Ишқа орунлишиш вә уйғурларниң һәқ-һоқуқлири
2012.10.11
Уйғурларниң көп йиллардин буян елип бериватқан наразилиқлиридин, болупму 2009-йили 5-июлдики кәң көләмлик наразилиқ һәрикитидин кейин, хитай даирилири уйғур елидә уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрдики ишсизлиқ мәсилисини һәл қилишта бир қатар йеңи сиясәт, орунлаштурушларни елип бериватқан болсиму, уйғурларниң инкасидин мәлумки, районда хитай һөкүмитиниң йәрлик милләтләргә йүргүзүватқан кәмситиш характерини алған баравәрсиз, натоғра сиясәтлири уйғурларда ишсизлиқ мәсилисиниң йәнә башқа шәкилләрдә давам қилишиға сәвәб болмақта. Мухбиримиз гүлчеһрә “һәқ-һоқуқ вә уйғурлар” темисидики йүрүшлүк программиниң бүгүнки қисмида, уйғурларниң ишқа орунлишиш җәһәттә бәһримән болушқа тегишлик һәқ-һоқуқлири һәққидә тохтилиду.
Һәммигә мәлум болғандәк, уйғурларниң 5-июл наразилиқ һәрикитиниң мәйданға келишигә сәвәб болған әң муһим амилниң бири уйғур яшлириниң кәмситилиши, көпләп ишсиз, намрат қалдурулуши, әрзан қул орнида хитай өлкилиригә ишләмчиликкә йөткилиши иди. Мәзкур вәқәдин кейин хитай даирилири 2010-йилидин башлап уйғур елидә ишқа орунлаштурушни тезлитиш тоғрисида “алий мәктәп, техником пүттүргәнләрни ишқа орунлаштурушни техиму тезлитиш тоғрисидики пикир”, “аптоном районниң ишқа орунлашқанлар йоқ аилидикиләрни ишқа орунлаштурушни тезлитиш тоғрисидики пикри” қатарлиқ һөҗҗәтләрни елан қилип ишсизлиқ мәсилисигә хатимә беришни вәдә қилди.
Хитай һөкүмитиниң һөҗҗәтлиригә қариғанда дәрвәқә 2009-йили йил ахири алий мәктәп пүттүрүп ишқа орунлишалмиған 75 миң яш ишқа орунлашқан. Йәнә 23 миң яш нишанлиқ ярдәм беридиған хитай өлкә, шәһәрләргә тәрбийилинишкә әвәтилгән.
2010-2011-Йиллири оқуш пүттүргән 187 миң 800 яш ишқа орунлаштурулған шу йили алий мәктәп пүттүргәнләрниң ишқа орунлишиш нисбити 87% ашқанлиқи, аз санлиқ милләт яшлириниң ишқа орунлишиш нисбитиниң 79% тинму ешип кәткәнлики тәшвиқ қилинди.
“биргә-бир ярдәм” сиясити арқилиқ йөләшни күчәйтиш җәрянида ишқа орунлашқанлар йоқ 23миң 767 аилиниң ишқа орунлишиш мәсилиси һәл болған. Шәһәр базарлардики тизимға алдурған ишсизлиқ нисбити 3.22% Кә төвәнлигән.
Хитайниң уйғур елидә елип бериватқан ишқа орунлашқанлар йоқ аилидин аз дегәндә бир кишини 24 саәт ичидә ишқа орунлаштуруш дегәндәк ишқа орунлаштурушни тезләштүрүш сиясәт тәдбирлириниң нәтиҗисини баһалиғанда сан көрсәткүчиниң һәқиқәтән юқирилиғанлиқини көрүвалғили болиду, әмма бу хил ишқа орунлаштуруш механизминиң әмәлий нәтиҗисидин уйғурларниң разимәнлик дәриҗиси интайин төвән болмақта.
