Б д т да уйғурларниң әйиблишигә хитай һәйити җаваб бәрди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2014.03.18
jenwe-uyghur-mesilisi-1.jpg Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 25-нөвәтлик инсан һәқлири омумий йиғинидин көрүнүш. 2014-Йили март, җәнвә.
RFA/Erkin Tarim

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 25-нөвәтлик инсан һәқлири омумий йиғинида д у қ рәиси рабийә қадир ханим намидин өмәр қанат сөз қилди. Өмәр қанат әпәнди 18-март күни чүштин кейин б д т ниң җәнвәдики залида өткүзгән омумий йиғинда қилған сөзидә уйғурлар дучар болуватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликини аңлатти. У нутқида хитайниң уйғурларниң ана тилини ишлитиш һоқуқини қолидин тартивалғанлиқи, илһам тохти, абдувели аюп қатарлиқ зиялийларни уйғурларниң қануний һәқлирини қоғдиғанлиқи үчүнла түрмигә ташлиғанлиқи, хитай һөкүмитиниң уйғурларға бесим сиясити йүргүзүватқанлиқини оттуриға қойди.

Кейин хитай һәйити сөз қилип д у қ һәйитигә рәддийә билдүрүп мундақ деди:
-Хитай қанун дөлити, хитайда һечким өзини қанундин юқири орунға қоялмайду. Илһам тохти хитайниң қануниға хилап иш қилған болғачқа қанун бойичә җазаланди. Бу хитайниң қануний һоқуқи. Һеч ким буниңға арилишалмайду. Хитай аз санлиқ милләтләрниң һәқ вә һоқуқини қоғдашқа алаһидә әһмийәт бериду. Аз санлиқ милләтләргә қарита яхши сиясәтләрни түзүп чиқип, аз санлиқ милләт райониниң иқтисадини тәрәққий қилдурушқа алаһидә әһмийәт бериватиду. Хитай дөлити аз санлиқ милләтләрниң пикир әркинлики, диний етиқад әркинлики, өрп-адәтлирини қоғдашқа охшаш пүтүн һәқ-һоқуқлирини капаләткә игә қилди. Уйғурларму шундақ. Әмма хитай дөләтниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн терроризм һәрикәтлиригә қарши күрәш қилмақта. Биз қанунсиз тәшкилатларниң бу йиғинға қатнишишиға қарши туримиз вә наразилиқимизни ипадиләймиз.

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, муавин рәис өмәр қанат, иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәндиләрдин тәркиб тапқан д у қ һәйитиниң бүгүнки паалийитиму наһайити ғәлибилик өткән болуп, биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн рабийә қадир ханим билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.