Уйғур деһқанлириниң хитай йәр игилиригә ялланма болуватқанлиқи мәлум
2013.12.19

Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 260 милйон йезилиқ көчмән хитайға, шәһәр нопуси берилгәнликини билдүргән болсиму, бу сиясәт шәһәрләргә берип ишләш арзусидики уйғурларға тоғра кәлмигән.
Йери аз, җан сани көп бир деһқанниң билдүрүшичә, у җан сақлаш үчүн шәһәрләрдә ишлимәкчи болған, әмма шәһәрдә нопус берилмигәчкә өй иҗаригә алалмиған. У ахири уйғур юртлириға йеңи келип кәң көләмдә йәр игиләватқан хитай көчмәнлиригә ялланма болушқа мәҗбур болған.
Бу һәқтә тохталған уйғур зиялийси бу хил һаләтниң йеңи янчилиқ түзүмини вуҗудқа чиқирип уйғурларни һәр җәһәттин кәйнигә чекиндүридиғанлиқини билдүрди.
Биз хитай көчмәнлиригә ялланма болуп ишләшкә мәҗбур болған деһқан аилисидин бирәйләнни зиярәт қилдуқ. 4 Балиси болған бу деһқан аилисигә хитай һөкүмити пәқәт икки мо йәр бәргән болуп, зияритимизни қобул қилған деһқан, бәзи уйғур деһқанлириға пәқәтла йәр берилмигәнликини ейтиду.
Биз канадада яшаватқан уйғур язғучиси ғулам осман әпәндини бу тоғрида зиярәт қилип, уйғурларға қаритилған йәрсиз вә нопуссиз қалдурулуш сияситиниң ақивити тоғрисида тохталди.