Америка дөләт мәҗлисиниң йиллиқ доклатида уйғурларға алаһидә орун берилди
2017.10.05

Хитай компартийәсиниң 19-қурултийи ечилишқа аз қалған бир мәзгилдә, шуниңдәк америка президенти доналд трамп хитай зияритини башлаш алдида америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ хитай ишлири комитети өзлириниң 2017-йиллиқ хизмәт доклатини елан қилди. Бу доклатта уйғурлар мәсилисигә алаһидә орун берилип, уйғурлар дияриниң сиясий, иқтисад вә диний саһәлиридики мәсилиләр оттуриға қоюлди. Мәзкур доклатни елан қилиш мурасимида америка кеңәш палатасиниң әзаси марко рубйоу мухбиримизниң уйғурларниң нөвәттики әһвали һәққидики соалиға җаваб бәрди.
Америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ хитай ишлири комитетиниң 2017-Йиллиқ доклатини Елан қилиш мурасими 5-өктәбир күни өткүзүлди. Мурасимға мәзкур комитетниң муавин рәиси, америка авам палатасиниң әзаси кристофер смис риясәтчилик қилди.
У сөзидә хитай һөкүмитиниң давамлиқ түрдә инсан һәқлирини аяқ-асти қиливатқанлиқини, шуниңдәк қанун арқилиқ идарә қилишта һечқанчә тәрәққиятқа егә болмиғанлиқини тилға алди.
Униң пикричә гәрчә хитай йеңидин баш көтүрүватқан иқтисадий қудрәт саһиби болсиму милйонлиған пуқраларниң әң әқәллий инсаний һәқлири бу баш көтүрүштә җари болмиған. Ши җинпиң хитай һөкүмитиниң рәиси болуш сүпити билән бирнәччә қетимлиқ хәлқаралиқ йиғинларда вә йиғилишларда вәдә бәргән болсиму интернет саһәсидики мутләқ назарәт техиму күчәйгән. Пуқраларниң диний етиқади уларниң зиянкәшликкә учришиға сәвәб болған. Җүмлидин фалунгоң муритлири, уйғурларниң ислам дини қатарлиқлар һәрқачан буниң типик мисали болуп кәлмәктә.
Униңдин кейин сөзгә чиққан америка кеңәш палатасиниң әзаси, америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ хитай ишлири комитетиниң рәиси марко рубийо сөзгә чиқип 2017-йиллиқ доклатниң шималий корейә мәсилиси җиддийликкә йүз тутқан, шуниңдәк америка президенти доналд трамп хитай сәпиригә тәйярлиниватқан бир пәвқуладдә пәйттә елан қилинғанлиқиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
Униң пикричә, хитайда нурғун кишиләр намратлиқтин қутулған болсиму, хитай компартийәсиниң нөвәттики һөкүмранлиқи хәлқ үмид қилған сиясий ислаһатни оттуриға чиқиралмиған.
Мәзкур комитетниң бүгүн елан қилған 2017-йиллиқ доклатида америка дөләт мәҗлисигә сунулған тәвсийиләр, хитайдики сиясий мәһбусларға даир тәпсилий мәлуматлар, инсан һәқлириниң омумий вәзийити, қанун арқилиқ идарә қилишниң әң йеңи әһвали қатарлиқлар тәпсилий баян қилинған.
Доклатниң муқәддимә қисмида уйғурлар дияриниң әһвали һәққидә мисал кәлтүрүлүп мундақ дейилиду: “хитай һөкүмити давам қилдуруватқан ‛бир бәлвағ бир йол қурулуши‚ ниң мәркизий нуқтиси болған шинҗаң уйғур аптоном районида йәрлик даириләрниң уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләр үстидин қаттиқ аманлиқ тәдбирлирини йолға қоюватқанлиқи мәлум. Бу районда йәнә интернет әркинликиму қаттиқ чәклимә ичидә боғулмақта. Йәнә мушу районда даириләр йәрлик аһалиниң ген әвришкиси (DNA) ни топлашни кеңәйткән, гәрчә бу әһвал көпинчә аһалиләрниң рухситини алмиған әһвалда йүз бәргән болсиму, бу хил әвришкә топлашниң һәқиқий мәқсити һәққидә нурғунлиған гуманлиқ нуқтилар мәвҗут болмақта. Бәзи хәлқаралиқ тәшкилатлар болса бу хилдики ген әвришкиси йиғишни хитайниң ‛муқимлиқни сақлаш‚ тәдбирлири билән мунасивәтлик, дәп қаримақта.”
