Уйғурлар тоғрисидики соаллар хитай дипломатларни қорқутти
2014.03.19
Түркийәниң уйғурлар әң көп олтурақлашқан шәһәрлиридин бири болған қәйсәри шәһиридики әрҗийәс университетида өткүзүлгән бир паалийәттә мухбирниң уйғурлар тоғрисидики соали билән залниң сиртидики уйғурларниң шоар авази хитай дипломатларни қечип кетишкә мәҗбур қилған.
18-Март күни мәзкур университетниң хитай тили вә әдәбияти кафедраси билән хитай әлчилики бирликтә хитай мәдәнийәт һәптисиниң ечилиш мурасимини өткүзгән болуп, бу мурасимға хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң мәдәний-маарип ишлириға мәсул дипломатиму қатнашқан иди. Ечилиш мурасими башлаштин бурун шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң аяллар комитети мудири рабийә илктүрк ханим башчилиқидики 40 әтрапида киши қоллирида көк байрақларни көтүргән һалда түрлүк шоарларни товлиған. Хитай дипломатлар , ечилиш мурасими башлаш алдида “хабәр түрк” ниң мухбири нәҗмәттин чухадароғлиниң уйғурлар тоғрисидики соалини аңлапла қечип чиқип кәткән. Хитай дипломатлардин соал сориған нәҗмәттин чухадароғли, нәқ мәйдандин бизгә бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди:
-Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизни залға киргили қоймиди. Мән мухбир болуш сүпитим билән залға кирдим, инсан һәқлири дәпсәндичилики тоғрисида соал соридим. Оқуған, тәпәккур қилған уйғур зиялийлирини немишқа түрмигә ташлайсиләр, дәп соридим. Бу соалимни тәрҗиман тәрҗимә қилишиғила 4 қоғдиғучи дәрһал хитай дипломатниң әтрапини оривалди. Бу әснада университетниң мудириға хитай дөлити шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизни өлтүрүватса немә үчүн буларни чақирдиңлар? қериндашлириңларни өлтүрүватқан дөләтниң дипломатлири билән қандақму қол елишип көрүшкүңлар келиду? дәп соридим. Әмма хитайлар бәк қорқуп кәтти. Мән хитай дипломатларға мән хәвәр түрк телевизийисиниң мухбири, немә үчүн мениң соалимға җаваб бәрмәй қорқисиләр, дедим.
Хәвәр түрк мухбири нәҗмәттин чуһадароғлу әпәнди ечилиш мурасими башлимай турупла хитай дипломатларниң арқа ишиктин қечип чиқип кәткәнликини баян қилип мундақ деди:
-Мениң бу соалимни аңлап хитай дипломат җиддийлишип кәтти. Залниң арқисидин ишиктин қоғдиғучиларниң қоғдиши астида сиртқа чиқип кәтти, ечилиш мурасими түгимәстин чиқип кәтти. Сиртта уйғурларниң намайиш авазини залниң ичидә мениң соалимни аңлапла тикивәтти. Залниң әтрапида хитай дипломатларни вә паалийәтниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн кәлгән 130 әтрапида сақчи бар иди. Әслидә қәйсәри әрҗийәс университети хитай тили кафедраси өткүзгән бу паалийәткә кәлгән оқуғучиларниң сани 20 әтрапида иди. Оқуғучиларниң актипчанлиқиму юқири әмәс иди, чүнки уларму хитайниң уйғур қериндашлириға зулум қиливатқанлиқини яхши билиду.
Хәвәр түрк телевизийисиниң қәйсәри шәһиридә турушлуқ мухбири нәҗмәттин чухадароғлу хитай дөлитиниң қәйсәридә бундақ паалийәтләрни өткүзүшидики сәвәбниң 1964-йили хитай зулумдин қечип қәйсәри келип олтурақлашқан уйғурларға уларға бурун қилған зулумини әслитиш икәнликини илгири сүрди.
Биз ахири рабийә илктүрк ханим билән сөһбәт қилдуқ.
Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиз.