Йеза секретари: әрздар ғоҗимәмәт җаппар тәлипини ениқ оттуриға қойса һәл қилишқа тиришимиз

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.02.11
erzdar-ghojimemet-jappar.jpg Хотән қарақашлиқ әрздар ғоҗимәмәт җаппар. 2015-Йили январ(орни ениқ әмәс)
RFA/Shohret

Нөвәттә бейҗиңда туруватқан өй-земин әрздари ғоҗимәмәт җаппар өткән айда өз әһвалини радиомизға мәлум қилғандин кейин, мухбиримиз бүгүн бу әрздар тәвә болған кәнтниң секретарға телефон қилди.

Секретар дәсләптә, ғоҗимәмәткә кәнт игиливалған өй-земини үчүн 80 миң сом төләм берилип болғанлиқини, кейин униң келишимдин йенип әрзни тәкрар башлиғанлиқини оттуриға қойди. Секретар йәнә ғоҗимәмәтниң әрзни қайта башлиғандин кейин, өзиниң конкрет тәлипини оттуриға қоймиғанлиқини, әгәр қойса, буниму һәл қилишқа тиришидиғанлиқини баян қилди. Әрздар ғоҗимәмәт болса, әйни чағда даириләрниң 80 миң сомлуқ төләмгә тәһдит селип мәҗбурий қол қойдурғанлиқини, униң үстигә 80 миң сом төләмниң земин һәққини өз ичигә алмайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайда әдлийә оргининиң мустәқил болмаслиқи, униң хитай компартийисиниң контроллуқида болуши, адаләт вә һәқ-тәләп ишлирида көплигән һәқсизлиқларға йол ачқан. Бу һәқсизлиқ алди билән пуқраларни көплигән маддий вә мәниви зиянға учритип келиватқан болса, бәзидә дөләт органлири вә хизмәтчилирини аваричиликкә учритип вә чарчитип кәлмәктә.

Қарақаш наһийә маңлай йезисида 15 йилдин бери һәл болмай келиватқан юқириқи дава, уйғур елида бесилип туруватқан, онмиңларчә һәқ тәләп давасиниң пәқәт бирла мисалидин ибарәттур.

Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.