Уйғурлар дияридики иқтисадий тәрәққият вә уйғурларниң һоқуқи
2012.10.09
Әзиз тиңшиғучилар, “һәқ-һоқуқ вә уйғурлар” темисида аңлитип келиватқан йүрүшлүк программиниң бүгүнки қисмида мухбиримиз гүлчеһрә силәрни, уйғур елидики иқтисадий тәрәққият вә буниңдин уйғурларни мәһрум қалдурушни хитайниң қанунлири вә хәлқаралиқ әһдинамиләргә тәтбиқлиғанда, уйғурлар игә болушқа тегишлик қайси хил қануний һәқ-һоқуқлардин мәһрум яйдурулуватқанлиқиға мунасивәтлик қануний һөҗҗәтләр билән тонуштуруп өтиду.
Хитай мәтбуатлирида, “йеқинқи 10 йил уйғур аптоном райони иқтисадий тәрәққияти әң тез дәвргә қәдәм басти” дәп тәшвиқ қилинмақта. Буларда көрситилишичә, 2002-йили уйғур елиниң ички ишләпчиқириш омумий қиммити 159 милярд 800 милйон йүән болған болса, 2011-йили 657 милярд 500 милйон йүәнгә йәткән, мундақчә ейтқанда, болупму шинҗаң хизмәт йиғини ечилип уйғур ели хитайниң тоққуз өлкә вә шәһәрниң нишанлиқ ярдәм бериши үчүн бөлүп берилгән икки йилдин буян уйғур елиниң ишләпчиқириш қиммити һәр йили 100 милярд йүәндин көпрәк ешип барған.
Һалбуки, бу иқтисадниң 30% и хитай милярдерлар сәһнисидин орун алған 6 кишиниң қолиға мәркәзләшкән, йәни пүтүн уйғур елиниң омумий иқтисади, уйғур хәлқиниң тарихтин буян қан тәри билән йиғип кәлгән маддий байлиқлири, уйғур елигә көчмән болғиниға 20йилға йәтмигән хитай көчмәнлириниң илкигә өткән болуп, омумий иқтисади 50 милярд доллар әтрапида.
Тарихтин содиға маһир милләт дәп нами бар уйғурлардин немә үчүн бирәр милярдер чиқмайду?
Немә үчүн хитайда тонулған бирәр ширкәт яки миллий тавар маркиси йоқ уйғурларниң немә үчүн бирәр нопузлуқ қурулуш ширкити йоқ? уйғурлар қабилийәтсизму?
Бу яки уйғурлар ейтқандәк, дөләтниң уйғурларниң йолини тосуп бир қисим хитай көчмәнлиригә барлиқ бай болуш пурсәтлири йол вә имканийитини яритип бериватқанлиқидинму?
Хитайниң уйғур аптоном райониға тәйинлигән рәиси нур бәкри 2012-йилида қилған йеңи йил нутқида “бу йил йәрлик малийә бултурқидин 40% ешип, деһқанларниң оттуричә кирими 5432 йүәнгә йетип 789йүән ашти йәни 17%ashti....Хәлқ турмушини яхшилашни барлиқ хизмәтлиримизниң мәвқәси қилдуқ, амминиң җаниҗан мәнпәитигә мунасивәтлик мәсилиләрни һәл қилишқа күч сәрп қилип һәр милләт аммини техиму көп әмәлий нәпкә ериштүримиз” дегәнләрни сөзлигән иди.
Әмма, охшашла хитай радио ториниң-1 өктәбирдики хәвиридә, уйғурларниң бу иқтисадий тәрәққиятлардин чәткә қеқиливатқанлиқини ашкарилайдиған мундақ нәқил елинди “хотән вилайити аз санлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан район, иқтисади тәрәққий қилмиған, оттуричә йиллиқ сап кирими 3 миң йүәнгиму йәтмәйду, хәлқниң турмуш сәвийиси бир қәдәр төвән, төвән турмуш капалити аммиси омумий нопусниң 20% дин көпрәкини игиләйду, амминиң давалиниши қийин, қиммәт болуш мәсилиси гәвдилик.”
