Учтурпанниң вәқә йүз бәргән имамлирим йезисидики хитай көчмәнлири игә болған әвзәлликләр
2014.07.22
9-Июл күни учтурпанниң имамлирим йезисида йүз бәргән 4 аилилик хитай йәр хоҗайинлириниң өлтүрүлүш вәқәси һәққидә мухбиримизниң әһвал ениқлашлири давамида мәзкур йезидики хитай көчмәнлири билән уйғур аһалиләрниң шәрт-шараит пәрқлири ашкариланди.
Мәлум болушичә, имамлиримдики хитай көчмәнлири иликидики терилғу йәргә базарниң еһтияҗиға қарап өзлири халиған зираәтни териш һоқуқиға игә, әмма уйғур деһқанлири һөкүмәт бәлгиләп бәргән зираәтнила териши шәрт. Уйғур деһқанлири йилда аз дегәндә 60 күн һашарға ишләшкә мәҗбур; әмма хитай көчмәнлириниң мундақ бир мәҗбурийити йоқ. Кәнт нопусиниң 3% ини игиләйдиған хитай көчмәнлири кәнт терилғу йәрлириниң аз кәм йеримиға саһиб, буниң үстигә суғуруш нөвити алди билән шуларға мәнсуп; уйғур деһқанлири чәклик йәрлирини хитай көчмәнлиридин ашқан су билән суғуруштин башқиға чарисиз.
Һәр иккиси хитай пуқраси дәп тонулған, һәр иккиси деһқан дәп аталған, униң үстигә иккиси арисида йиллардин бери милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси тохтимай елип бериливатқан уйғур деһқанлири билән хитай деһқанлири учтурпанниң имамлирим йезисида қандақ пәрқлиқ имканларға игә?
Авазини ашкарилашни халимиған бир деһқанниң баян қилишичә, нөвәттә учтурпанда йәр териватқан хитай көчмәнлири, маһийәттә деһқан әмәс; улар хоҗайин, улар пулдар, улар һоқуқдар. Чүнки улар халиған вақитта, халиған миқдарда банкидин пул алалайду, халиған вақтида сақчиларни чақиртип әкелип өзлири билән җедәлләшкән уйғурларни тутқузуветәләйду. Йәнә бу деһқанниң һәҗвий шәкилдә баян қилишичә, учтурпанда уйғурлар билән хитайлар арисида инақ җәмийәт бәрпа болуш үчүн, барлиқ уйғурлар көзи көрмәйдиған, қулиқи аңлимайдиған, яки көргән-аңлиғанлири үстидин тәпәккур қилалмайдиған болуши керәк.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримизниң шу йеза хадимлири вә деһқанлар билән өткүзгән сөһбитини аңлайсиләр.