрб мәтбуатлири 28-өктәбир тйәнәнмен аптомобил вәқәсидики террорчиларға һесдашлиқ қилди” дәп, уларни әйиблиди. Хитай һөкүмитиниң авази һесаблинидиған “йәр шари вақит гезити” му бу һәқтә бүгүн мәхсус баш мақалә елан қилип, с н н телевизийисидә елан қилинған хәвәрниң язғучиси шавн робертисқа наразилиқ билдүрди вә шундақла CNN ниму өзиниң мәйданини ашкарилиди, дәп әйиблиди.
Бүгүн, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди хитай ташқи ишлар баянатчисиниң сөзигә инкас қайтурди. У, хитай һөкүмити бу һәрикити арқилиқ хитайда ахбарат әркинликидин ибарәт бир уқумниң йоқлуқини испатлап бәрди, деди.
Хитай һөкүмити уйғур елида йүз бәргән илгирики вәқәләрни ахбаратни қамал қилиш, чәтәллик мухбирларниң районға киришини чәкләш қатарлиқ нурғун усуллар билән җимҗитла бесиқтурувәткән. Һәтта 2009-йили үрүмчи вәқәси йүз бәргәндиму хитай һөкүмити телефон, учур вә интернет қатарлиқ барлиқ алақә васитилирини бир кечидила үзүветиш арқилиқ вәқә күни кечидә вә униң әтиси йүз бәргән нурғун паҗиәлик вәқәләрни йошуруп қалған иди. Әмма бу нөвәттики вәқә чәтәл мухбирлири интайин көп болған вә сәзгүрлүки юқири орунда йүз бәргәнликтин уни йошуруп қелиш мумкин болмиди. Гәрчә хитай даирилири вәқәни аддийла қатнаш вәқәси дәп җимиқтурушқа урунған болсиму, әмма аптомобил ичидики кишиләрниң уйғурлуқиниң ашкарилинип кетиши билән вәқәниң характери өзгирип, хәлқараниң диққитини қаттиқ җәлп қилди. Вәқәдин кейин уйғурлар һәққидики мулаһизиләрниң айиғи үзүлмиди. Әнглийәдики уйғур зиялийлиридин езиз әйса әпәнди бүгүн бу һәқтә бизниң зияритимизни қобул қилип, бу нөвәттики вәқәниң қозғиған инкаси билән 2009-йили үрүмчи вәқәси қозғиған инкасни селиштурди вә ахбараттики инкас җәһәттин қариғанда, тйәнәнмендики вәқәниң хитайға қарши ғәлибә қазанғанлиқини билдүрди.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф әпәндиму бу һәқтә өз көз қаришини билдүрүп, хитай һөкүмитиниң әркин ахбаратни контрол қилалмайдиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики ялған тәшвиқатиниң һәқиқәт алдида һаман йеңилидиғанлиқини билдүрди.