Чәтәл мәтбуатлирида 28 - июлдин кейинки уйғур вәзийити русийидики чечәнистанға охшитилди

Мухбиримиз меһрибан
2014.08.08
urumchi-partlash-bazar-qarshiliq.jpg Хәлқ бағчиси йенидики ават базарда бомба билән һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән. 2014-Йили 22-май, үрүмчи.
weibo


28 - Июл йәкән тоқунушидин кейинки уйғур вәзийити йәнә бир қетим хәлқара мәтбуатларниң диққәт нуқтисиға айланди. Ғәрб ахбарат вастилиридә елан қилинған уйғур вәзийити һәққидики хәвәр анализлирида, 28 - июл йәкән тоқунушидин кейинки уйғур вәзийити тәсвирлинип, “хитайниң ғәрбий шималида яшайдиған уйғур мусулманлириниң 2014 - йилидики роза һейтни мәһәллә - койларни сақчи - әскәрләр қаплиған, қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинған қатму - қат роһи бесим әнсизлики ичидә күтивалғанлиқи, хитай һөкүмити вә пуқралирида болса әнсизлик вә вәһимә туйғуси күчәйгәнлики илгири сүрүлүп, уйғур райониниң хитай һөкүмитиниң қаттиқ бастуруш сиясити астида, барғанчә русийидики “чечәнстан” ға охшап қеливатқанлиқи илгири сүрүлди.

Роза һейт күни йәкәндә йүз бәргән қанлиқ тоқунуш, 30 - июл қәшқәрдә һейтгаһ җамәсиниң хитай һөкүмити тәрипидин тәйинләнгән имами җүмә таһирниң өлтүрүлүши шундақла бу вәқәләр йүз бәргән вақитниң өзидә қәшқәр мәкиттә, хотән қариқашта, ақсу үчтурпанда йүз бәргән бир қатар қаршилиқ һәрикәтлири һәққидики учурлар тарқалғандин кейин, әркин асия радиоси, әнгилийә б б с агентлиқи, америка авази қатарлиқ бир қисим ғәрб мәтбуатлири уйғур елида арқа - арқидин йүз бериватқан қанлиқ вәқәләр һәққидә хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридин пәрқлиқ һалда, райондики уйғурлардин әһвал игиләп хәвәр бәрди. Ундин башқа 28 - июл йәкән тоқунушини өз ичигә алған қатар вәқәләр һәққидә хәлқара мәтбуатларда йәнә көплигән мулаһизә мақалилириму елан қилинмақта.

Хәлқара мәтбуатларда елан қилинған хәвәр анализлирида, хитай һөкүмити 2009 - йили 7 - айда йүз бәргән 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин, уйғур елиға қарита йеңичә тәрәққият пиланини елан илип, районда мәңгүлүк әминлик орнитидиғанлиқини җакарлиған болсиму, әмма уйғур районида тинч - муқим тәрәққият вәзийитиниң орниға уйғурларниң хитай һөкүмити вә хитай көчмәнлиригә қарши наразилиқи күчийип, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири барғанчә шиддәт түсини алғанлиқи, болупму бултур йил ахиридин башлап бу хил қаршилиқ һәркәтлириниң хитай өлкә шәһәрлиригә қәдәр кеңийип, пүткүл хитай пуқралирида тәшвиш - вәһимә туйғусиниң күчийишидәк вәзийәт шәкилләнгәнлики қатарлиқ мәсилиләр нуқтилиқ муһакимә темисиға айланди.

Мәсилән, әнгилийидә чиқидиған “иқтисадшунас” гезитидә җүмә күни елан қилинған“хитайниң йирақ ғәрбидә чечинийә барлиққа кәлмәктә” намлиқ мақалидә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний вә өрп - адәт қатарлиқ җәһәтләрдики қаттиқ қол сиясити нөвәттикидәк қаттиқ бастуруш һалитидә йәнә давамлишидиған болса, хитайниң йирақ ғәрбий чеграсидики байлиққа толған уйғурлар земининиңму русийәдики чечинийәгә охшаш қаршилиқ һәрикәтлири үзүлмәйдиған земинға айлинип, уйғур мәсилисиниңму йеңи чечинийә мәсилисигә айлинидиғанлиқи” оттуриға қоюлған.

