Мәмәт тохти: хитай гумандарларни коллектип қирғин қилиш арқилиқ уруш җинайити шәкилләндүрди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.11.30
Memet-Toxti-ependi-305 Д у қ ниң сабиқ муавин рәиси, сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди.
Photo: RFA


Канадада яшаватқан сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди бүгүн мухбиримиз билән өткүзгән телефон зиярити давамида, хитайниң бай көмүркан һуҗум гумандарлириға отчачар қоллиниш арқилиқ б д т 1981 - йили қобул қилған вә хитай өзиму имза қойған “бир қисим әнәниви қәбиһ қоралларни ишлитишни чәкләш әһдинамиси” гә бузғунчилиқ қилғанлиқини вә гумандарларни сотсиз вә коллектип қирғин қилиш арқилиқ уруш җинайити шәкилләндүргәнликини оттуриға қойди.

Хитайниң гумандарларға чәкләнгән көйдүргүч қоралларни ишлитишини париж вәқәсидин кейин хәлқара сиясий вәзийәттин пайдилиниш пурсәтпәрәслики, дегән мәмәт тохти әпәнди, ана балиларниңму отчачарда өлгәнликидәк бу паҗиәниң уйғур тарихида унтулмас бир вәқә икәнликини, буниң, буниңдин кейинки хитай - уйғур мунасивитиниң тәрәққиятида техиму яман ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириш еһтималлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.