“дунядики билинмигән һекайиләр мунбири” да уйғурниң авази

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.04.16
dunyadiki-bilinmigen-hekayiler-munbiri.jpg Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди(солдин иккинчи) “дунядики билинмигән һекайиләр мунбири” да уйғурларниң дәрдини аңлатти. 2018-Йили 14-апрел, италийә.
RFA/Ekrem

“дуня уйғур қурултийи” ниң рәиси долқун әйса “дунядики билинмигән һекайиләр мунбири” да уйғурларниң дәрдини аңлатти.

14-Апрел күни италийәниң перугиа шәһиридә 50 дин артуқ дөләттин кәлгән миңдин артуқ мухбир, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, сиясий әрбаблар вә парламент әзалири қатнашқан “18-нөвәтлик хәлқара ахбаратчилар фестивали” башланған. Фестивалниң тунҗи күни “дунядики билинмигән һекайиләр мунбири” намлиқ йиғин өткүзүлүп, нуқтилиқ һалда хитай вә уйғур вәзийитидин мәлумат бериш, муһакимә қилиш паалийити болуп өткән.

Нәқ мәйдандин игилигән мәлуматлиримизға көрә, 14-апрел өткүзүлгән “дунядики билинмигән һекайиләр мунбири” намлиқ йиғинға “радийо радикале” қанилиниң дектори массимилиано риясәтчилик қилған. Йиғинда парламент әзаси андре гаттолин, кишилик һоқуқ паалийәтчиси лаура һард, д у қ ниң рәиси, “вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” ниң муавин рәиси долқун әйса вә “хитайға ярдәм” тәшкилатиниң рәиси яң җйәнли қатарлиқ 4 киши нутуқ сөзлигән.

“хәлқара ахбаратчилар фестивали” ниң мәқсити, дуняниң һәр йәрлиридики зулумға учраватқан, пикир әркинлики чәкләнгән, йезиш әркинлики чәкләнгән, әркин учур-ахбарат һәққи чәкләнгән, түрмиләргә бәнд қилинған вә харлашқа учриған мухбирлар, язғучилар, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, адвокатлар, җамаәт әрбаблири, сиясий актипларниң һәққини қоғдаш һәм буниң үчүн явропа парламентиниң, б д т ниң, ғәрб демократик дөләтлириниң диққитини бу мәсилигә тартиштин ибарәт икән.

Игилишимизчә, миладидин илгирики 6-әсирдә нами чиқишқа башлиған қәдимий шәһәр перугиада һәр йили өткүзүлидиған “хәлқара ахбаратчилар фестивали” ға нәччә онлиған дөләтләрдин йүзлигән мухбирлар, адвокатлар, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, сиясий актиплар, парламент әзалири келип қатнишидиған болуп, бу нөвәт уйғурлар вәкилиниң тунҗи қетим тәклип қилиниши болуп һесаблинидикән. Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди бу йиғинға “вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” ниң вәкили сүпитидә қатнашқан һәмдә уйғурлар вәзийитини әтраплиқ аңлатқан.

Уйғур миллий һәрикитиниң италийәдики актип қоллиғучилиридин бири болған лаура һард ханим қилған сөзлиридә хитайниң уйғурларға селиватқан қаттиқ бастуруш сиясити һәққидә тохталған.

“18-нөвәтлик хәлқара ахбаратчилар фестивали”, д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндини уйғурлар мәсилисини дуняниң һәр йәрлиридин кәлгән көплигән кишиләргә аңлитиш вә улар билән тонушуш, пикир алмаштуруш пурсәтлири билән тәминлигән.

“18- нөвәтлик хәлқара ахбаратчилар фестивали” йиғининиң күнтәртипигә асасланғанда, бир һәптә давамлишидиған бу паалийәт давамида 710 киши нутуқ сөзләйдикән, 310 қетимдин артуқ түрлүк мәдәний паалийәтләр өткүзүлидикән. Италийәдики “хәлқара радикал партийәси” гә әза болған бир қисим уйғур достлириму бу қетимқи паалийәтләр җәрянида уйғурлар мәсилисини күнтәртипкә елип чиқидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.