Америка дөләт мәҗлисидә “уйғурларниң диний әркинлики вә мәдәнийити искәнҗигә елинмақта” намлиқ йиғин ечилди (2)
2018.02.28

Вашингтондики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши”, вакаләтсиз милләтләр вә хәлқләр тәшкилати, дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмиси қатарлиқ орунларниң һәмкарлишиши билән 26-феврал күни чүштин бурун америка дөләт мәҗлисидә мәхсус йиғин чақирилди.
Йиғинда җорҗи вашингтон университетиниң профессори шан робертс билән хитай язғучи, даңлиқ сиясий обзорчи чен покоң өз қарашлирини оттуриға қойди. Арқидин йиғин риясәтчиси вакаләтсиз милләтләр вә хәлқләр тәшкилатиниң америкидики хадимлиридин марвин куметат әмдики сөз нөвитиниң америкидики тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчиси, ню-йорк университетиниң зиярәтчи алими тең бявға кәлгәнликини билдүрди.
Тең бяв сөзидә нуқтилиқ қилип нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғурлар дуч келиватқан түрлүк бесимларни ашкарилашқа җүрәт қиливатқан һәрқандақ уйғурни һуҗум нишани қиливатқанлиқини шуниңдәк бундақ кишиләрниң рәһимсизлик билән бастурулуватқанлиқини баян қилди. У бу җәһәттики халиғанчә қолға елиш вә қамаққа һөкүм қилиш қилмишиниң мисаллири сүпитидә уйғур зиялийси ғәйрәт нияз вә илһам тохтиниң қисмитини әсләп өтти. У йәнә нөвәттә хитайдики пүткүл хәлқниң хитай компартийәсиниң бу хилдики диний етиқадқа зиянкәшлик қилиш, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиштәк зулумлириға учраватқанлиқини, әмма уйғурларниң бу җәһәттә әң чоң зиянкәшликкә учриғучилар болуп келиватқанлиқини алаһидә тәкитлиди. Бу җәһәттики мисал қатарида хитай өктичилири, җүмлидин лю шявбо вә башқилар охшаш болмиған муддәтлик қамаққа буйрулған әһвалда, уйғур зиялийси илһам тохтиниң пәқәт мәвҗут мәсилиләрни оттуриға қойғанлиқи үчүнла муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинғанлиқидәк реаллиқни көпчиликниң диққитигә сунди. У, нөвәттә бу хилдики зулумларниң юқири пән-техникиниң ярдими билән техиму бир балдақ йүксәлгәнликини баян қилди.
Тең бявдин кейин әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң мудири алим сейтоф сөз елип, нөвәттә уйғур диярида уйғурларға қаритилған контроллуқниң тарихта мисли көрүлмигән дәриҗигә йәткәнликини, болупму чен чуәнго уйғур дияриға партийә секретари болуп йөткилип кәлгәндин кейин тибәттики “торлашқан контроллуқ” системисини өзи билән биллә елип кәлгәнликини, ғайәт зор санда сақчилар қошуни вә “сиясий өгиниш мәркәзлири” бәрпа қилиш арқилиқ пүткүл уйғур миллитини “үсти очуқ түрмә” муһитиға мәһкум қилғанлиқини, уйғурларда һазир диний етиқад әркинлики яки мәдәнийәт гүллиниши дегәндин әсәрму қалмиғанлиқини типик мисаллар арқилиқ тонуштурди.
Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики “хәлқара диний әркинлик комитети” ниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси тина маффорд ханимму бүгүнки йиғинға алаһидә тәклип қилинған меһманларниң бири иди. У өз нөвитидә сөз елип, алди билән 2009-йилидики “үрүмчи 5-июл вәқәси” дин кейин оттуриға чиққан һәрбий контроллуқ җәрянида өзиниң аҗиз бәдини арқилиқ онлиған хитай танкилирини арқиға чекинишкә мәҗбур қилған уйғур ана турсунгүлниң рәсимини көрсәтти һәмдә униң шу арқилиқ уйғурлардики җасарәт, үмид вә қаршилиқни намайиш қилғанлиқини тәкитлиди. У арқидин “диний етиқад әркинлики” дегән чүшәнчиниң әслидә һәммила инсанға ортақ болған әң әқәллий бир һоқуқ икәнликини, һечқандақ дөләт, партийә яки тәшкилатниң бу һоқуққа арилишиш һәққи йоқлуқини, әмма нөвәттә уйғурларниң бу җәһәттә мислисиз зиянкәшликкә учраватқанлиқини шуниңдәк өзлириниң диний етиқади түпәйлидин “әсәбий” лик билән әйиблинип мәһбусқа айлинип қеливатқанлиқини баян қилди. У йәнә сөзиниң давамида нөвәттә хитай һөкүмитиниң “дин муқимсизлиққа земин һазирлаватиду” дегән чүшәнчә асасида уйғурларни бастуруватқанлиқини, уйғурларниң вәзийити бу қәдәр яманлишиватқан әһвалда америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиниң уйғурлар дуч келиватқан кризисқа қарши тәдбир елиши лазимлиқини тәкитлиди.
Ахирида тәклиплик меһманларниң йәнә бири, вашингтондики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң хадими никол моргерт сөз елип, хитай һөкүмити“чәтәлләрдики бәш хил зәһәрлик күч” дәп атаватқанлар арисида уйғурларниң бир амил икәнликини, нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш қилмишиниң чегра һалқип, аллиқачан башқа мәмликәтләрдә маканлишип болған уйғурларғичә созулуватқанлиқини баян қилди. У сөзиниң давамида хитай һөкүмитиниң һазир өзлири “гуманлиқ” дәп қараватқан уйғурларниң уруқ-туғқанлирини гөрүгә еливелиш арқилиқ чәтәлләрдики уйғурларни қайтип келишкә яки өзлириниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилишқа мәҗбурлаватқанлиқини, буниң әмәлийәттә теги-тәктидин бир қанунсиз қилмиш икәнликини тәкитлиди.
Тәклиплик меһманлар сөзләп болғандин кейин йерим саәтлик соал сораш басқучи болди. Бу басқучта йиғинға иштирак қилғанлар өзлири қизиққан темилар бойичә соал сориди. Мутәхәссисләрму тегишлик җаваб бәрди.
Икки саәт давам қилған бу йиғинға вашингтондики һәрсаһә кишилири, һөкүмәт хадимлири вә бир қисим оқуғучилар иштирак қилди.