Мақалиниң бешидила уйғурларниң хитай дөлити билән болған мунасивити һәққидә тохтилип:

“уйғурлар һечқачан хитай дөлитиниң бир парчиси болғанлиқидин өзини раһәт һис қилғини йоқ. Шинҗяң дәп атиливатқан бу земин түрк тиллиқ мусулманлар олтурақлашқан җай. Хитай империйиси ичигә киргүзүвелинған бу земинда 1949 - йили хитай коммунист партийиси һакимийәтни қолиға алғандин кейин, бейҗиңдин 1600 келометир йирақлиқта болған бу җайда бейҗиң һөкүмитиниң сиясити ишлимәй кәлди. Һалбуки, ши җиңпиң тәхткә чиққандин буян бу җайда күчәйтилгән бастуруш сиясити сәвәбидин мана әмди бу земин хитайниң етник тоқунушлар күчәйгән чечинийисигә айлиниду” дегән баянлар берилгән.

Мақалидә 2009 - йилдин буянқи уйғур вәзийити һәққидә тохтилип, “нәччә күн илгирила бу земинда қанлиқ тоқунуш йүз бәрди. 2009 - Йили бу земинниң пайтәхти үрүмчидә 200дин артуқ адәм өлүштәк паҗиә йүз бәргән иди. Мана әмди хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридә бу қетимқи тоқунушта (28 - июл йәкән қанлиқ тоқунушини демәкчи) 100 гә йеқин адәмниң өлгәнлики хәвәр қилинмақта. Аталмиш 59 нәпәр террорчи қәшқәргә йеқин җайда сақчилар тәрипидин етиветилди. Бу уйғурлар сақчихана вә хитай пуқралириға һуҗум қилғучилар. Һалбуки бу вәқә йүз берип икки күндин кейинла һөкүмәт тәрипидин тәйинләнгән имам (һейткаһ мәсчитиниң имами җүмә таһирни демәкчи)қәшқәр шәһиридики мәсчитниң (һейткаһ мәсчити демәкчи) алдидики мәйданда өлтүрүветилди.” дейилди.

Мақалидә йәнә йеқиндин буян уйғур елида барғанчә көпәйгән қанлиқ вәқәләрниң сәвәби районда йүргүзүлүватқан қаттиқ бастуруш сиясити сәвәбидин келип чиққанлиқи мундақ баянлар арқилиқ берилгән:

“ши җинпиң бултур йил ахиридин башлап йүз бәргән уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини террорлуқ һәрикәтлири дәп җакарлап, бу йил 5 - айдин башлап пүткүл хитай бойичә бир йил давамлишидиған террорлуққа зәрбә бериш һәрикити елип берилидиғанлиқини уқтурди. Һалбуки униң бу қарари әксичә райондики қаршилиқ һәрикәтлири вә қанлиқ тоқунушлар техиму көпәйгән вәзийәтни барлиққа кәлтүрди. Бу йәрдики тирагидийә шуки, хитай һөкүмити уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини җиһат билән бағливалди, уйғурларни ислам террорчилири дәп атиди.”

Мақалидә ши җинпиң һөкүмитиниң қаттиқ бастуруш сиясити уйғурларни радикал қаршилиқ йолиға мәҗбурлаватқанлиқи алаһидә әскәртилип, хитай һөкүмитиниң нөвәттә йүргүзүватқан қаттиқ бастуруш сияситини өзгәртип, мәсилини һәл қилиш һәққидә издиши керәклики һәққидә тәклип пикирләрму оттуриға қоюлған.

Йәни уйғурларға қаритилған “қош тилллиқ маарип намидики хитайлаштуруш сияситини әмәлдин қалдуруш, уйғурларға диний етиқад әркинлики бериш, уйғурларға тирикчилик имканийити, хизмәт пурсити бериш, бу земиндики биңтүән намидики ишләпчиқириш қурулуш армийисини бикар қилиш, хитай көчмәнлирини йәниму көпләп көчүрүп келишни тохтитиш” қатарлиқлар тәшәббус қилинған.

Мақалидә йәнә, хитай һөкүмитиниң тинчлиқ йоли билән уйғурларниң қануний һәқ - һоқуқлирини тәләп қилған уйғур зиялийси илһам тохтиғиму “бөгүнчилик,қутратқулуқ қилиш” қалпиғини кийдүрүп, түрмигә ташлиғанлиқи уйғур вәзийитиниң җиддийлишип кетишидики йәнә бир амил икәнлики әскәртилип, ши җинпиң һөкүмитиниң илһам тохтидәк кишиләрниң һәқлиқ тәләплиригә қулақ селиши керәклики тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.