Булардин издәнсәк, әмәлийәттә уйғур елидә сода саһәсиниң миллий тәңсизлик һәммидин еғир болуватқан саһәниң бири икәнликини көрүвалалаймиз.
Уйғурларда “биз алтун тавақ көтүрүвалған қәләндәргә айландуқ”, “пули йоқниң җени йоқ” дегәндәк әқлийәләрни көп аңлаймиз.
Уйғурларниң инкасидин қариғанда, ишсизлиқ вә намратлиқ уйғурларда әң җиддий һәл қилишқа тегишлик мәсилә болуп кәлмәктә.
Әмәлийәттә хитай һөкүмити өзи түзгән қанунларға риайә қилған һалда сиясәт қолланған болса, бу мәсилиләр өзлүкидин һәл болған болатти, уйғур аптоном районида аптоном һоқуқиға игә уйғурларниң иқтисади җәһәттә йүксәк һәқ-һоқуқи барлиқи, хитайниң миллий территорийилик аптономийә қануниниң 29, 30, вә-31-маддилирида мундақ шәрһлиниду:
29-Мадда: миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири дөләт пиланиниң йетәкчиликидә өз җайиниң малийә күчи, маддий күчи вә башқа конкрет шараитиға қарап йәрлик асасий қурулуш түрлирини өз алдиға орунлаштуриду.
-30 Мадда : миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири шу җайға қарашлиқ карханиларни, кәспий ишларни өз алдиға башқуриду.
31-Мадда: миллий аптономийилик җайлар дөләтниң бәлгилимисигә бинаән ташқи иқтисади сода паалийитини қанат яйдурса болиду, говуйүәнниң тәстиқи билән ташқи сода портини қурса болиду.
Хитай асасий қануниниң 117 маддисида йәнә “миллий аптоном җайларниң аптономийә органлири йәрлик малийини башқуридиған аптономийә һоқуқиға игә” дегән ениқ җүмлә бар.
Булардин башқа, хитай имза қойған хәлқаралиқ келишимләрдин, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 2007-йили елан қилған “йәрлик милләтләрниң һәқ-һоқуқ әһдинамиси” дики қануний маддилар бойичиму, уйғур елигә йәрлик болған уйғурларниң өзиниң байлиқлиридин пайдилинип, өзиниң иқтисадини тәрәққий қилдуруш һоқуқлири капаләтлиниши зөрүр иди.
Мәзкур әһдинаминиң 20-маддиси мундақ бәлгиләнгән “йәрлик хәлқләр өзлиригә хас тәрәққиятлардин, барлиқ әнәниви иқтисадий паалийәтлиридин толуқ бәһримән болуш үчүн өзлириниң сиясий, иқтисади вә иҗтимаий системилирини, органлирини муһапизәт қилиш вә тәрәққий қилдурушқа һоқуқлуқ.”
21-Мадда : “йәрлик хәлқләр һечбир айримичилиққа дучар болмастин, маарип, ишқа орунлишиш, иш үчүн тәрбийилиниш, өй маканлиқ болуш, пакиз су ишлитиш, саламәтлик вә параванлиқ капалити қатарлиқларни өз ичигә алған барлиқ иқтисади вә иҗтимаий шараитлирини тәрәққий қилдурушқа һоқуқлуқ.
Дөләт уларниң иқтисади вә иҗтимаий шараитлириниң үзлүксиз яхшилиниши үчүн үнүмлүк тәдбирләрни, һәтта зөрүр тепилғанда алаһидә тәдбирләрни елиши керәк.”
Бу хәлқаралиқ қанунниң 26-маддиси “йәрлик хәлқләр, тарихтин буян игә болған, ишләткән вә қолға кәлтүргән тупрақлирини, территорийилирини вә байлиқ мәнбәлириниң игидарчилиқ һоқуқини сақлап қелишқа һоқуқлуқ” дәп бәлгиләнгән.