Әршидин вә зулпиқар: “451 километир йолни пиядә меңип, түрк хәлқигә тәсир көрсәттуқ”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.12.13
Ershidin-erkin-zulpiqar-eli-1.jpg Сүрәттә, (солдин) мәрйәм султан, әршидин ели вә зулпиқар ели қатарлиқлар.
RFA/Erkin Tarim

Уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити болупму җаза лагерлири мәсилиси ғәрб әллиридә изчил һалда тилға елиниватқан бүгүнки күндә түркийә һөкүмитиниң сүкүттә турувелиши түркийәдики уйғурларни һәрикәткә кәлтүрди.

12-Айниң 1-күни истанбулдин пиядә йолға чиққан әршидин әркин билән уйғур яш зулпиқар ели 10-декабир күни әнқәрәгә йетип кәлди. Уларни әнқәрәдә яшаватқан бәзи уйғурлар вә түркийәдики әң чоң яшлар тәшкилатлиридин бири болған “үлкү оҗақлири” тәшкилатиниң мәсуллири вә әзалири әнқәрәниң кириш нуқтисида күтүвалди. Улар алди билән түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустафа камал ататүркниң хатирә сарийиға берип дуа қилғандин кейин, парламент әзаси олҗай килавуз әпәнди тәрипидин ишханисида қобул қилинди.

Биз бу сәпәр тоғрисида тәпсилий мәлумат игиләш үчүн микрофонимизни уларға узаттуқ. Улар: “түрк һөкүмитигә тәсир көрситәлидуқму-йоқ, билмәймиз, әмма түрк хәлқигә зор тәсир көрсәткәнликимиз ениқ” деди. Әршидин әркин зияритимиз җәрянида уйғурлар өз вәтинидә дучар болуватқан еғир зулумниң азийишиға бираз болсиму пайдиси боларму дегән ой билән истанбулдин әнқәрәгичә болған 451 километир йолни пиядә бесип кәлгәнликини, әмма күткән мәқситигә йетәлмигәнликини әпсуслуқ иликидә тәкитлиди.

Әршидин әркин билән зулпиқар ели түркийәниң истанбул шәһиридин түркийә пайтәхти әнқәрәгичә пиядә меңип келиш җәрянида уларниң қиш пәсли вә соғуқ демәстин кечә-күндүз пиядә меңиши йол бойидики түрк хәлқини қаттиқ тәсирләндүргән. Бу сәпәр йәнә түрк ахбарат органлириниңму қаттиқ диққитини тартқан. Чоң-кичик болуп, 20 гезит вә 8 әтрапида телевизийә қаналлири бу һәқтә хәвәр ишләп тарқатқан шундақла бу йүрүш иҗтимаий таратқулардики муһим хәвәр темилиридин биригә айланған. Әршидин әркин бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәрди.

Әршидин әркин әпәнди йәнә әнқәрәдә парламент әзалири билән көрүшүп, уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәргәнликини тилға алди.

Әршидин әркин билән истанбул йеқинидики қоҗаали вилайитидин тартип әнқәрәгичә биллә меңип кәлгән уйғур яш зулпиқар ели истанбулдин-әнқәрәгә пиядә меңип келишниң түркийә һөкүмитигә тәсир қилған яки қилмиғанлиқини биләлмигәнликини, әмма түрк хәлқигә қаттиқ тәсир көрсәткәнликини, бу сәпәрниң уйғур дәвасини тонутуш җәһәттә пайдилиқ болғанлиқини баян қилди.

Зулпиқар ели әпәнди бу қетимқи узун сәпәр җәрянида түрк хәлқиниң меһмандостлуқи вә уйғурларға болған сөйгүсидин қаттиқ тәсирләнгәнликини баян қилди.

Әршидин әркин билән зулпиқар ели 12-айниң 13-күни әнқәрәдә, шәнбә күни түркийәниң бурса шәһиридә икки чоң аммиви тәшкилатниң паалийитигә тәклип қилинған болуп, у йәрдә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини аңлитидикән.

Әнқәрә университетиниң оқуғучиси мәрйәм султанму бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У уйғур яшларниң бир қолида көк байрақ, йәнә бир қолида түрк байриқи көтүрүп әнқәрәгә кәлгәнликини, буниң уйғур дәвасини аңлитиш үчүн пайдилиқ болғанлиқини тәкитлиди.

Әршидин әркин 1985-йили үрүмчидә дуняға кәлгән болуп, 2015-йили акиси билән түркийәгә кәлгән. Зулпиқар ели болса 1989-йили үрүмчидә туғулған болуп, 2000-йили ата-аниси билән бирликтә түркийәгә келип олтурақлашқан. У әскишеһир университети саяһәт вә меһманхана башқуруш кәспини пүттүргән болуп, һазир тиҗарәт билән шуғуллинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.