Буниң сәвәби, уйғурларниң инкасиға қариғанда, хитай даирилири пәқәт уйғурлардики ишсизлиқ мәсилисигә болған наразилиқни җиддий усулда йепишни мәқсәт қилғандәк тәдбирләрни еливатқан болуп, алий мәктәпни пүттүрүп ишқа орунлашмиғанларни уйғур елигә нишанлиқ ярдәм бериватқан шәһәр, өлкиләргә апирип тәрбийиләш вә шу җайлардики карханиларда ишқа орунлишишқа риғбәтләндүрүш, йөткәп ишқа орунлаштуруш салмиқини ашуруш тәдбирлири арқилиқ уйғурлардики ишсизлар санини өз җайда әмәс, бәлки башқа җайларға йөткәш арқилиқ кемәйтиш, уйғур ели өзидә һәл қилған тәқдирдиму юқири дәриҗилик алий мәктәп, илғар техникилиқ кәсипләрни пүттүргән болушидин қәтийнәзәр иқтидариға қарап әмәс, бәлки пәқәт бир ишсиз сүпитидә мааши, тәминати бир қәдәр төвән, кәспий сапа тәләп қилинмайдиған бәзи сақчи, көзәтчигә охшаш хизмәтләр вә яки дөләт мәмури сүпитидә асасий қатламға берип ишләш, җамаәт параванлиқ орунлириға сәпләш тәдбирлири арқилиқ һәл қиливатқан икән. Әмма охшаш мәктәп пүттүргән яки билим сәвийиси уйғурлардин төвән хитайлар болса, йәнила илғар кәспий кархана, ширкәтләргә, юқири имтиязлиқ хизмәтләргә орунлаштурулуватқан болуп, бу хил ишқа орунлаштуруш уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрдә миллий баравәрсизлик туйғуси пәйда қиливатқан икән.
Буниң дәлили шуки, 29-сентәбир бир қисим хитай мәтбуатлириниң зияритини қобул қилған уйғур аптоном райони муавин рәиси әркин туниязниң сөзи билән ейтқанда “аптоном районлуқ партком вә һөкүмәт аптоном райондики ишсизлиқ мәсилисини һәл қилишта йөткәп ишқа орунлаштуруш бойичә тәрбийиләш, әмгәк күчлирини сиртқа чиқиришта үлгилик наһийә қуруш дегәндәк бир қатар тәдбирләр яхши ишлиди. Бу арқилиқ 2011-йили йөткилип ишқа орунлашқанлар 2 милйон 583 миң адәм қетимға йетип тарихтики әң юқири сәвийә яритилди.” демәк, тарихта сәлбий нәтиҗиләрни яратқан уйғурларни өз юртлиридин башқа җайларға йөткәп ишқа орунлаштуруш салмиқи әмәлийәттә йәниму зорайтилди.
2007-Йили 8-айниң 30-күни, 10-нөвәтлик хитай хәлқ қурултийи даимий комитетиниң 29-омумий йиғинида елан қилған җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң ишқа орунлаштурушни илгири сүрүш қануниниң 3-маддиси“әмгәкчиләр баравәр ишқа орунлишиш вә өз алдиға кәсип таллаш һоқуқидин қанун бойичә бәһримән болиду. Әмгәкчиләр ишқа орунлишишта миллити, ирқи, җинси вә диний етиқадиниң охшимаслиқи сәвәбидин кәмситилмәйду” дәп бекитилгән.
Йәнә 25-маддисида “һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири баравәр ишқа орунлишиш муһити яритип, ишқа орунлишиш җәһәттики кәмситишни йоқитип, сиясәт түзүп вә тәдбир қоллинип, ишқа орунлишишта қийинчилиқи барларға ярдәм бериши керәк” дәп вә йәнә 28-маддисида “һәр милләт әмгәкчилири баравәр әмгәк һоқуқиға игә. Адәм ишләткүчи орунлар адәм ишләткәндә, аз санлиқ милләт әмгәкчилиригә қанун бойичә мувапиқ етибар бериши керәк” дәп бәлгиләнгән.