Мәзкур доклатта уйғурлар дияриниң нөвәттики вәзийити 20 бәтлик мәхсус бабта тәпсилий баян қилиниду. Уйғурлар дияри һәққидики алақидар мәлуматлар һәрқайси ахбарат васитилиридә, җүмлидин әркин асия радиосида йәр алған мәлуматлар асасида бирнәччә түргә айрилип шәрһлиниду.
Доклатта алди билән тилға елинидиғини уйғурлар дияридики аманлиқ тәдбирлирини чөридигән һалда оттуриға чиққан мәсилиләр болған. Буниңда чен чуәнго уйғурлар дияриға партийә секретари болуп кәлгәндин буян “бихәтәрлик” үчүн 30 милярд йүәндин көпрәк мәбләғ аҗратқан, бу болса өткән йилқи “бихәтәрлик” хираҗитидин 20 пирсәнт көпәйгән. Бу “бихәтәрлик” тәдбирлири ичидә ғайәт зор сақчилар қошуни вә “хәлққә қулайлиқ сақчи понкити” билән толдурулған “аманлиқ” муһити алаһидә орун тутиду.
Доклатта буниңға улапла бу йилниң өзидә хитай даирилири уйғурлар диярида зор көләмлик һәрбийләрниң қәсәмяд йиғинлирини тәшкилләп “компартийә шинҗаңни мустәһкәм контрол қилип турмақта. Кимки буниңға қарши чиқмақчи болидикән биз уни кукум-талқан қиливетимиз” дегән сигнални йоллиғанлиқи тилға елиниду.
Доклатта алаһидә тәкитләнгән йәнә бир нуқта уйғурлар дияридики террорлуқ мәсилиси болған.
Доклатта ейтилишичә, бу йил 29-мартта йәрлик даириләрниң “террорлуққа қарши туруш низами” ни мақуллиши билән “әсәбийлик” кә қарши туруш һәрикити бир юқири пәллигә йүксәлгән. Нәтиҗидә уйғурларниң көплигән нормал диний паалийәтлири “җинайәт” кә айлинип, уйғурларға қаритилған диний зиянкәшлик техиму күчәйгән.
Гәрчә хитай алий сот мәһкимисиниң 2016-йиллиқ доклатида уйғурларға даир һечқандақ “террорлуқ” делолири тилға елинмиған болсиму уйғурлар диярида йәнила нурғун уйғурлар “террорлуқ” билән әйиблинип еғир җазаларға учриған.
“хәлқара кәчүрүм тәшкилати” ниң бу һәқтики мәлуматлирида көрситилишичә, уйғурлар хитайдики омуми нопусниң 0.7 Пирсәнтини тәшкил қилсиму, хитайдики өлүм җазаси берилгәнләрниң төт пирсәнтини уйғурлар тәшкил қилған. “террорлуққа қарши” хизмәтләрни йәниму кеңәйтиш үчүн хотән районида “террорлуқ гумандарлири” ни паш қилғучиларға бәш милйон йүәнгичә мукапат берилидиғанлиқини елан қилған.
Уйғурлар дияридики маарип системисида уйғур тилиниң чәклиниши, интернет саһәсигә қаритилған зиядә сәзгүрлүк һәмдә бу сәвәбтин көплигән уйғурларниң қамаққа һөкүм қилинишиму доклатта тегишлик йәр алған.
Бу мәсилиләр һәққидә сөз болғанда комитет рәиси марко рубйо илһам тохти қатарлиқ виҗдан мәһбуслири дуч кәлгән қисмәтниң һазир техиму көп кишиләрниң бешиға келиватқанлиқини тәкитлиди.