Шундақла мәзкур қанунниң 62 маддиси “мушу қанундики бәлгилимигә хилаплиқ қилип ишқа орунлишиш җәһәттә кәмситкәнләр үстидин әмгәкчи хәлқ сот мәһкимисигә дәва қилса болиду” дәп 68-маддисида “мушу қанундики бәлгилимиләргә хилаплиқ қилип, әмгәкчиләрниң қануний һоқуқ, мәнпәитигә зиян йәткүзгән, мал-мүлкигә зиян салған яки башқа зиян салғанлар қанун бойичә һәқ тәләп җавабкарлиқини үстигә алиду, җинайәт шәкилләндүргәнләр қанун бойичә җинайи җавабкарлиққа тартилиду” дәп бекитилгән.
Бу һәқтә миллий территорийилик аптономийә қанунидиму көрситилгән маддилар бар йәни буниң 22-маддисида “миллий аптономийилик җайлардики кархана, кәспий орунлар дөләтниң бәлгилимиси бойичә адәм елишта, алди билән аз санлиқ милләт аһалисидин алса болиду” дәп бекитилгән.
Уйғур аптоном районидики ғоллуқ йәрлик милләт уйғурларниң хитай имза қойған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йәрлик милләтләр һәқ-һоқуқлири әһдинамисидики қануний бәлгилимиләрдин пайдилинишқа һоқуқлуқ.
Мәзкур хәлқаралиқ қануний һөҗҗәтниң 17 маддисини тәкитләп өтүшимизгә тоғра келиду: “йәрлик хәлқләр вә шәхсләр хәлқаралиқ вә дөләтлик әмгәк қанунлиридин толуқ бәһримән болушқа һоқуқлуқ. Йәрлик хәлқләр әмгәк, ишқа орунлишиш, мааш қатарлиқ җәһәтләрдин әсла чәткә қеқилмаслиқ, айримичилиққа учримаслиқ һоқуқиға игә.”
Һәр йили уйғур елидә 70 миң яш мәктәпләрни пүттүрүп ишқа орунлишишқа моһтаҗ һаләттә. Һәр йили уйғур елигә келиватқан хитай әмгәк күчи көчмән ишчилар сани бир милйондин ашиду. Шундақла бу сан хитайниң шинҗаңға нишанлиқ ярдәм беришкә риғбәтләндүрүш сиясити билән давамлиқ зорийиду, бу әлвәттә уйғур вә башқа милләтләрниң ишқа орунлишишиға давамлиқ хирс пәйда қилиду. Мәлум болғандәк, хитай һөкүмити 12-бәш йилниң ахири шу йили адәттики алий мәктәпни пүттүргәнләрниң ишқа орунлишиш нисбити 90% кә йәткүзүлиду дәп җакарлиди. Хитай һөкүмити бу нишанға йетиш үчүн йәнила уйғур елидики адәм күчини хитайға йөткәш яки ихтисаслиқларни намувапиқ орунлаштуруп исрап қилиштәк ғәлитә ишқа орунлаштуруш тәдбирлирини давамлаштурамду?
Хәлқ турмушини яхшилашни хизмәтләрниң муһим нуқтиси қилиш тәкитлиниватқан бүгүнки күндә, хәлқ турмушиниң асаси болған ишқа орунлишиш мәсилисини қандақ һәл қилиш барғанчә еғирлишиватқан, ишқа орунлаштуруш бесимини қандақ йениклитиш, болупму буниң билән тәң көтүрүлүватқан наразилиқни қандақ һәл қилиш, әслидә хитай һөкүмитиниң ишқа орунлаштуруш хизмәт мулазимәт сүпитини өстүрүшигә, мәсулийитини күчәйтип тоғра, баравәр сиясәт тәдбир қоллинип, уйғурларниң уйғур диярида яритилған иш пурсәтлиридин охшаш бәһримән болушиға, муһими өзиниң қанунлирини тоғра иҗра қилишиға, уйғур вә башқа милләтләрни өзи игә болушқа тегишлик аптономийә һоқуқи вә йәрлик милләт болуш һәқ-һоқуқлиридин бәһримән қилишиға бағлиқ мәсилә.