Доклатни елан қилиш мурасимида америка авам палатасиниң әзаси ранди халтгрен сөз қилип, америка дөләт мәҗлисиниң һәр бир әзасини бу доклатни оқуп чиқишқа дәвәт қилди. Униңчә мушундақ қилиш уларниң хитай һәққидә техиму әтраплиқ вә тоғра чүшәнчигә келишигә пайдилиқ болидикән.
Доклатни елан қилиш мурасимида комитет рәиси марко рубйо сөз қилип мәзкур доклатниң асасий нуқтилирини мундақ бирнәччә нуқтиға йиғинчақлашқа болидиғанлиқини тәкитлиди:
“биринчи, хитай һөкүмити вә хитай компартийәси изчил һалда қанунни пуқраларға зулум селишниң васитисигә айландурувалди. Бу васитә болса мушу йосунда пүткүл җәмийәткә кеңийип һазир һәммини контрол қиливатиду; иккинчи, хитайдики инсан һәқлири адвокатлириниң җинайәтчигә айландуруп қоюлуши йәнила давам қилмақта. Җүмлидин қамақтики қийнаш һадисилириниң ешип бериватқанлиқи һәққидә ишәнчлик дәлилләр оттуриға чиқиватиду; үчинчи, диний етиқад әркинликиниң чәклимигә учриши техиму күчийип кетиватиду. Бу һал шинҗаң уйғур аптоном районида һәмдә тибәт аптоном районида әң гәвдилик болуватиду; төтинчи, хитай һөкүмити хоңкоңни қайтурувалғанлиқиниң 20 йиллиқини тәбрикләватқанда узундин буян давам қиливатқан ‛бир дөләттә икки хил түзүм болуш‚ әһвали хитай мәркизий һөкүмитиниң қол тиқиши билән тәһдиткә вә мәвһумлуққа йүз тутмақта.”
Мурасимниң соал-җаваб бөликидә биз комитет рәиси марко рубйодин “бу йиллиқ доклатта тилға елинған мәсилиләрдин уйғурлар дияриниң сиясий вә иҗтимаий вәзийитини қайси йосунда чүшиниш мумкин?” дәп сориғинимизда у буниңда көп тәрәплимә әһвалниң мәвҗутлуқини тилға елип мундақ деди:
“хитайда у хилдики мәсилиләргә дуч кәлмигән район йоқ дейәрлик. Бу һал хитай компартийәсиниң өзигиму бәш қолдәк аян. Улар өз һөкүмранлиқидики булуң-пучқақларниң тамам өз контроллуқида болушни истәйду. Улар бир амалларни қилип өз кимликини сақлап қелишқа тиришиватқан иҗтимаий топлуқларни системилиқ һалда вәйран қиливатиду. Шуңа шәхсән мән хитай дөлити өз тәсирини сиңдүрүватқан һәрқайси җайлардики бу әһвалларға нисбәтән хитай компартийәсидин бирәр иҗабий сиясәт чиқип қалармикин, дәп үмид қилмаймән. Шу сәвәбтинму тағдәк бесимларниң мәвҗутлуқиға қаримастин мәрданә һәрикәтләрни рояпқа чиқарған көплигән шәхсләр мушу сәвәблик җазалиниватиду. Бүгүнки доклатниң йәнә бир мәқситиму хитай чеграси ичидә яки сиз тилға алған райондила әмәс, бәлки у җайлардин һалқиған һалда дуняниң охшаш болмиған җайлиридиму мунасип тәсир қозғаштур. Чүнки биз (хитай һөкүмитиниң) дуняниң башқа җайлиридики паалийәтчиләрни қорқутуш яки уларға тәһдит селиш урунушлириға даир бешарәтләр вә испатларни көрдуқ. Бу болса комитетимиз алдимиздики бирнәччә һәптә вә бирнәччә ай ичидә давамлиқ һалда зеһнини қойидиған мәсилиләр, дәп ишинимән.”
Мәлум болушичә, мәзкур доклат америка дөләт мәҗлисигә йоллинидиған болуп, ақ сарай вә америка дөләт мәҗлисиниң хитайға қаратқан ташқи сияситини бәлгилишидә асаслиқ материял мәнбәси болуш ролини ойнайдикән.